Ху җинтав һазир америкида "дөләт башлиқи" сүпитидә нормал қарши елинмайватқан бир дөләт башлиқи


2006.04.18
US_CHINA_BUSH_HU_21.jpg
2005- Йили 13-сентәбир күни америка президәнти буш хитай рәиси ху җинтав билән нйо-йоркта. AFP

Өз мухбирлиримизниң баян қилишичә, хитайниң дөләт рәиси ху җинтав бүгүн 18 ‏- април күни америкиниң ғәрбий қирғиқидики сиятул шәһиригә йетип кәлгәндә, ху җинтавниң алдиға қарши алидиған кишиләрла әмәс, униңға қарши намайиш қилидиған кишиләрму чиққан. Қәһвә һеди демаққа урулуп туридиған бу сиятул шәһириниң әң ават кочилириға һәр қайси җайлардин кәлгән кишиләр топланған. Канаданиң оттава шәһиридин кәлгән бу ханимниң ейтишичә, канададин 100 гә йеқин адәм бу шәһәргә кәлгән.

Ху җинтав өзигә қарши туридиған авазларни аңлаватиду

Бу ханим мухбирниң "хитай билән америкиниң дөләт мунасивитидә яки хитай билән содигәрләрниң мәнпәәтидә тоқунуш пәйда болғанда, мәсилини қандақ һәл қилиш керәк? дегән суалиға җаваб берип "алди билән адәмдә болушқа тегишлик әқәллий әхлақ өлчимидин чәтнәп кәтмәслик керәк. Әгәр шундақ әқәллий өлчәмниму сақлиялмиса, ундақ адәм мәйли иқтисад билән шуғуллансун яки башқа немә иш билән шуғуллансун, униң қилған иши ахирқи һесабта мувәппәқийәт қазанмайду" дегән.

Хәвәрдә баян қилинишичә, бәзи кишиләр хитай һөкүмити йеқиндин буян майкрософт, яху, сеско дегән чәтәл ширкәтлири билән иқтисадий келишим түзүп, бундақ вастә арқилиқ хитайда интернетни тосуп хәлқниң пикир баян қилиш әркинликини боғуватиду. Биз буниңға қаттиқ ғәзәплинимиз. Бу қетимму ху җинтав америкиға наһайити көп пулни көтүрүп келип , өз -ара мәнпәәт йәткүзүш тактикисини қоллинип кишилик һоқуқни дәпсәндә қилмақчи болуватиду. Әмма ху җинтав һазир бу җәһәттә өзигә қарши туридиған авазларни сятулда аңлаватиду.

Җорҗи буш хитайни америкиниң истратегийилик сәпдиши яки дости дәп қаримиди

Америкиниң оттура ғәрб университетиниң профессори яң лийү "хитай америкиниң истратегийилик сәпдиши, дегән аталғу президент килинтон заманида болған. Әмма җорҗи буш президент болғандин кейин, җәнубий деңизда айрупилан соқулуш вәқәси йүз бәрди, шуниңдин кейин америка - хитай мунасивити мурәккәпләшти. Президент җорҗи буш идеологийә җәһәттә коммунизмға қәтий қарши туридиған киши, шуңлашқа бу дәвирдә, җорҗи буш хитайни америкиниң истратегийилик сәпдиши яки дости дәп қаримиди, бу ениқ. Америка -хитай мунасивити 2002 ‏- йилидин башлап азрақ яхшиланған болсиму, әмма җорҗи буш америка -хитай мунасивитини тәсвирлигәндә, пәқәт "наһайити мурәккәп мунасивәт" дегән гәпни әң көп тәкрарлап кәлди. Америка "сәпдаш" яки иттипақдаш" дегән уқумға наһайити әһмийәт беридиған дөләт. Бу заманда хитай ‏- америка мунасивити әң көп болса бирхил наһайити сус һәмкарлиқ мунасивити болуп кәлди, халас.

Чикаго университетиниң профессори яң дали америка билән хитайниң көзлигән мәнпәәтлирини охшаш дегили болмайду, бу икки дөләт оттурисида әмәлийәттә сәпдашлиқ яки итипақдашлиқ мунасивити болмиди. Пәқәт бәзи җәһәтләрдә һәмкарлашти.

Ху җинтав вашингтонға наһайити көп соғат елип зиярәткә кәлди

Вашингтон почтиси гезити" дә "ху җинтав вашингтонға наһайити көп соғат елип зиярәткә кәлди" сәрләвһилик бир мақалә елан қилинди. Униңда баян қилинишичә, "гәрчә бейҗиң һөкүмити хитай -америка мунасивитини истратегийилик сәпдаш" дәвалған болсиму, әмма әмәлийәттә хитай пәқәт америкиниң бирхил "наһайити сус дости" болуп кәлмәктә" .

Германийә авазиниң баян қилишичә, гәрчә җуңголуқлар ху җинтавниң бу қетимқи америка зияритини дөләт зиярити дәп қарисиму, лекин америкилиқлар ундақ қаримайду. Әмәлийәттә, америкилиқларниң қаришичә, америка -хитай мунасивитидә сода яки бихәтәрлик җәһәтләрниң һәммисидә ишниң кәйнигә бирхил җиддийлик юшурунған. Шуңлашқа ху җинтавни һазир америкида һәқиқий рәвиштә бир дөләт башлиқи сүпитидә қарши елинмайватқан бирдинбир дөләт башлиқи дәп аташқа болиду. Гәрчә ху җинтав пәйшәнбә күни ақсарайға кәлгәндә, уни америкиниң 3 хил қисим оркестири қарши алсиму, әмма җорҗи буш ху җинтав үчүн дөләт зияпити бәрмәйду. Бу немә үчүн ? америка даирилири бу һәқтә чүшәнчә биришни баштин -ахири рәт қилип кәлмәктә.

Америниң шималий каролина штатида туруватқан сиясий мулаһизичи җу шөюән әпәнди йеңи әср җурнилида елан қилған обзорида, һазир америка немә үчүн ху җинтавни һәқиқий бир дөләт рәһбири сүпитидә қарши алмайватқанлиқиниң сәвәбини тәһлил қилип "ху җинтав пәқәт дең шавпиңдин ибарәт бирла аваз ға еришип дөләт рәиси болған киши. Буниңдин кейин америка хәлқ сайлимиған дөләт башлиқини қарши алмайдиған бир қанун тиклиши керәк" дәп баян қилған. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.