Уйғур, тибәт, хитай вә моңғуллар бирлишип, хитайни б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң әзалиқидин қалдуруветиш һәрикити қозғиди

Келәр йили сайлам елип берилип, б д т кишилик кеңишиниң йеңи нөвәтлик әзалирини сайлайду. Хитай 47 дөләтниң әзалиқидики мәзкур кеңәшниң әзалиқиға өзини йәнә намзат қилип көрсәткән.
Мухбиримиз әркин
2012.03.07
yang-jyenli-tibet-namayish-305.jpg “җуңго пуқралар күчи” һәрикитиниң рәһбири яң җйәнли хитай әлчиханиси алдидики тибәтләрниң намайишида сөз қилди. 2012-Йили 8-феврал, вашингтон.
RFA

Бирақ уйғур тибәт, хитай вә моңғул қатарлиқ милләтләрниң чәтәлдики кишилик һоқуқ вә өктичи тәшкилатлири хитайни әзалиқиға қарши чиққан. Улар йеқинда бирлишип хитайниң кишилик һоқуқ кеңишигә әзалиқиға қарши хәлқара һәрикәт қозғиди.

Бу уйғур, тибәт, хитай вә моңғул қатарлиқ милләтләрниң чәтәлдики кишилик һоқуқ вә өктичи тәшкилатлириниң тунҗи қетим бирлишип, хитайниң б д т қармиқидики бир хәлқара органға әза болушиға қарши һәрикәт қозғишидур. Америка уйғур җәмийити, хәлқара тибәт һәрикити, җәнубий моңғулийә кишилик һоқуқ учур мәркизи вә җуңго пуқралар күчи һәрикити қатарлиқ 4 тәшкилат бирлишип, хитайниң 2013‏-йили б д т кишилик һоқуқ кеңишигә йәнә әза болуп сайлинишиға қарши турған.

Бу 4 тәшкилат сәйшәнбә күни елан қилған бу һәқтики баянатида, “б д т һәрикәт программиси” намлиқ мәзкур паалийәт арқилиқ кишиләрниң диққитини хитайниң кишилик һоқуқ мәсулийитини пүтүнләй ада қилмиғанлиқиға тартиш, вә хитайниң 2013‏-йили б д т кишилик һоқуқ кеңишигә әза болуп сайлинишини тосушни мәқсәт қилидиғанлиқини билдүргән. Улар баянатта хитайниң немә үчүн кишилик һоқуқ кеңишигә әза болуп сайланмаслиқи керәк, дәп қарайдиғанлиқини чүшәндүрүп, “б д т кишилик һоқуқ кеңиши дуня миқясида кишилик һоқуқни қоғдайдиған вә алға сүридиған йүксәк бир орган болсиму, бирақ буниң әксичә хитай өз пуқралириниң сөз қилиш, йиғилиш, диний әркинлики вә мал-мүлүк һоқуқини изчил рәт қилип, диний гуруһлар вә аз санлиқ милләтләрни қәбиһлик билән җазалап кәлди. Бу барлиқ әлләр тәрипидин етирап қилинған мәсилә” дәп тәкитлигән.

Мәзкур һәрикәт хитай йеқиндин буян б д т хәвпсизлик кеңиши, б д т омуми қурултийи вә кишилик һоқуқ кеңишиниң сүрийидики қирғинчилиқни тәнқид қилиш вә тохтитиш тоғрисидики қарарлирини арқа-арқидин рәт қилип, хәлқара җәмийәтниң қаттиқ тәнқидигә учриған бир мәзгилдә башлиған.

Яң җйәнли мәзкур һәрикәтни қозғиған хитай өктичи тәшкилатлиридин “җуңго пуқралар күчи” һәрикитиниң рәһбири. У радиомизға сөһбәт елан қилип, хитайниң б д т кишилик һоқуқ кеңишигә әза болушиға һечқандақ салаһийити йоқлуқини билдүрди.

У, “җуңго дунядики кишилик һоқуққа таҗавуз қилғучи әң чоң дөләт. Җуңгониң нобел мукапати саһиби вә нурғун өктичи затларни қамаққа алғанлиқи биз һәммимизгә мәлум. Уйғур, тибәт вә моңғуллар районлирида мәдәнийәт җәһәттин йоқитиш сиясити елип берип, сиясий тутқун қилиш вә миллий експилататсийини йолға қойди. Кишилик һоқуққа таҗавуз қилидиған нурғун вәқәләр йүзбәрди. Бундақ бир дөләтниң б д т кишилик һоқуқ кеңишигә әза болуш салаһийити йоқ” дәйду.

Б д т кишилик һоқуқ комитети 2006‏-йили кишилик һоқуқ кеңишигә өзгәртилип, униң кишилик һоқуқ таҗавузчилиқини тәқиб қилиш җәһәттики һоқуқи күчәйтилгән иди. Низамнамиға асасән б д т омуми қурултийи униңға әза дөләтләрни һәр 3 йилда бир қетим сайлайду.

Уйғур җәмийити қатарлиқ тәшкилатлар баянатида, хитай б д т ниң асаслиқ кишилик һоқуқ әһдинамилиригә имза қойған дөләт болсиму, бирақ аз санлиқ милләт районлирида кишилик һоқуққа системилиқ бузғунчилиқ қилиш омумйүзлүк мәвҗут икәнлики вә кишилик һоқуқниң пүткүл җуңгода дәпсәндичиликкә учраватқанлиқини илгири сүрүп, кеңәшкә “намзат дөләтләрниң кишилик һоқуқни алға сүрүш вә қоғдаш җәһәттики төһписи көздә тутулуши керәклики” ни тәкитлигән.

Йәнә бәзи анализчилар хитайға охшаш башқа дөләтләр билән қоюқ сода-иқтисади вә мәнпәәт бирлик мунасивити бар келәңсиз бир дөләтни, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң әзалиқиға сайлиништин тосуп қелишниң асанға тохтимайдиғанлиқини әскәртип, бу һәрикәтниң нәтиҗә қазинишиға гуман билән қарайдиғанлиқини илгири сүрмәктә.

Лекин яң җйәнли мәсилиниң һәқиқәтән қийинлиқи, нурғун дөләтләрниң хитай билән сода вә башқа җәһәтләрдики мәнпәәт бирликини көзләп, уни рәнҗитишкә петиналмайдиғанлиқи, бирақ өзлириниң бу һәрикәт арқилиқ хитайға зор хәлқара бесим пәйда қилип, уни өзгиришкә мәҗбурлашни мәқсәт қилидиғанлиқини билдүрди.

У мундақ дәйду: “гәрчә улар наһайити риялист болуп, биз оттуриға қойған кишилик һоқуқниң бузғунчилиққа учраш мәсилисини көрмәскә салсиму, бирақ у мәлум чәктин ешип кәткәндә, демократик әлләрниң зуван сүрүш-сүрмәслик мәсилидә бизниң йәнила мәлум ишәнчимиз бар. Ғәлибә қилиш-қилалмаслиқимиздин қәтий нәзәр биз бир адәм, зиянкәшликкә учуруғучи тәрәпкә вәкиллик қилғучи вә җуңго пуқраси болуш сүпитимиз билән өз садайимизни чиқиришимиз керәк. Бесим күчәйсә, башқа дөләтләрни бизни қоллимайду,дегили болмайду. Бәлки җуңго һөкүмити еғир бесимға учриса, еһтимал б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң әзалиқиға давамлиқ сайлинишни көзләп, кишилик һоқуқни яхшилиши мумкин. Мана бу бизниң йәтмәкчи болған муддиайимиз. Биз уларниң йол қоюшини үмид қилимиз.”

Америка уйғур җәмийити қатарлиқ “б д т һәрикәт программиси” ни қозғиған тәшкилатлар йәнә торда шәхсләрниң б д т кишилик һоқуқ һоқуқ кеңишигә хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини паш қилип, имза топлаш вә әрз қилиш һәрикити башлиған. яң җйәнли, уйғур қатарлиқ милләтләр бирлишип қозғиған бу һәрикәтниң тунҗи қетим елип бериливатқанлиқи вә бундақ бир һәрикәтниң өз ара чүшинишкә түрткә болидиғанлиқини билдүрди. У, хитай һөкүмитиниң миллий мәсилини ашкара бәс муназирә қилишни изчил чәкләп келиватқанлиқини әскәртип, бирақ миллий мәсилә ашкара бәс муназирә қилинса, униң һәл қилинишиға пайдилиқ икәнликини билдүрди.

У, “әлвәттә биз милләтләр арисидики зиддийәтни йоқ дейәлмәймиз. Буниң мәвҗутлуқи муқәррәр. Мән баям буни миллий експилататсийә, дәп атидим. Әгәр биз миллий експилататсийиниң барлиқини инкар қилсақ, биз сәмимийәтсизлик қилған болимиз. Бирақ миллий експилататсийиниң арқисики түп сәвәб-униң арқисидики диктатор һакимийәттур. Әгәр бу диктатор һакимийәт хәнзуларни бесип турмиған болса, хәнзулар миллий експилататсийә мәсилисини ашкара бәс муназирә қилған болатти. Бу мәсилә ашкара бәс муназирә қилинса, уни һәл қилишниң бир чариси тепилатти. Шуңа миллий експилататсийә вә миллий зиддийәт мәвҗут һадисә. Бирақ диктатор һакимийәтниң бесимида биз икки милләт арисидики бәзи конкрет мәсилиләрни ашкара муназирә қилишқа амалсиз қеливатимиз. Бу мәсилиниң һалқилиқ бир нуқтисидур” дегән.

Хитай б д т ниң универсал кишилик һоқуқ әһдинамиси қатарлиқ асаслиқ хәлқара әһданимилириға имза қойған дөләт. Бирақ кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай хәлқ қурултийиниң һазирға қәдәр бу әһдинамилардин “пуқралар һоқуқи вә сиясий һәқләр”, “иқтисади иҗтимаий мәдәнийәт һоқуқи әһдинамилири” ни тәстиқлап, рәсмий йолға қоймиғанлиқи, хәлқ қурултийи тәстиқлап рәсмий йолға қойған “тән җазаси қатарлиқ ғәйрий инсани қилмишларни чәкләш” қатарлиқ әһдинамиләрни иҗра қилмайватқанлиқини тәнқидләп кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Mar 07, 2012 08:24 AM

pikirlerni qandaq körimiz?