Ху җинтавниң америка зияритигә болған инкаслар
2006.04.19
Хитай дөләт рәиси ху җинтав бүгүн өзиниң америкидики 4 күнлүк зияритини башлиди. Бу қетимқи зиярәт ху җинтавниң дөләт рәиси сүпити билән қилған тунҗи қетимлиқ зиярити болуп, америка призиденти җоҗ буш пәйшәнбә күни йәни20 - април күни ху җинтав билән ақсарайда көрүшмәкчи.
Икки дөләт оттурисидики мунасивәт дөләт зияпити бериш дәриҗисигә йәтмигән
Гәрчә хитай даирилири ху җинтавниң бу қетимқи зияритини дөләт ишлири зиярити дәп елан қилған болсиму, америка хәлқи бундақ қаримиған. Чүнки америка, хитай дөләт рәиси ху җинтав тунҗи қетим америкиға йетип келишидә, униң салаһийитигә чушлуқ дөләт зияпити өткүзүшни ойлимиған.
Нйойорктики "бейҗиң баһари жорнилиниң "тәһрири ли шяв ху җинтавниң бу қетимқи америка зияритидә дөләт зияпитигә тәклип қилинмиғанлиқи һәққидә тохтилип "америкиниң бу хил позитсийиси икки дөләт оттурисидики мунасивәтниң әмәлий әһвалини көрситип бәрди. Демәк икки дөләт оттурисидики мунасивәт ху җинтавниң дөләт зияпитидин бәһриман болуш дәриҗисигә йәтмигән" дәп көрсәтти:
Зияритимизни қобул қилған ли шяв сөзидә йәнә 1984 - йили җав зияң хитай дөләт зоңлиси сүпитидә америкиға кәлгән чеғида дөләт зияпити өткүзүлгәнликини тәкитләп " бир дөләтниң рәиси болған ху җинтавниң бу қетим дөләт зияпитигә еришәлмигәнликидин шуни биливалғили болидуки, америка билән хитай оттурисидики мунасивәт 1984 - йилидикидин көп чекингән. Америка бу қетим бу хил позитсийә арқилиқ дуняға бу һәқтә ениқ сигнал бәргән " дәп көрсәтти.
Вашингтондики хитай учур мәркизиниң мәсули чин күйде әпәнди "америкиниң бу җәһәттә бекиткән өлчими бар. Гәрчә ташқи ишлар мунасивитидә буни очуқ ашкара ипадилимисиму, америка һәргизму бир мустәбит дөләткә башқа демократик дөләтләргә охшаш позитсийидә болалмайду. Һәргизму демократик дөләтләрниң рәисини қобул қилғандәк әтраплиқ қарши елиш мурасими өткүзмәйду" дәп билдүрди.
Чинкүйде әпәнди сөзидә йәнә " америка һөкүмити бундақ қилиш арқилиқ хитай һөкүмитигә өз позитсийисини ениқ билдүрди, йәни икки дөләтниң мәйли сода җәһәттә болсун яки кишилик һоқуқ мәсилисидә болсун пүтүнләй охшимайдиғанлиқини һәмдә америкиниң бу һәқтә хитай һөкүмитидин интайин нарази болуп келиватқанлиқини билдүрди" дәп көрсәтти.
Кишилик һоқуқ вә сода мәсилиси муһим орунда
Хитай дөләт рәиси ху җинтавниң бу қетимқи америка зияритидә, америка президенти җорҗ буш билән немиләр һәққидә сөһбәттә болидиғанлиқи мәсилидә, бәзиләр " икки дөләт оттурисидики сода ишини асасий орунға қоюши мумкин" дәп қариса, йәнә бәзиләр " чоқум сиясий мәсилиләрни асасий орунға қойиду" дәп қаримақта. Вашингтондики хитай учур мәркизиниң мәсули чин күйде әпәнди "икки дөләт оттурисидики сода мәсилиси әлвәттә наһайити муһим, лекин сиясий мәсилиләр, болупму хитайдики диний әркинлик, нәшрият әркинлики вә сөзләш әркинлики қатарлиқ сиясий мәсилиләр техиму муһим темилар болуп һесаблиниши мумкин" дәп билдүрди.
Хитай дөләт рәиси ху җинтав америкини зиярәт қилишниң алдида, хәлқарадики көплигән кишилик һоқуқ тәшкилатлири америка призиденти җоҗ бушқа очуқ хәт йезип, униңдин ху җинтав билән көрүшкинидә хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисини алаһидә оттуриға қоюшиини тәләп қилған. Дуня уйғур қурултейиму бу һәқтә мәхсус очуқ хәт елан қилип, америка президенти җоҗ бушниң уйғур елидики кишилик һоқуқ мәсилисигә көңүл бөлүшини тәләп қилған.
Вашингтондики америка учур мәркизиниң мәсули чин күйде әпәнди " хитай дөләт рәиси ху җинтав бу қетимқи америка зияритидә мәйли сода җәһәттә болсун яки сиясий җәһәттә болсун, чоқум нурғун вәдиләрни қилиши мумкин. Лекин биз униң бу вәдилиригә бәкму ишинип кәтмәсликимиз керәк. Чүнки хитайда чоң бир өзгириш йүз бәрмәй туруп, һәрқандақ вәдиниң әмәлгә ешиши мумкин әмәс " дәп билдүрди.(Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ху җинтав һазир америкида "дөләт башлиқи" сүпитидә нормал қарши елинмайватқан бир дөләт башлиқи
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә очуқ хәт елан қилди
- Буниңдин кейинки америка -хитай мунасивити бу қетим ху җинтавниң америка хәлқиғә өзини қандақ тунутушиға бағлиқ
- Ху җинтав келәр айдин башлап дәря вә көлләрдики суни деһқанларға сатмақчи
- Германийә – хитай мунасивәтлири йирақлишамду?
- Гирманийидики уйғурлар хуҗинтавға қарши намайиш қилди