Һейтгаһ мәсчити һарақ ботулкилирида


2007.07.11

bayawandiki-bulaq-150.jpg
"Баявандики булақ" ниң корупкиси.

Гәрчә уйғур елидики асаслиқ милләт болған уйғурларниң диний етиқади һәмдә миллий өрп адәтлиридә һарақ ‏- шарап ичиш чәкләнгән болсиму, әмма йеқинқи нәччә он йилдин буян түрлүк сәвәбләр түпәйли бир қисим уйғурларда һараққа нисбәтән чәкләш туйғуси аҗизлашти.

Шуниң билән тәң , улар уйғур елидә һәмдә хитайда ясалған һарақларниң әң көп истималчилириға айланди, әмма улар ширәгә тикләнгән һарақлар арисида "баявандики булақ" маркилиқ алаһидә ясалған һарақниң бутулка һәм корупкилирида уйғур мусулманлириниң әзиз тавапгаһи, улуғ һейтгаһ мәсчитиниң көрүнүши чүшүрүлгәнликини көргәндә қаттиқ ғәзәпкә кәлмәктә.

" Или җиңгу һарақчилиқ чәклик ширкити " баявандики булақ маркилиқ һарақ мәһсулатиға "һейтгаһ мәсчити" ниң сүритини чаплап базарға салғанлиқи гәрчә нөвәттә уйғурларниң тор бәтлиридә күчлүк инкас қозғиған темиға айланған болсиму , әмма бу һарақ ишләпчиқириливатқанлиқиға шундақла уйғур елидә яқтуруп истимал қилиниватқанлиқиға бәш йилдин ашқан икән. Һарақ вә һейтгаһ мәсчитидин ибарәт зиддийәтлик уқумларниң һарақ ботулкисида бирләштүрүлгәнлики мунасивити билән уйғурларда қозғалған наразилиқ пикирләр сәвәбидин мухбиримиз гүлчеһрәниң игилигән мәлуматлириға диққәт бәргәйсиз.

Һарақ ботулкисидики бимәнилик

Мусулманларниң уйғур елидики даңлиқ мәсчити ,қәшқәр дияриға җайлашқан улуғ тавапгаһи һейтгаһ җамәси бәш йүз йиллиқ тарихқа игә муқәддәс җай . Әмма бу мәшһур муқәддәс мәсчит наминиң бүгүнки күндә ислам динида һарам дәп чәклинидиған һарақниң ботулка корупкилирида ишлитилиши толиму бимәнилик.

Шундақла буниң диний һәм миллий өрп ‏- адәтләргә әмәл қилип келиватқан уйғурлар арисида ғулғула қозғиши тәбиий , йеқиндин буян һәр қайси уйғур тор бәтлиридә бу һәқтики мулаһизиләр әң ават темиға айланди. Интернеттә бу һәқтә пикир баян қилған уйғурларниң инкаслиридин көрүвелишқа болидуки , һейтгаһ мәсчитиниң һарақ ботулкисида пәйда болуши уйғурларниң диний етиқадиға , миллий өрп ‏- адитигә һөрмәт қилмиғанлиқиниң , мунасивәтлик даириләрниң мәсулийәтсизликиниң ипадиси дегәнгә охшаш пикирләр асасий салмақни игилимәктә.

Биз уйғурларда бирдәк наразилиқ қозғаватқан мәзкур мәсилини кәлтүрүп чиқарған или җиңгу һарақ чәклик ширкити һәмдә бу ширкәтниң баявандики булақ маркилиқ һариқиниң коропка һәм бутулкисини лайиһилигән шибей фуләй елан басма чәклик ширкәтлири билән алақилишип мәсилиниң сәвәблирини ениқлашқа тириштуқ.

Уйғур елидики хитай ширкәтлири уйғурларниң етиқади һәм өрп ‏- адитигә әһмийәт бәрмәйду

Илидики, қазақистан билән уйғур ели чегриси әтрапиға җайлашқан җиңгу һарақ чәклик ширкитиниң һарақ ишләш завутиға телефон қилдуқ.

Телефонни алған бу хитай , ширкәтниң мәһсулатларни сетиш бөлүмигә мәсул хадим болуп , әпсуслинарлиқи , у һейтгаһ мәсчитиниму билмәйдикән. У бизниң немә үчүн һейтгаһ мәсчитиниң сүритини һараққа ишләткәнликини , ширкәтниң немә үчүн уйғурларниң диний миллий һессиятиға сәл қариғанлиқини сориғинимизда у ширкәттикиләр уйғурларниң һәмдә мусулманларниң өрп ‏- адәтлирини чүшинип кәтмигәчкә буниңға әһмийәт бәрмигән болуши мумкин дәп җаваб бәрди.

Униң билдүрүшичә , бу һарақ завути 2005 - йили иқтисади сәвәбтин бәрбат болған болуп , һарақ ишләпчиқириштин пүтүнләй тохтапту ,у пәқәт завутта ешип қалған мәһсулатлирини бир тәрәп қилишқа қалған бирдин ‏- бир хадим икән. У йәнә " илгири ишләнгән бир қисим мәһсулатлиримиз йәнила базарда болуши мумкин "деди.

Униң билдүрүшичә , баявандики булақ маркилиқ бу һарақ ишләпчиқирилғанға бәш ‏- алтә йил болған болсиму , бу һәқтә йәрлик хәлқтә наразилиқ пикир пәйда болғанлиқини тунҗи қетим аңлиши икән . У бу һәқтә " бизниң бу җайдики миллийлар мундақ ишларға бәк сәзгүр , әмма бу мәһсулат базарға селинип наһайити базар тапти . Һазирға қәдәр бирәр адәм бу һәқтә бизгә пикир берип бақмиди" дәйду.

"Мусулман истималчилар һарақта ислам бәлгисини көргәндин кейин сетивалиду... "

Биз йәнә, баявандики булақ намлиқ 48 градуслуқ ақ һараққа һейтгаһ мәсчитиниң көрүнүшини асас қилип ишлитип марка һәм коропка лайиһилигән , үрүмчидики шибей фуләй елан басма чәклик ширкитиниң дериктори лю вейҗиңға телефон улидуқ.

Лю дерикторму ?

‏- Һә мән. Бу фуләй ширкити.

-Мән әркин асия радиоси мухбири. Мән сорап бақсам , баявандики булақ маркилиқ һарақни биләмсиз ?

‏- Билимән , бу һарақ шинҗаңда даңлиқ маркилиқ һарақ.

‏-Бу һарақниң карупкилирини силәр лайиһилигәнму?

‏- Шундақ , биз лайиһилигән . Үстидә һилал ай шәкли бар қурулуш чүшүрүлгән марка бармикән, һә шу биз лайиһилигән мусулманчә марка.

-Силәр немә үчүн һарақ маркисиға мусулманларниң мәсчитини ишләттиңлар?

‏- Мәсчитниң бәлгисини дәмсиз , шинҗаңда сетилидиған ишләпчиқирилған һәр қандақ мәһсулатта шундақ мусулманчә бәлгә болуши шәрт . Чүнки шинҗаңда яшаватқан аз санлиқ, мусулман дегәндәк амма, пәқәт шу бәлгини көргәндила андин мәһсулатни сетивалиду.

-Ундақта һарақ мусулманчиму ?

‏- Һарақ завутта ишләпчиқирилидиған санаәт мәһсулати уни мусулманчә яки әмәс дәп айримайду.

- Ундақта ислам динида һарақ чәклинидиғанлиқини биләмсиләр?

‏- Уни билимән , лекин аз санлиқ милләт истималчилири мушу мусулманчә бәлгини көргәндин кейин сетивалиду . Буни биз бекитәләйдиған иш әмәс , буни дөләтлик миллий вә диний ишлар комитетлири бәлгилигән.

- Демәк һараққа чоқум мусулманчә бәлгә қоюш хитай дөләтлик миллий ишлар комитети тәрипидин бәлгиләнгәнму?

- Тоғра.

-Униңдин башқа сода ‏- санаәт башқуруш тармақлириниң тәстиқлиши билән бу лайиһилигән мәһсулатлириңларни базарға салалайсиләр шундақму?

‏- Шундақ, миллий ишлар комитети , сода санаәт мәмурий башқуруш идариси һәмдә йемәк ‏- ичмәкләрниң сүпитини тәкшүрүш тармақлири тәрипидин қандақ мәһсулатларға мусулманчә бәлгини ишлитишкә болидиғанлиқи рухсити берилгәндин кейин бу хил бәлгиләрни ишлитимиз.

- Силәр баявандики булақ маркилиқ ақ һарақниң бутулка һәмдә корупкилирини лайиһилигәндә һейтгаһ мәсчитидин яки қәшқәрдики мунасивәтлик орунлардин һейтгаһниң сүритини ишлитиш рухситини алдиңларму?

Бу соалимға у худди мән орунсиз соал сориғандәк күлди.

Силәр буни игиләп немә қилмақчи?

- Нөвәттә уйғурларда һейтгаһ мәсчити сүрәтлириниң һарақ ботулкилирида пәйда болғанлиқиға наразилиқ пәйда болди, улар буни мусулманларниң диний етиқади, миллий өрп ‏- адитигә һөрмәт қилмиғанлиқ дәп тәнқид қилмақта. Чүнки һейтгаһ мәсчити мусулманларниң улуғлайдиған орни . Сиз амминиң бу һәқтики соаллириға қандақ җаваб бәрмәкчи?

- Ундақ болса , бу соалға һазир қандақ җаваб беришни билмидим.

-Бу һәқтә наразилиқ күчәймәктә силәр лайиһилигән бу нәрсиләрниң мусулманларниң ғуруриға тәгкәнликини һес қилип йәтмидиңизму?

‏- Ундақ болса бу , бизниң хизмитимиздики бир сәвәнлик бопту.

- Силәр мусулман аз санлиқ милләтләр яшаватқан райондики бир ширкәт,немә үчүн йәрлик амминиң диний вә миллий өрп ‏- адәтлиригә әһмийәт бәрмәйсиләр?

‏- Бу мәсилини мән ениқлиғандин кейин бир немә дийәләймән.

Мана бу уйғур елидики15 йилдин буян даңдар һарақ вә башқа мәһсулатларниң елан һәмдә маркилириниң лайиһисини ишләватқан чоң ширкәтниң дерикториниң уйғурлар һәмдә мусулманларға болған чүшәнчиси. Хитайдики әң чоң мусулманлар олтурақ районида яшаватқан карханичиниң ислам диниға болған чүшәнчиси шундақла мәсулийәт еңи.

Ундақта улуғ һейтгаһ мәсчитиниң имамлириниң, мәсчитниң ақ һарақ ботулкилириға чүшүрүлгәнликидин хәвири барму ‏- йоқ ? улар бу мәсилигә қандақ инкас қайтурмақчи ? буниңға қизиқсиңиз , әтики аңлитишимизға давамлиқ диққәт бәргәйсиз. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.