Ху җинтав, мушу айниң ахири русийидә зиярәттә болмақчи
2005.06.10
Хәлқара мәтбуатлардин мәлум болушичә, ху җинтав 6 - айниң 30 - күнидин 7 - айниң 3 - күнигә қәдәр русийидә зиярәттә болиду. У русийидики зияритини ахирлаштуруп, қазақистанниң пайтәхти астанидә өткүзүлидиған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң алий дәриҗилик башлиқлириниң учришиш йиғиниға қатнишидикән.
Нөвәттә русийидә зиярәттә боливатқан хитайниң муавин министири зең пеййән җүмә күни русийиниң муавин баш министири жукеф билән учрашқанда ,ху җинтавниң юқириқи паалийәтлирини елан қилған. Бу икки муавин министирниң учришишидики мәқсидиму ху җинтавниң русийә зиярити үчүн тәйярлиқ көрүштин ибарәт икән.
Зең пеййән бир күн илгири, питтисбургда ечилған, 2 - нөвәтлик хитай - русийә сода һәмкарлиқ йиғиниға қатнашқан.
Муавин министир зең пеййәнниң русийидә елип бериватқан хизмәтлиридин, русийә билән хитай сода мунасивитини тәрәққи қилдуруш үчүн алаһидә күч чиқириватқанлиқини көрүвалғили болидикән.
Мәтбуатларда йәнә, хитай билән русийиниң иқтисадий һәмкарлиқни күчәйтишни муһим орунға қойиватқанлиқи тәкитләнгән болуп, ху җинтавниң бу йил 5 - айниң башлири москвада вәтән урушиниң 60 йиллиқини тәбрикләш мурасимиға қатнишип, русийә президенти путин билән болған мәйданиниң бирдәкликини ипадилиши, шуниңдәк 6 - айниң ахири русийини тәкрар зиярәт қилиш пилани, енергийә вә сода һәмкарлиқини тәрәққий қилдурушқа бәл бағлиши, болупму икки дөләт мәнпәәтигә бивастә мунасивәтлик болған чоң типтики һәмкарлиқ түрлири бойичә алақә орнитиши һәмдә бир қатар муһим һөҗҗәтләргә қол қоюши , буниң ичидә йәнә, русийиниң хитайни електир ениргийиси билән тәминләш һәққидики келишимни имзалиши қатарлиқлар икки дөләтниң енергийә вә сода һәмкарлиқини муһим орунға қоюп, икки дөләт мунасивитини тәрәққий қилдуруш үчүн көрситиватқан тиришчанлиқиниң ипадиси икән.
Мәтбуатларда йәнә , русийә билән хитай сода алақисини күчәйтиштин сирт, ху җинтав билән путинниң, икки дөләтниң кәлгүсидики мунасивитини йәниму яхшилаш һәққидә музакирә елип баридиғанлиқи илгири сүрүлгән болуп, москвадики карней фонди җәмийтиниң хитай ишлири мутәхәссиси мисинофниң тәһлил қилишичә " русийә билән хитайниң чегра ихтилаплирини һәл қилиш үчүн бир ариға келиши, икки дөләт мунасивәт тәрәққиятидики асасиниң күчәйгәнликини көрситидикән. Икки тәрәп дөләт хадимлири бәрпа қилинған мушу асасқа тайинип, оттурида мәвҗут боливатқан түрлүк мәсилиләрни һәл қилалайдикән" .
Мисиноф сөзидә йәнә мундақ дәйду : "хитай иқтисадиниң күчийишигә әгишип, хитай һазир хәлқара сәһнидә муһим сиясий күчкә айланди. Шуңа русийә билән хитайниң мунасивити нөвәттә икки тәрәп мунасивити дегән даиридин һалқиған бир мунасивәткә айланди. Москва билән бейҗиң, пүтүн йәр шари вә районлар ара бир - бириниң мәнпәәти үчүн көңүл бөләләмду? бу, икки дөләт рәһбәрлириниң мунасивәтни қандақ бир тәрәп қилишиға бағлиқ бир мәсилә болуп қалди". (Әқидә)