Җорҗ буш билән ху җинтавниң ақ сарай алдида қилған сөзлиридин тәрмиләр


2006.04.20
hujinta-bush.jpg
Америка президенти буш хитай президенти ху җинтав вә уларниң аяллири 20 – април күни ақ сарайниң балконида. AFP

Америка президенти җорҗ буш бүгүн әтигән америкиниң пайтәхти вашингтондики ақ сарай алдида, хитай дөләт рәиси ху җинтавни күтүвалди һәмдә мәзкур күтүвелиш мурасимида, мәхсус сөз қилди. Америка президенти җорҗ бушниң сөзидин кейин, хитай дөләт рәиси ху җинтавму сөз қилди.

Буш: биз хитай һөкүмитиниң қилған вәдилириниң әмәлгә ешишини күтимиз

Президент буш ху җинтавни күтүвелиш мурасимида қилған сөзидә икки дөләт оттурисидики сода һәмкарлиқ мәсилиси, енергийә мәсилиси, дуня бихәтәрлики мәсилиси, кишилик һоқуқ мәсилиси вә тәйвән мәсилиси қатарлиқлар һәққидә тохталған. Мәсилән сода мәсилисидә, президент буш" әгәр хитай һөкүмити хитайда турушлуқ америка ширкәтлиригә худди америкидики хитай ширкәтлири бәһриман болуватқан риқабәтлишиш һоқуқиға охшаш һоқуқни бәрсә, ундақта икки дөләт оттурисидики сода мунасивити техиму күчийиду. Шуңа биз хитай һөкүмитиниң бу һәқтә қилған вәдилириниң әмәлгә ешишини йәни мәмликәт ичидә ислаһат елип бериш билән бир вақитта, америка мәһсулатлириниң хитайға техиму көпләп кириши, әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш хизмитини техиму күчәйтиши, хәлқ пулини долларға алмаштурушта техиму маслишишчанлиқ болуши қатарлиқ җәһәтләрдә қилған вәдилириниң әмәлийлишишини күтимиз " дәп билдүрди:

Хитай дөләт рәиси ху җинтавму икки дөләт оттурисидики сода мәсилиси һәққидә тохталди. У сөзидә " хитай вә америка дуняда тәсири наһайити күчлүк болуватқан дөләтләр болуп һесаблиниду. Икки тәрәпниң мәйли сода ишлирида болсун яки бихәтәрлик сәһийә, енергийә вә муһитни қоғдаш мәсилилиридә болсун зич һәмкарлишиши, зор истратегийилик әһмийәткә игә. Болупму бизниң сода җәһәттики һәмкарлиқимиз асия райониниң иқтисадиғила әмәс бәлки дуня иқтисадиғиму зор асас яритиду" дәп көрсәтти.

Икки дөләт оттурисидики талаш – тартиштики мәсилиләр үстидә давамлиқ сөһбәт елип берилиду

Америка президенти җоҗ буш хитай дөләт рәиси ху җинтавни күтүвелиш мурасимида қилған сөзидә хәлқара бихәтәрлик мәсилисини тәкитләш билән бир вақитта, икки дөләт оттурисидики бир қисим талаш ‏- тартиш болуватқан мәсилиләргә сәмимий позитсийидә болуши керәкликини көрсәткән. У йәнә, хитай хәлқи үчүн кишилик һоқуқ вә әркинлик мәсилисиниң нәқәдәр муһим икәнликини һәмдә өзиниң хитай дөләт рәиси ху җинтав билән бу һәқтә давамлиқ сөһбәт елип баридиғанлиқини билдүрди.

Америка президенти җоҗ буш сөзидә хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә тохталғанда йәнә " хитайниң бүгүнкидәк нәтиҗә қазиниши хитай хәлқиниң сетиш, сетивелиш вә ишләпчиқириш җәһәтләрдә илгирикидин көп әркинликкә чиққанлиқидин, әгәр хитай һөкүмити хитай хәлқиғә әркин һалда бир йәргә йиғилиш, өз ой -пикирлирини әркин баян қилиш, өз етиқадини әркин ипадиләш қатарлиқ һоқуқларни бәрсә, ундақта хитай техиму зор ғәлибиләргә еришәләйду " дәп көрсәтти.

Хуҗинтав: тәйвән мәсилиси

Хитай дөләт рәиси ху җинтав ақсарай алдида қилған сөзидә, хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә ениқ ипадә билдүрмигән. У пәқәт " биз кишилик һоқуқ мәсилисидә, америка билән бирликтә өз‏ - ара һөрмәт қилиш вә баравәрлик асасида, хәлқара кишилик һоқуқ ишлирини техиму илгири сүримиз " дәп билдүрди :

Хитай дөләт рәиси ху җинтав ақсарай алдида қилған сөзидә тәйвән мәсилисини алаһидә тәкитләп " тәйвән хитай земининиң айрилмас бир қисми. Биз һәрқандақ адәмниң һәрқандақ усул билән уни хитайдин айривитишигә йол қоймаймиз" дәп көрсәткән. Америка президенти җорҗ буш тәйвән мәсилиси һәққидә америкиниң хитайниң "бир җуңго сиясити " ни һимайә қилидиғанлиқини билдүргән. Лекин у " биз һәрқандақ вақитта, мәйли қайси тәрәп болсун, тәйвәнниң һазирқи һалитини өз алдиға өзгәртишигә қарши туримиз. Биз тәйвән мәсилисидә икки тәрәпни өз ара тоқунушмаслиққа, қаршилишип қалмаслиққа үндәймиз. Биз тәйвән мәсилисиниң тинч йол билән бир тәрәп болушиға ишинимиз" дәп көрсәтти. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.