"Хотән қәғизи" ниң ахирқи варислирини издәш


2007.09.26

"Хотән қәғизи" уйғурларниң икки миң йилдинму артуқ тарихқа игә мәдәнийәт мираслириниң бири, әмма дәвримиздә хотән қәғизи ясаштин ибарәт қәдимий һүнәрни билидиғанлар санақлиқла қалди. Хотән вилайити қариқаш наһийиниң пурчақчи йезиси будда кәнтидә олтурушлуқ 80 яштин һалқиған тохти бақи , әнә шу тәвәрүк ата кәспини давамлаштуруп кәлгән 10 - әвлад хотән қәғизи устиси һесаблиниду.

Бәзиләр бу кишини хотән қәғизини ясиялайдиған әң ахирқи әвлад болуп қелиши мумкин дегән әндишиләрни оттуриға қоймақта. Әҗиба бу бовайдин кейин хотән қәғизи ясиялайдиған киши тепилмасму ? буниң билән уйғурлар хотән қәғизидин ибарәт нәччә миң йиллар сақлинип кәлгән бу қиммәтлик мәдәнийәт мирасидин айрилип қаларму? биз бу яшанған бовайниң һазирқи әһвали һәмдә униң ясиған қәғәзлириниң базар әһвали һәм шагирт йетиштүрүш ишлири һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн тириштуқ, әпсус будда кәнтидә телефонму болмиғачқа , бу киши билән алақилишиш унчә асан тохтимиди.

Қиммәтлик мирас - хотән қәғизи

Үжмә қовзақлири қатарлиқ пүтүнләй тәбий хам әшяларни асаслиқ материял қилип қәдимий усулда ясилидиған хотән қәғизи,уйғур қол һөнәрвәнчиликиниң есил нәмуниси, хотән қәғизи асанлиқчә йиртилмайду , чиримайду , әвришимликкә игә, қатлишип кәтсиму түзләп ишлитишкә әплик ,күн нури яки нәмликтин өзгәрмәйду, рәңги ақ сүпәтлик болуп қаш теши сүркәп патланғандин кейин йүзи силиқлишиду, униңға һәр қандақ қәләм билән хәт яки рәсим сизғанда рәң йейилмайдиған , узақ йилларғичә рәңги өңмәйдиған алаһидиликләргә игә.

Уйғурлар узақ тарихий мәдәнийитидә хотән қәғизини ,хәт -чәк, диний вә әдәбий хатириләрни йезиш, вәсиқиләрни йезишқа охшаш мәтбәдә ишләткәндин сирт , кийим кечәк, доппа тикиштә қатурма қилиш һәм миллий тибабәт дорилирини ,қән- нават , татлиқ гезәкләрни ораш, ишик , деризә күзнәклириниң йериқлириға чаплап топа ‏- чаңдин сақлиниш ...Қатарлиқ һәр саһәләрдә кәң қолланған.

Шу вәҗидин хотән қәғизи йипәк йоли содисида юқири тавар қиммитигә игә , мәшһур болған қол һүнәрвәнчилик мәһсулати ,гәрчә узақ тарихтин буян уйғур мәдәний һаятида һәм күндилик турмуштиму кәң қоллинилған қәғәз болсиму , бирақ һазирқи заман санаитиниң тәһдитигә учрап кәң көләмдә ишләпчиқирилиштин тохтиған һәмдә барғанчә тар даиридә қоллинилидиған бир хил йәрлик характеригә игә боюм болуп хотәнни мәркәз қилип ушшақ қол һүнәрвәнчилик шәкли билән сақлинип қалған.

Йирақ йезидики даңлиқ һүнәрвән

2002 - Йили америка симитсонийон музийиниң вашингтонда оюштурған йипәк йолидики милләтләрниң мәдәнийәт фестивалида ,хотәнниң йирақ йезисидин кәлгән бешиға чирайлиқ гүллүк доппа кийгән 80 яшлардики бир бовайниң яшинип қалғиниға қаримай чаққанлиқ билән шах ‏- шумба , қәдимий , иптидаий әсваблар билән бир дәмдила өзгичә қәғәз варақчилирини ясап уйғурларниң қәдимий қәғәзчилик һүнирини көрситиши кишиләрниң әқлини лал қилди. Мана бу хотәнниң қарақаш наһийиси пурчақчи йеза будда кәнтидә яшап ,хотән қәғизи ясаштин ибарәт ата кәспини давамлаштуруп кәлгән онинчи әвлад , хотән қәғизи устиси тохти бақи ака иди.

Шундин кейин хотән қәғизи барғанчә мәдәнийәт тәтқиқатчилириниң диққитини тартти, мәхсус хотән қәғизи үстидә, уйғурларниң қәғәзчилик мәдәнийити үстидә издинидиғанлар хотәнниң йирақ йезилирини арилап , дәвримиздики ахирқи әвлад қәғәз устиси тохти бақини издәп сорайдиған униң ясиған қәғәзлирини қиммәтлик боюм орнида сақлайдиған болди. Шуниң билән хотәнниң йирақ йезисида сақлинип қалған хотән қәғизи тохти акиниң даңқи билән тәң қайта етибарға елинишқа башлиди.

Хотән қәғизи варсларға, базарға муһтаҗ

Аридин бәш ‏- алтә йил өтти , нөвәттә уйғурлар арисида тохти бақиниң қәғәз ясаш һүниригә варислиқ қилидиған шагиртниң йоқлуқи, йеқин кәлгүсидә уйғурлар хотән қәғизидин ибарәт мирастин мәңгүлүк айрилип қелиш мумкинчилики барлиқи һәққидә әндишилик гәп сөзләр таралди.

Бу мунасивәт билән биз тохти бақи акини тепип сөзлишишни тоғра таптуқ , әмма йирақ йезидики даңлиқ кишини тапмақ асманғиму тохтимиди. 25 - Сентәбир күни ,дәсләп биз хотән вилайәтлик мәдәнийәт идариси арқилиқ ,тохти бақи турушлуқ қарақаш наһийә пурчақчи йезилиқ һөкүмәт билән алақилаштуқ. Әтиси йәни26 - сентәбир пурчақчи йезилиқ һөкүмәткә қайта телефон қилғинимизда йезилиқ һөкүмәт ишханисиниң бир хадими өзи тохти бақиниң өйигә берип бизниң қол телефони арқилиқ тохти бақи билән алақилишишимизға ярдәм қилди.

Демәк тохти бақи ака хотән қәғизи ясаштин ибарәт қәдимий қол һүнәрни билидиған бирдин ‏- бир киши болмастин , униң пәрзәнтлири вә башқиларму бу уйғур қәдимий мирасиға варислиқ қилишқа тәйярлиниветипту . Әтики программимиздин тохти бақиниң шагирти шундақла оғли турсун бақи билән өткүзгән сөһбитимизниң давамини аңлиғайсиләр. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.