Ху җинтав америка зияритиниң биринчи күнидә
2006.04.19
Хитайниң дөләт рәиси ху җинтав әпәнди тәкитләп келиватқан марксизм -ленинизм нәзирийиси бойичә ейтқанда, коммунистик партийә билән капиталистлар худди от билән судәк биргә туралмайдиған әң әшәддий дүшмәнләр болсиму, әмма дунядики әң чоң коммунистик партийиниң рәһбири билән дунядики әң чоң капиталистлар бир җайға җәм болуп қизғин қочақлишидиған иш 18-април күни америкиниң сиятул шәһиридә йүз бәрди. Буниңдики бир тәрәп, дунядики әң чоң коммунистик партийиниң рәһбири, пүтүн хәлқни капиталистларни йоқитишқа, дөләт ичидә барлиқ коммунистик партийә әзалирини өзиниң әнәнисини сақлашқа изчил чақирип келиватқан ху җинтав вә униң һәмраһлири болса, йәнә бир тәрәп майкрософт ширкитиниң хоҗайини бил гәйтс, стар бакс қәһвиси ширкитиниң хоҗайини шорс, бойн айрупилан ширкитиниң хоҗайини морли қатарлиқ дунядики әң чоң байлар , йәни әң чоң капиталистлар иди.
Капиталистқақол қойған коммунизмчи өз мухбиримизниң хәвәр қилишичә, коммунистик партийә рәһбири ху җинтав капиталист бил гәйтсниң 'компютер дуняси' ни зиярәт қилғанда, өзиниң бу чоң байға қайил болғанлиқини җакарлиған. Ху җинтав сөзидә майкрософтниң игилик тикләш йоли бир иҗадийәт, бу йол пүтүн дуняниң тәрәққиятини илгири сүрди. Мән буниңға қайил болимән. Мән һазир майкрософт ширкити билән һәмкарлиқ орнатқанлиқимиз үчүн хошал болмақтимән, дегән.
Коммунистик партийә билән капиталистлар бир җайға җәм болған бу көрүнүшләрни, ху җинтав америкиға келиштин бурунла хитай һөкүмитиниң муавин баш министири вуйи ханим америкиға 16 милярд 200 милйон америка доллири елип келип, мал сетивелиш келишми түзүш арқилиқ пүтүнләй пул билән тәйярлап чиққан иди. Гәрчә хитай рәиси ху җинтав әпәнди өзиниң бу қетимқи америка зияритини 'дөләт зиярити' дәп атисиму, әмма униң бу қетим алди билән америкиға килип, америкиниң пайтәхти вашингтондики ақ сарайда америка президенти җорҗи буш билән көрүшмәй, бәлки алди билән сиятул шәһиригә келип, өзини капиталистларниң қойниға атқанлиқи кишиләрдә башқичә туйғу пәйда қилмайму қалмиди.
Ху җинтавни қариши елиш
Өз мухбиримизниң сятул шәһиридин хәвәр қилишичә, хитай рәиси ху җинтавниң мәхсус айропилани америка бойн ширкитиниң сиртқа ечилмайдиған айрудиромиға қонған, әсли бәлгиләнгән вақиттин 20 минут бурун йетип кәлгән. Ху җинтавни қарши алидиған 500 гә йеқин адәм, ху җинтав келиштин бир нәччә саәт бурун, йәни әтигән саәт 6 дила бу йепиқ айрудромға кирип сақлап турушқа башлиған. Мухбиримизниң баян қилишичә, ху җинтавни қарши алғили кәлгән бу кишиләрниң оттуричә йеши 60 тин юқири. Әмма кәйпияти анчә юқири әмәс.
Өз мухбирлиримизниң баян қилишичә, ху җинтав буйн ширкитиниң айрудиромида, өзини қарши алғили кәлгән кишиләрни, мухбирларни, әмма бу җайда намайиш қилидиған адәм йоқлиқини көргәндин кейин , наһайити роһлуқ һалда, хитай рәһбәрлиридә бурун көрүлүп бақмиған бир 'йеңилиқ' ни яритип, алди билән мухбирларниң алдиға келип билим һоқуқи тоғрисида сөз қилған. Гәрчә билим һоқуқини қоғдаш дегән дуня бойичә чоқум риайә қилинидиған қанун болсиму, әмма ху җинтав уни хитайни тәрәққи қилдурушниң еһтияҗи' дегән, шундақла һазир хитайда билим һоқуқини қоғдаш 'күчәйтиливатиду' дәп чүшәндүргән.
Бир хитай: мән һазир америкилиқларни яратмаймән
Мухбиримизниң баян қилишичә, ху җинтавни қарши алғили кәлгән кишиләрниң ичидә көкрәк керип алдиға чиқип сөз қилған хе вейчи ханим 70 - йилларда америка президенти никсун әпәнди хитайни зиярәт қилип, мавзедоң билән көрүшүп, хитайниң сиртқа тақалған дәрвазисини ачқандин кейин, тунҗи қетим хитайдин америкиға келип чамбашчилиқ гумписини көрсәткән , ақ сарайни зиярәт қилған, хитайда ишикни ечиветиш -ислаһат елип бериш башланған һаман йәнә америкиға килип қайтип кәтмәй туруп қалған киши икән. Бу ханимниң һазирқи көз қариши хитайниң тәрәққиятидики реаллиқни техи көрәлмәйватқан бир қисим хитайларниң көз қаришиға вәкиллик қилиду. Бу ханим америка билән хитайдин ибарәт бу икки дөләтниң 30 нәччә йилдин буянқи тәрәққият әһвалини селиштуруп, хитайда һазир мәвҗут болуп туруватқан тәрәққият қизғинлиқи америкидики тәрәққият қизғинлиқидин юқири, биз бурун америкиға көзимизни юқириға тикип қарайттуқ, америклиқлар бизни яратмайтти, һазир америкиниң тәрәққияти хитайниң кәйнидә қалди, америкилиқлар әмди бизгә бешини игиз көтүрүп қаримиса болмайду. Мән һазир буларни яратмаймән. Мән һазир хитайниң наһайити күчлүкликини көрдүм , дегән
Бу қетимқи зиярәттә һәммә нәрсә һәл болмайду
Оз мухбиримизниң баян қилишичә, йеқинда өткүзүлгән америка - хитай мунасивити һәққидики муһакимә йиғинида җан хопкинс универиситетиниң пишқәдәм тәтқиқатчиси хуаңҗин әпәнди 'хитайниң тәрәққиятида чәтәл мәблиғи көп салмақни игиләйду, кириминиң 80% и ташқи содидин киргән кирим. Йәр -земин содисидиму иқтисадий мазғап көп, билим һоқуқиға таҗавуз қилиш техиму еғир . Буларниң һәммиси бир нормал һадисә әмәс' дәп баян қилған.
Бу әпәндиниң тәһлил қилишичә, ху җинтавниң бу қетимқи америка зиярити хитай билән америка оттурисидики содидики қизил рәқәм мәсилисини һәл қилалмайду, бу җәһәттә хитай америкиға қарита һәрхил вастиләрни қоллинип мәсилини һәл қилалиши мумкин әмәс. Чүнки мал импорт қилишта америка хитайғила таянмайду. Хитайдин импорт қилишни тамамән тохтитип қоюп башқа дөләтләрдин импорт қилалайду. Әмәлийәттә хитайниң өзиниң мәсилиси техиму еғир . Өз мухбиримизниң хәвәр қилишичә, ху җинтавниң америка зияритиниң биринчи күнидә ху җинтавға қарши намайиш қилидиған кишиләр қайси җайда намайиш қилидиғанлиқини алдин тизимға алдуруп, шу җайларда ху җинтавға өзиниң авазини аңлитип қоюш үчүн күтүп турған болсиму, әмма ху җинтав бундақ җайлардин өтмигән, чүнки ху җинтав өтидиған йолларниң һәммиси пулға сетилип болған. Гәрчә әһвал мушундақ болсиму, әмма бу кишиләр йәнила 'хитайда пүтүн сиясий җинайәтчиләр қоюп берилсүн' дегән қәтий авазини учур вастилири арқилиқ сиртқа аңлитишқа тиришмақта. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ху җинтавниң америка зияритигә болған инкаслар
- Ху җинтав һазир америкида "дөләт башлиқи" сүпитидә нормал қарши елинмайватқан бир дөләт башлиқи
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә очуқ хәт елан қилди
- Буниңдин кейинки америка -хитай мунасивити бу қетим ху җинтавниң америка хәлқиғә өзини қандақ тунутушиға бағлиқ
- Ху җинтав келәр айдин башлап дәря вә көлләрдики суни деһқанларға сатмақчи
- Германийә – хитай мунасивәтлири йирақлишамду?
- Гирманийидики уйғурлар хуҗинтавға қарши намайиш қилди