Ақ сарай алдида йүз бәргән ху җинтавға қарши вәқәләр вә уйғурчә кийинип қарши елишлар
2006.04.21
Хитайниң дөләт рәиси ху җинтав 20 - април күни әтигәндә, америкиниң пайтәхти вашингтондики ақ сарайниң чимәнликидә өткүзүлгән мурасимда "мән мушу иллиқ баһарда улуқ америка хәлқиғә 1 милярд 300 милйон хитай хәлқиниң саламини елип кәлдим' дәп сөзини текисткә қаримай башлиғанда, мурасимға қатнашқан кишиләр ичидин бир ханим ху җинтавға қарита үнлүк варқирап чуқан салғанлиқи үчүн, ху җинтав бирдәм тохтап қелип, ақсарай сақчилири ху җинтавни сөкүп чуқан салған ханимни тутуп мурасимға қатнишиватқан адәмләр алдидин елип кәткәндин кейин, ху җинтав янчуқидин алдин тәйярланған сөз текистини чиқирип қайтидин 'ханимлар, әпәндиләр ... 'Дәп авазини юқури көтүрүп текист оқушқа башлиған иди.
Ақсарайниң чимәнликидики наразилиқ
'Хитай учур мәркизи' ниң баян қилишичә, ақсарайниң чимәнликидә бир ханим тосаттин фалунгоң байриқини чиқирип, үнлүк варқирап инглизчә "президент буш, сиз ху җинтавниң адәм өлтүривиришигә йол қоймаслиқиңиз керәк' дәп товлиған. Буниңға улапла йәнә хитайчә 'фалунгоңға зиянкәшлик қилишни тохтатсун' дәп товлиған. Бу чағда ақсарайниң чимәнликидики мурасимда турған учур вастилириниң һәммә үн-син үскүнилири ақсарай сақчилири тәрипидин тутуп кетиливатқан бу ханимға мәркәзләшти. Бу вәқәдин кейинла америкидики әң чоң гезитлардин 'нюйорк таймис' , 'вашингтон пост' гезитлири ху җинтавни һақарәтлигән ваң венйи ханимниң рәсимини баш бәткә бесип чиқарди.
Кишиләрниң нәзиридә қәһриманға айланған аял
Һазир америкиниң шимали каролина штатида туриватқан мустәқил тәтқиқатчи җушөюән әпәндиниң баян қилишичә, ақсарайдики мурасимда текисткә қаримай мәғрурлинип сөзләватқан ху җинтавға чоқан селип, уни алақзадә қилип, ху җинтавни қайтидин алдин тәйярланған текистни чиқирип хәтму-хәт оқушқа мәҗбур қилған фалунгоңчи ханимниң исми ваң венйи. Униң чоқан салғанда 'ху җинтав әгәр сән фалунгоңға зиянкәшлик қилишни тохтатмисаң, синиң күниң аз қалди' дегән гәпниму қилған.
Ваң венйи ханим бейҗиңдин кәлгән, америкида медитсина бойичә докторлуқ унвани алған. У һазир нюйорк шәһириниң мәнхатон районида бир дохтурханида хизмәт қилиду. У өзи хитай пуқраси, фалунгоңчә нәпәс мәшқи қилиду. Ваң ханимниң атиси еғир кесәл болуп ятқанда, хитай һөкүмити я паспортини узартип бәрмигән я виза бәрмигәнликтин, у атиси билән видалишалмиған. Хитай һөкүмити һазирға қәдәр униң паспортини узартишни рәт қилмақта. Ваң ханим бу қетим ақ сарайниң чимәнликидә өткүзүлгән мәшһур мурасимда ху җинтавни сөккәнлики үчүн, һазир җәмийәттә қәһриман сүпитидә тонулди.
Ақсарайниң чимәнликидә көрүлүп бақмиған һадисиләр
Җушөюән әпәндиниң баян қилишичә, узун йиллардин буян ақсарайда өткүзиливатқан дөләт башлиқлирини қарши елиш мурасимлириға селиштурғанда, бу қетим ху җинтав үчүн өткүзүлгән мурасимини мувапиқйәтлик болмиған бир қетимлиқ мурасим дейишкә болиду. 20 - Април күнидики бу мурасимда йәнә 'җоңхуа хәлқ җумһурийити' ниң дөләт шиери орниға 'җоңхуа җумһурийити' йәни тәйвәнниң дөләт шиери орунлинидиған һадисиму йүз бәрди.
Бушниң сөзини тәрҗимә қилған тәрҗиманму 16 қетим кекәчлишип қалди. Һәтта тәрҗимидә сөз мәзмунини чүшүрүп қоюп, кейинки қетимда тулуқлап қойидиған һадисиму йүз бәрди. Тәрҗиманниң сәвийиси төвән болупла қалмай, бәлки ақсарай сақчилириниңму йүз бәргән һадисини биртәрәп қилиш сүрити наһайити аста болди. Телевизийә истансилириниң хәвиридин мәлум болишичә, ху җинтав ақсарайдики чимәнликтә сөзини түгитип өзичә чиқип кетиш үчүн маңғанда, буш уни чапинидин тартип тохтитивалған көрүнүшләрму бар. юқарқидәк һадисиләр бурун ақсарайниң чимәнликидә көрүлүп бақмиған.
'Көзүтүш җурнили' да баян қилинишичә, ақсарайниң чимәнликидә юқириқидәк һадисиләр йүз бәргәндин кейин, мухбирлар хитай әлчиханисиниң әмәлдарлиридин бу вәқәгә қандақ қарайдиғанғанлиқиқини сориса, улар ниң һәр һәммиси бу һәқтә пикир баян қилишни рәт қилип 'мән һазир бәк алдираш' дегән.
Мухбиримизниң игәллишичә, 20 - април күни ақасарайниң әтрапида паалийәт қилған кишиләрниң көп санлиқи ху җинтавға қарши намайиш қилидиған кишиләр, болупму фалунгоңчилар болсиму, әмма ақсарайға киридиған муһим ишикләр алдидики пиядилар маңидиған йеқин йолларниң һәммисини ху җинтавни қарши елиш үчүн уюштурулған адәмләр игәлливалған.
Қарши елиш өмәклири ичдики уйғурчә вә тибәтчә кийингән хитайлар
Ақсарайниң ғәрбий шимал ишики тәрәптики бағда намайиш қиливатқан тәйвәнлик йешилчилар, тебәтләр вә уйғурларниң алдида бәш юлтузлуқ қизил байрақни көтүрүп һәрхил усул ойнап ху җинтавниң ақсарайдики зияритини тәнтәнә қиливатқан бир қисим адәмниң тебәтчә вә уйғурчә кийинип тебәтчә яки уйғурчә усул ойнаватқанлиқи, тәйвән, тебәт вә уйғур намайишчилирини қаттиқ ғәзәпләндүрди. Улар 'хитай һөкүмити немә дегән нумуссиз, булар һәтта хитайларға тебәтчә, уйғурчә кейим кийгүзүп, уларни тебәт, уйғур қилип ясап чиқип, һечбир нумус қилмастин учуқ -ашкара һалда мана булар тибәтләр , уйғурлар дәп дуняни алдимақчи болған, хитай һөкүмитидин һәзәр әйләш керәк' дегән.
Һазир дунядики учур вастилирида ху җинтавниң бу қетимқи америка зияритиниң әһмийити нимә? хитай- америка мунасивитиниң истиқбали қандақ? хитайниң сиясәт бәлгиләйдиған тәбиқисиниң бу җәһәттә қоллиниватқан тәдбири нимә? америка хитайниң баш көтүрүп чиқиши дегәнгә қандақ қарайду? дегән темиларда йеңидин муназирә боливатиду. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ху җинтав ақсарайда
- Җорҗ буш билән ху җинтавниң ақ сарай алдида қилған сөзлиридин тәрмиләр
- Түрк мәтбуатида ху җинтавниң америка зиярити
- Ху җинтав америка зияритиниң биринчи күнидә
- Ху җинтавниң америка зияритигә болған инкаслар
- Ху җинтав һазир америкида "дөләт башлиқи" сүпитидә нормал қарши елинмайватқан бир дөләт башлиқи
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә очуқ хәт елан қилди
- Буниңдин кейинки америка -хитай мунасивити бу қетим ху җинтавниң америка хәлқиғә өзини қандақ тунутушиға бағлиқ
- Ху җинтав келәр айдин башлап дәря вә көлләрдики суни деһқанларға сатмақчи