Қәдимий мирас "хотән қәғизи" бүгүн һәм әтигә хитап қилиду


2007.09.27

Нөвәттә уйғур дияриниң тарим вадиси вә хотән қатарлиқ җай -җайлиридин тепилған хотән қәғизигә йезилған ,түрлүк тарихий дәвирләргә мәнсуп болған охшимиған мәзмунлардики қолязмилар,пүтүкләр уйғур ели шундақла дуняниң башқа җайлиридиму қиммәтлик мирас сүпитидә етибарлинип сақланмақта. Шундақла булар уйғурларниң қәдими һәм бүйүк мәдәнийәт тарихиға игә бир милләт икәнликиниң җанлиқ испати.

Кишини һаяҗанға салидиғини, гәрчә хотән қәғизи кәң көләмдә ишләпчиқирилиш һәм ишлитилиштин мәһрум қалған болсиму , хотәнниң йирақ йезилирида икки миң йилдин артуқ узун тарихқа игә хотән қәғизи ясаштин ибарәт қәдимий қол һөнәрвәнчиликиниң дәвримизгичә мукәммәл сақлинип қелишидур.

Алдинқи аңлитишимизда биз хотән қариқаш наһийисиниң чәт йезисида олтурушлуқ хотән қәғизи устиси тохти бақи бовай билән хотән қәғизи һәққидә өткүзгән сөһбәтни аңлатқан идуқ.

юқиридики улиништин, тохти бақи бовайниң оғли , бу аилиниң хотән қәғизи ясаштин ибарәт ата кәспигә варислиқ қилғучиси,11 - әвлад қәғәзчи турсун тохти билән мухбиримиз гүлчеһрәниң, хотән қәғизиниң бүгүни вә әтиси һәққидә өткүзгән сөһбитини диққәт етибариңларға сунимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.