Буниңдин кейинки америка -хитай мунасивити бу қетим ху җинтавниң америка хәлқиғә өзини қандақ тунутушиға бағлиқ


2006.04.17
hujintao-putin-200.jpg
2006-Йили 21-март күни, хитайни зиярәт қиливатқан русийә президенти путин, хитай дөләт рәиси ху җинтав билән . AFP

Хитайниң дөләт рәиси ху җинтав 4 ‏- айниң 18 ‏- күнидин 21 ‏- күнигичә америкини зиярәт қилиду.

"Америка авази" ниң хәвәр қилишичә, хитайниң муавин ташқи ишлар министири яң җичи әпәнди ху җинтавниң бу қетимқи америка зияритини "хитай -америка мунасивитидики әң чоң иш, буниңдин кейин америка -хитай мунасивитиниң уда, сағлам, муқим тәрәққи қилиш яки қилалмаслиқида әң муһим әһмийәткә игә. Тәйвән мәсилиси хитай ‏-америка мунасивитидики әң муһим вә әң сәзгүр мәсилә" дәп баян қилған.

Хәвәрдә ейтилишичә, ху җинтавниң америка зияритиниң тунҗи бекити америкиниң ғәрбий қирғиқидики вашингтон штатиниң сиятил шәһири. Униңдин кейин, ху җинтав 20 ‏- април күни америкиниң пайтәхти вашингтон шәһиридә болиду, америка президенти җорҗи буш билән көрүшиду. Униңдин кейин, 21 ‏- април күни америкиниң канәктикәт штатиниң нюхевин шәһиридики йел университетини зиярәт қилиду. Хәвәрдә ейтилишичә йәнә, хитайниң нюйорк шәһиридики консулханиси уюштурған миңдин артуқ хитай муһаҗириниң ху җинтавни күтүвелиш қошуни ню хевин шәһиридә паалийәт елип бариду. Ху җинтав америка зияритини аяқлаштурғандин кейинла сәуди әрәбистани, маракәш, нигирийә вә кинийәләрни зиярәт қилиш үчүн йолға чиқиду.

Ахшаш болмиған қарашлар

Өз мухбиримизниң сиятул шәһиридин хәвәр қилишичә, америкиниң сиятул шәһиридики хитай муһаҗирлири ху җинтавниң бу қетимқи америка зияритигә нисбәтән асасән охшимайдиған икки хил көз қарашта. Бәзилири сабиқ америка президенти никсун әпәндиниң 1972 ‏- йили мавзедоң билән қол елишқандики рәсимини көтүрүшкә тәйярлиқ қилған. Улар хитай билән америкидин ибарәт бу ики дөләт рәһбәрлириниң яхши сөһбәт елип берип, икки дөләт мунасивитини яхшилишини үмид қилиду.

Бу хитай муһаҗири "биз ху җинтавға қарши турмаймиз, биз пәқәт мустәбит һакимийәткә қарши туримиз. Биз хитайниң ават болушиға, алға илгирилишигә, хитайда демократийә вә әркинликниң әвҗ елишиға тиләкдашмиз" дегән. Йәнә бир қисим хитай муһаҗирлири буниңға түптин охшимайду.

Бәш юлтузлуқ қизил байрақни көтүрүп ху җинтавни қарши елишқа тәйярлиқ қиливатқан бу хитай муһаҗири "биз бурун тәйвәндики җуңхуа мингони қоллайттуқ, гоминдаң тәхттин чүшүп, чен шуйбйән президент болғандин кейин тәйвәнниң мустәқиллиқиға қарши турушқа йүзләндуқ. Әмди биз һазир вәтәнниң тәрәққи қилишини, күчлинишини арзу қилимиз. Әгәр вәтинимиз тәрәққи қилмиса, күчләнмисә, қудрәтлик дөләт болуп чиқмиса, биз хитайлар хәқниң дөлитидә бешимизни игиз көтүрүп йүрәлмәймиз" дегән.

Әркин асия радиосиниң мухбири санфрасеско шәһириниң кочисиға чиқип йолдин өткән кишиләрдин дунядики дөләт башлиқлири һәққидә суал сориса, көпинчисини ейтип берәлигән, әмма ху җинтавниң кимликини ейтип берәлмигән,

Бу қетим америка хәлқи ху җинтавниң қандақ адәмликини униң әмәлийитидин билиду

Санфрасеско университеитиниң профессори кели әпәнди "ху җитавниң бу қетим америкини зиярәт қилиши наһайити яхши пурсәт. Бу қетим америка хәлқи ху җинтавниң қандақ адәмликини америкиниң ташқи ишлар министири райс ханимниң ағзидин әмәс, бәлки ху җинтавниң өзини синчилап көрүп, гепини өз қолиқи билән аңлап, униң зади қандақ адәмликини билиши мумкин. Бурун дең шавпиң кәлгәндә падичи қалпиқини кейип, хәлқ билән сөзлишип, әмәлий сөз - һәрикити билән хәлққә яхши тәсир қалдурған иди. Әмди ху җинтавму өзиниң кимликини америка хәлқиғә өзи тунутуши керәк" дегән.

Боркли университетиниң профессори пампер әпәнди "растини ейтқанда, һазир америка хәлқи хитайға ишәнмәйду, көп җәһәттә хитай билән арилишиштин әндишә қилиду. Ху җинтав бу қетимқи зиярити арқилиқ өзиниң образини өзгәртиши керәк. Һәммә иш униң сәмимий яки сәмимий әмәсликигә бағлиқ. Һазир ху җинтав қайси дөләткә барса, у өзигә қарши туридиғанларға дуч келиватиду. Бу ху җинтавниң өз дөлитидә хәлққә қарита қәбиһ сиясәт йүргүзгәнликниң ақивити" дегән.

Дәсләпки бикәт

Хоңкоңда чиқидиған "венхуй гезити" дә баян қилинишичә, ху җинтав 18 ‏- април күни сиятул шәһиригә кәлгәндә, алди билән майкрософт ширкитиниң асас салғучиси, пүтүн йәр шари бойичә биринчи чоң бай бил гәйтсниң йүз милйон долларлиқ торалғусида кәчлик зияпәттә болуп һардуқини чиқиридикән.

Ейтишларға қариғанда, ху җинтав бил гәйтсниң зияпитидә сүрлигән марҗан тоху, сериқ пияз билән пишурулған вашингтон кала гоши, аласкиниң сәдәп белиқи, кала йеғида тәйярланған меғиз пошкили қатарлиқ йемәкликләр билән ләззәтлинидикән. Зияпәттә 'стар бокс қәһвиси' ширкитиниң байвәччилири вә башқа мәшһур байлар ху җинтав билән биллә болидикән. Униңдин кейин, ху җинтав америкиниң бойин айрупилан ширкитини зиярәт қилип бойин айрупиланлириниң карамәтлирини өз көзи билән күрүп тамаша қилидикән. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.