Буш вә ху җинтав нйо йоркта кәң темиларда сөһбәт өткүзиду


2005.09.13
CANADA-CHINA-HU-200.jpg

Һәр йили сентәбирдә нйо йоркта өткүзүлидиған б д т ниң башлиқлар йиғини һәр қайси дөләт рәһбәрлири өз-ара дипломатлирини қанат яйдуридиған бир сәһнә.

Бу йил 9 - айниң 14 - күнидин 16 - күнигичә өткүзүлидиған б д т башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн, хитай дөләт рәиси ху җинтавму сәйшәнбә күни миксикидики зияритини ахирлаштуруп, америкиға йитип кәлди. Җорҗ буш вә ху җинтав сәйшәнбә күни чүштин кийин учришиду.

Мәтбуатлар икки дөләт рәһбәрлириниң бу учришишиға алаһидә диққәт - етибарини бәрмәктә. Америка чикаго мунбери гезитиниң бу һәқтә елан қилған хәвиригә қариғанда, өткәнки бир нәччә айдин бери икки дөләт сода, енергийә, тәйвән, хитай пулиниң тегишиш қиммити вә һәрбий күч қатарлиқ мәсилиләрдә келишәлмәйватқан болуп, буш вә ху җинтавниң сөһбити дәл мушундақ иқтисадий вә истратегийилик тоқунуш боливатқан мурәккәп бир арқа көрүнүштә өткүзүлидикән.

Шималий корийә вә сода мәсилиси муһим тема

Америкиниң асия-тинч окян ишлириға мәсул сабиқ ярдәмчи ташқи ишлар министири рандал ширәйвер йеқинда вашингтонда өткүзүлгән америка- хитай мунасивәтлири һәққидики бир муһакимә йиғинида, икки тәрәп сөһбитини алдин мөлчәрлигән. У буш вә ху җинтав сөһбитиниң асаслиқи үч түргә бөлүниши мумкинликини оттуриға қойған.

Вәзиписидин айрилиштин бурун ху җинтавниң америка зияритини орунлаштуруш ишлириға қатнашқан рандал ширәйверниң қаришичә, шималий корийини ядросизландуруш мәсилиси вә сода мәсилиси сөһбәтниң асаслиқ темиси болидикән.

Униң билдүришичә, шималий корийини ядросизландуруш йолидики төтинчи қарар алтә тәрәп сөһбитиниң башлиниши билән, америка- японийә вә хитай- җәнубий корийә барғансири икки лагирға айланмақта икән. Сода мәсилиси бойичә, америкиниң хитай билән болған сода тәтүр баланиси өткән йили 162 милярд доллардин ашқан. Хитай һөкүмитиниң бу йил язда қолланған йүәнниң қиммитини тәңшәш тәдбирлири, икки тәрәп сода баланисини тәңпуңлаштурушқа йәнила йитәрсиз икән.

Ширәйвер йәнә, икки дөләт рәһбәрлириниң музакирә қилидиған иккинчи түрдики темилириниң тәйвән вәзийити, енергийә мәсилиси, кишилик һоқуқ вә диний мәсилиләр болуши мумкинликини билдүрди.

Хитай тәйвән мәсилисидә, америкиниң тәйвәнгә вәтәнпәрвәр маркилиқ башқурулидиған бомба вә су асти парахутлирини өз ичигә алған қоралларни сетип бериш пиланидин әндишә қилмақта, америка болса, хитайниң һәрбий күчини тез тәрәққий қилдуруп, районниң һәрбий тәңпуңлиқини бузишидин агаһланмақта.

Кишилик һоқуқ мәсилисидә, америка хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини әйибләп кәлгән болуп, президент буш бу қетимқи учрушушта ху җинтавға чоқум пуқраларниң кишилик һоқуқини яхшилаш мәсилисини оттуриға қойидикән. Ширәйеф, икки дөләт рәһбәрлири бу мәсилиләргә интайин көңүл бөлсиму, бирақ йеқин кәлгүсидә бирәр бөсүш булуши натайин икәнликини көрсәтти.

Ширәйеф йәнә икки тәрәп сөһбитидики үчүнчи хил теминиң муһит вә сәһийә қатарлиқ мәсилиләр болидиғанлиқини тилға алди.

Өз-ара ишәнчниң кәмчиллики әң чоң хәвп

У икки дөләт рәһбәрлири дүч келиватқан әң чоң риқабәтниң өз-ара ишәнч орнитиш икәнликини алаһидә тәкитлиди. У мундақ деди:

"Әгәр мәндин америка - хитай мунасивитидики әң түпки мәсилиниң немә икәнликини сориса, у һалда мән, уни тәйвән мәсилиси яки иқтисадий риқабәт вә яки енергийә талишиши демәйттим. Мән, биз дүч келиватқан әң чоң тәһдид америка вә хитайниң тәдриҗи һалда бир- биригә қарши, өз - ара ишәнмәйдиған һаләткә чүшүп қелиши дегән болаттим. Мән икки дөләт башлиқлириниң буни тосуш үчүн тәдбир елишини халаймән".

Чикаго мунбери гезитиниң мақалисидики мулаһизидә ейтилишичә, дөләт ичидә һәр хил муқимсиз амилларға дүч келиватқан хуҗинтав бу қетим буш билән учрашқанда, җорҗ бушқа көп вәдиләрни бәрмәслики вә бәкму йол қоюп кәтмәслики мумкин икән. Шундақла америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитидики хитайға қарши күчләрниң бесими астида, президент бушму һалқилиқ мәсилиләрдә хитай билән мурәссәләшмәслики мумкин .

Мақалидә көрситилишичә, икки дөләт рәһбири дүч келиватқан әң чоң риқабәт, қандақ қилип хитайниң баш көтүришини икки дөләт мунасивитигә пайдилиқ амилға айландуруш икән.

Ху җинтав әсли пиланида өткән һәптә вашингтонни зиярәт қилип, президент җорҗ буш билән ақ сарайда учрашмақчи иди. Әмма хуҗитавниң вашингтон зиярити вақтинчә бикар қилинған. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.