Ху җинтав ню йоркта қарши елиндиму?
-
2005-09-15 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Хитай рәиси ху җинтав 9 - айниң 13 - күни кәч саәт 2 дә мексикидин ню йорк шәһиригә йетип кәлгәндә, ню йорк шәһиридики волдоф меһманханиси (ху җинтав чүшкән миһманхана) алдида, ху җинтав ни қарши елиш үчүн яки ху җинтав ға намайиш қилиш үчүн турған охшимиған мәқсәттики адәм топини көргән. Униңдики һәрхил авазларни аңлиған әркин асия радиоси мухбириниң хәвәр қилишичә, ню йорк шәһиридики волдоф меһманханисиниң алдида, ху җинтав ни қарши елиш үчүн бир нәччә йүз адәм (шинхуа агентлиқи 5000 адәм дәп хәвәр қилған, әмәлийәттә 500 гә йәтмәйду) 5 юлтузлуқ қизил байрақлани пулаңлитип, юқири авазлиқ канайларда нахша - хор яңритип, ваң - чуң қилип, чоң дағдуға ичидә турған.
Бинормал қарши елиш
Канәктикәт штатидин кәлгән америкилиқ әр - хотун бу җайдин өткәндә, бу көрүнүшкә һәйран қалған. Бундақ чоң һәшәмәт қилип, туғ -әләм көтүрүп, бунчивула дағдуға қилғудәк немә иш болғанду? бир адәмни қарши алимән дәп шунчивула тәлвиләшкән барму? ... Дегән.
Демисиму америкидәк бундақ бир әркин дөләттә, хәлқ сайлап чиқмиған, башқа бир ким бәлгиливалған бундақ бир башлиққа тәнтәнә қилишниң өзи һақарәт қилғанлиқ болатти. Йәнә бир рәтлик кийингән америкилиқ әпәнди өзиниң ярдәмчиси билән биллә меңип бу җайдин өткәндә "бунчивула йоруқи авазда қойиватқан бу немә нахша" дәп сориған. Кишиләр униңға "бу хитайниң вәтәнпәрвәрлик нахшиши" дәп чүшәндүргәндә, у киши "америка немә дегән кәң қосақ дөләт-һә. Өз йеридә хәлқ рава көрмәйдиған нахшини, гәп қилмайдикән дәп бу йәргә әкилип қойивәргәнкән -дә" дегән.
Әмәлгә ашмиған вәдә
Ху җинтав ни қарши алғили сақлап турған кишиләр сақлап чарчиғанда , уларниң алдиға хитайниң ташқи ишлар министири ли җавшиң әпәнди чиқип "алдираш ишини ташлап қоюп бу йәргә кәлгән хизмәтчиләр вә оқуғучиларға рәхмәт, рәис ху җинтав аллиқачан миһманханиға кирип болди" дегән. Кишиләр бу гәпни аңлап хапа болушқан. Болупму хитай муһаҗирлири бәк хапа болған. Уларниң ичидин бир си "мән бу кишиләргә ху җинтав билән көрүшүп, рәсимгә чүшүп хатирә қалдурувелишқа вәдә берип, бу җайға әкәлгән идим, әмди мән бу һесабни қандақ беримән?" дегән вә ағзини бузуп тиллиған.
Шенҗин шәһиридә сақчи болған җаң фамилилик бир киши өзи ялғуз бир пилакатни көтүрүп намайишқа чиққан икән. У көтүривалған пилакатқа "хитай һөкүмити сақчиларға адәм өлтүрүш буйруқи чүшүргән" дәп йезилған. Бу киши әслидә мушу пилакатни ху җинтав ға көрсәтмәкчи болған. Әмма ху җинтав бу йәргә кәлмәй, меһманханиға арқа ишиктин кирип кәткәндин кейин, җаң әпәнди тәнә қилип "мана қачти, сақчи адәм өлтүрмәйдиған җайға кәлмәйду. Әгәр бу пилакатни көрсә, йүзини нәдә қойиду, .. Виҗдани азапланмамду..." Дегән.
Фалунгоңчилар вә тебәтликләрниң намайиш қошуни "ху җинтав ға ләнәт" , "коммунист партийигә ләнәт", дәп шуар товлиғанда, уларға қарши һуҗумға өтүш үчүн телефон арқилиқ адәм топлап һәркәтлинишкә башлиған бир қисим кишиләрни сақчилар тинҗитқан. Мушу күндә, б д т йиғиниға 170 нәччә дөләтниң башлиқлири кәлгән. Шуңлашқа бу әтрапта тәртип сақлаш үчүн 4000 сақчи қошулған. Һазир бу җайда җәмийәт тәртипи яхши. Ейтишларға қариғанда, фалуңгоңчилар бу җайда намайишни кечидиму давамлаштуридикән. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Буш билән ху җинтавниң америка-хитай мунасивити һәққидики қисқа сөһбити вә инкаслар
- Буш вә ху җинтав нйо йоркта кәң темиларда сөһбәт өткүзиду
- Ху җинтав билән паул мартинниң сөһбитидә немиләр музакирә қилинған?
- Канададики тәшкилатлар ху җинтавниң зиярити җәрянида актип паалийәт елип бармақта
- Ху җинтав канадада намайишқа дуч кәлди