Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати: хитай диний әркинликкә давамлиқ зиянкәшлик қилмақта


2006.03.02
CHINA_XINJIANG_KORANIC_S_47.jpg
Оқуғучилар, үрүмчидики ислам иниститутидики хитай дөләт байриқи есилған бир синипта тәлим алмақта. AFP

Хитай һөкүмити буниңдин бир йил илгири диний ишларни башқурушниң йеңи бәлгилимисини елан қилип рәсмий йолға қойғанда, бу бәлгилимә хитай пуқралириниң диний ибадәт әркинликигә капаләтлик қилиш вә уни қоғдаш ролини ойнайду, дәп җакарлиған иди.

Йеңи диний бәлгилимә диний әркинликниң техиму дәпсәндә қилинишиға йол қойди

Диний ишларни башқуруш йеңи бәлгилимисиниң йолға қоюлғиниға чаршәнбә күни бир йил толди. Шу күни мәркизи ню - йорктики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң мәзкур бәлгилимә йолға қоюлғанлиқиниң бир йиллиқи мунасивити билән елан қилған баянатида әскәртишичә, җуңго пуқралириниң бу бир йил ичидә диний ибадәт әркинлики бурунқиға охшашла халиғанчә чәклимигә учриған вә хитай даирилири усулини өзгәртип, қанунлаштуруш нами астида диний гуруһлар вә диний затларға зәрбә беришкә башлиған.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, хитайда диний әркинлик вәзийитиниң бурунқиға қариғанда еғирлашқанлиқини билдүрди. Мәзкур тәшкилат баянатида, "хитайниң 'диний ишларни башқуруш бәлгилимиси' йолға қоюлған бир йилдин бери, хитай пуқралириниң диний әркинликтин бәһриман болуш һоқуқи халиғанчә чәкләш обйектиға айланди " дәйду.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң әскәртишичә, йәрлик әмәлдарлар диний паалийәтләрни бастурмақта. Динға етиқад қилидиған пуқраларни тутқун қилиш вә қолға елиш, диний сорунларни тақаш, диний затларниң паалийити, алақиси, саяһити вә алақилишиш әркинлики чәкләнмәктә.

Хитайниң диний әркинлик вәзийитидә өткән бир йилдин бери һечқандақ өзгириш болмиған

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, бу бир йил җәрянида хитайниң диний ишларға қаритилған контроли, йеңи бәлгилимә елан қилинғанлиқиға қаримай тибәт вә уйғур аптоном районида күчәйтилди, дәп көрсәтти.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати асия бөлүминиң дериктори брәд адамсниң әскәртишичә, "йеңи бәлгилимидә диний ибадәт әркинликидин бәһриман қилиш вәдисини иҗра қилишқа орун берилмигән ". Брәд адамс "диний ибадәтниң әң аддий мәҗбурийәтлирини ада қилмақчи болғанлар қолға елинмақта, түрмигә ташланмақта яки тәһдиткә учримақта " дәйду.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң асия бөлүмидики миккий спейгилниң әскәртишичә, хитайниң диний әркинлик вәзийитидә өткән бир йилдин бери һечқандақ өзгириш болмиған. Спейгил "буниң әксичә хитай даирилири йеңи тосалғуларни яритип, йеңи қурулған ибадәт сорунлирини тәстиқләшни қийинлаштурувәтти. Диний паалийәтләрни бастуруш пәсийип бақмиди. Бәзи диний гуруһлар охшимиған сәвәбләр билән бастурулмақта " дәйду.

Уйғур ели вә тибәттики вәзийәт еғир

Җуңго һөкүмити диний паалийәтләрни қанун бойичә чәкләйдиғанлиқини ейтқан. Әмма бәлгилиминиң мүҗимәллики йәрлик даириләрниң бәлгилимини иҗра қилиш җәрянида халиғанчә чүшәндүрүш һоқуқиға игиликидур .

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати баянатида, хитайниң уйғур аптоном районида йолға қойған диний сиясити мусулманларниң диний ибадәт паалийитигә чәклимә қойғанлиқини алаһидә тилға алди. Баянатта, "хитайниң ғәрбидики нопуси уйғур мусулманлирини асас қилған шинҗаңда, адәттики исламға даир текистлар қәти мәний қилинған. яш‏- өсмүрләргә диний тәлим - тәрбийә бериш чәкләнди вә ата‏- ана вә мудәррисләр җазалиниш обйектиға айланған " дәйду.

Мәркизи вашингтондики америка уйғур җәмийити тәрипидин ингилизчә нәшр қилинған "шәрқий түркистан вә уйғурлар" намлиқ китапчида көрситилишичә, хитай һөкүмити уйғур аптоном районида һәр қайси мәсчит тамлириға "партийә вә иттипақ әзалири, дөләт ишчи - хизмәтчилири, дәм елишқа вә пинсийигә чиққанлар, 18 яшқа тошмиған яш ‏- өсмүрләр, кәнт кадирлири вә аялларниң мәсчиткә кирип диний паалийәт билән шуғуллинишиға болмайду " дегән агаһландурушларни чаплиған.

Баянатта кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, хитай һөкүмитиниң тибәт аптоном районида өткән йили раһиб вә раһибәләрни хитай компартийиси таллиған бәнчән ламаға итаәт қилишқа мәҗбурлиғанлиқини билдүрди. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң әскәртишичә, хитай һөкүмити "тибәт әзәлдин тартип җуңгониң бир қисими икәнликини етирап қилмиған яки далай ламаға итаәт қилмаслиқни вә хитай таллиған бән чән ламаға итаәт қилишни рәт қилған раһибларни ибадәтханилардин қоғлап чиқарған".

Хитайниң диний бәлгилимисидики маддилар муҗимәл

Хитайниң диний ишлар башқуруш бәлгилимиси 2004 - йили 7 - айниң 7 - күни хитай дөләт кабинтиниң 57- нөвәтлик даимий әзалар йиғинида мақулланғандин кейин, 2005 - йили 3 - айниң 1 - күни рәсмий йолға қоюлған. Бәлгилимидә мәзкур қаидини түзүшниң нишани "пуқраларниң диний ибадәт әркинликигә капаләтлик қилип, дин вә җәмийәт инақлиқи, нормал диний паалийәтләр, диний гуруһлар, диний сорунлар вә динға ишинидиған пуқраларниң қануний һоқуқини қоғдаш " дәп тәкитләйду. Әмма көзәткүчиләрниң әскәртишичә, бәлгилиминиң мунасивәтлик маддилири мүҗимәл болуп, бу, йәрлик әмәлдарларниң диний затлар, диний сорунлар вә диний паалийәтләрни еһтияҗи бойичә халиғанчә контрол қилишиға қолайлиқ яритип бәрмәктә.

Миккий спейгил "мениңчә бу бәлгилимидики мәвҗут мәсилиләрниң бири, униң мәзмуниниң мүҗимәллики. Буниң көп қисимини улар мәқсәтлик шундақ қилған. Мәсилән: җуңго һөкүмити диний паалийәтләрни қанун бойичә чәкләйдиғанлиқини ейтқан. Әмма бәлгилиминиң мүҗимәллики йәрлик даириләрниң бәлгилимини иҗра қилиш җәрянида халиғанчә чүшәндүрүш һоқуқиға игиликидур " дәйду. Миккий спейгилниң әскәртишичә, хитай даирилири мүҗимәл бәлгилимиләр арқилиқ диний җәмийәтләр вә террорчилиққа қарши туруш нами астида шинҗаң, тибәт қатарлиқ җайлардикии диний паалийәтләрни бастурмақта вә диний затларни вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси елишқа мәҗбурлимақта. Буни рәт қилғанлар бөлгүнчи, террорчи, диний әсәбий, дегән җинайәтләр билән қолға елинмақта вә җазаланмақта.

Бейҗиң һөкүмити, хитай санаәт игилики еһтияҗ болған нефитниң 30 % ни қамдайдиған уйғур аптоном райони, шәрқий түркистан "террорчилири" ниң тәһдитигә дуч кәлмәктә, дәп җакарлиди. Әмма кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаришичә, бейҗиңниң бу сиясити уйғур миллий һәрикитини бастурушни қанунлаштуруш тиришчанлиқиниң бир қисими икән.

Бу мунасивәт билән хитай хәлқ қурултийи сәйшәнбә күни б д т ниң "хәлқара террорлуқ малийә мәнбәсигә зәрбә бериш әһдинамиси" мақуллиған. Бирақ хитай һөкүмити уйғур елидә мусулманларға вә исламға қарши күрәш елип бериватқанлиқини рәт қилип, һәрикитиниң "бөлгүнчиләр, террорчилар вә диний әсәбийләр" гә қаритилғанлиқини билдүрмәктә. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.