Ху җинтав америка зияритиниң ахирқи күни йел университетида сөз қилди


2006.04.24
hujintao-yale.jpg
Ху җинтав йел университетида сөзлигәндә, зал сиртида ху җинтавға қарши намайиш. RFA

Хитай дөләт рәиси ху җинтав 4 күнлүк америка зияритиниң әң ахирқи күни дунядики әң даңлиқ университетларниң бири болуп һесабланған йел университетини зиярәт қилған вә мәзкур мәктәптә сөз қилған.

Ху җинтав бу қетим йел университетини зиярәт қилиш җәрянида қилған сөзидә алди билән мәзкур мәктәпниң академийә җәһәттә қазанған нәтиҗилиригә юқири баһа бериш билән бир вақитта икки дөләт оттурисидики көп тәрәпмилик мунасивәтләр һәққидә тохталған. Болупму икки дөләт оттурисидики һәмкарлишиш вә ортақ мәнпәәт мәсилилири һәққидә тохтилип "мәнчә хитай вә америка дуняда зор тәсир көрситәләйдиған дөләт, икки дөләт оттурисидики мунасивәткә нәзәр салғанда, әң муһими стратегийилик вә йирақни көзләш нуқтисидин қараш керәк" дәп көрсәткән.

Хитай вә кишилик һоқуқ

Ху җинтав сөзидә йәнә хитай ички сияситиниң тәрәққияти һәққидиму тохталған болуп хитай һөкүмитиниң диний әркинликкә, демократийә вә кишилик һоқуқ қатарлиқларға капаләтлик қилидиғанлиқини һәмдә 1 милярд 300 милйон хәлқниң бәхтлик турмуш кәчүрәлишигә тиришидиғанлиқини билдүрүп "бүгүнки күндә бир инсанни асасий орунға қоюп, 'тәрәққият қилиш хәлқ үчүн, тәрәққият қилишта хәлққә тайиниш, тәрәққият нәтиҗиси хәлққә мәнсуп' дегәндәк пиринсипларда чиқ туриватимиз. Биз инсан қиммити, инсан һоқуқ вә мәнпәәти, инсан әркинлики қатарлиқларға интайин диққәт қилимиз" дәп билдүргән.

Зал сиртидики намайишлар

Ху җинтав сөз қилған җай 600 киши патқудәк бир йиғин зали болуп, униң сиртида намайиш қиливатқан вә қарши елишқа кәлгән адәмләр сани мәзкур зал ичидикиләрдинму көп болған.

Радиомизниң зияритини қобул қилған йиғин зали сиртидики намайишчилар арисидики хуң әпәнди өзиниң бу йәргә хитайда ғайип болған фалунгуңчи иниси үчүн келип намайиш қиливатқанлиқини билдүрүп" мән кишиләрниң хитай һөкүмитиниң зәрбисигә учраватқан инимға охшаш миңлиған,он миңлиған фалунгуңчиларниң тәқдиригә көңүл бөлүшини үмид қилимән, иним хитайда из -дерәксиз йоқап кәткили 3 йил болди. У йоқап кетиштин бурун, сақчилар тутуш буйруқи чиқирип, уни һәммила йәрдә қоғлап йүргән. Мана һазир 3 йил болди, мән инимни тапалмай йүрүмән. Мән ху җинтавниң барлиқ әмгәк билән өзгәртиш орунлирини сиртқа ечиветишини, һәмдә мәзкур җайларда тәкшүрүш елип берилишини үмид қилимән" дәп билдүрди.

Хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисигә изчил көңүл бөлүп келиватқан паалийәтчиләр ху җинтавниң бу қетимқи америка зияритидин кейин, икки дөләт хәлқниң кишилик һоқуқ вә диний әркинлик җәһәттә нәқәдәр зор пәрқлинидиғанлиқини аз ‏- тола болсиму һес қилалишини үмид қилмақта. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.