Һүсәнҗан җилил мәсилиси түркийә парламентиға елип келинди


2006.06.29
huseyinJilil-turkiye.jpg
Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи һайруллаһ әфәндигил, түркийә инсан һәқлири комисйони башлиқи мәмәт әлкатмис әпәнди билән. RFA

Түркийидики 123 аммиви тәшкилаттин тәркип тапқан түрк һәмкарлиқ консийиниң вәкиллири бүгүн һүсәнҗан җилил вәқәси һәққидә доклат бериш үчүн түркийә парламенти инсан һәқлири комисйониға барди.

Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси башчилиқидики бу һәйәт тәйярлиған доклатини түркийә парламенти инсан һәқлири комисйони башлиқи мәмәт әлкатмисға сунди. Мәмәт әлкатмис 8 кишидин тәркип тапқан һәйәтни түркийә парламенти бинасидики ишханисида қобул қилди. Бу һәйәт түркийә кадирлар уюшмиси баш секретари фаһрәттин йокус, түрк һәмкарлиқ консийи секретари казим өтүк, түрк дуняси аяллири достлуқ вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи шәнол бал, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи һайруллаһ әфәндигил, тәшкилат әзалиридин абдуллаһ акйол, абдуллаһ турсун вә әркин савуттин тәркип тапқан болуп, инсан һәқлири комисйони башлиқи мәмәт әлкатмис тәрипидин қизғин күтүвелинди.

Дунядики хәлқаралиқ инсан һәқлири тәшкилатлири хәвәрдар болсун

Учришишта һайруллаһ әфәндигил әпәнди, һүсәнҗан җилилниң һаяти, тәрҗимиһали вә униң өзбекистан һөкүмити тәрипидин хитайға қайтуруп берилгәнлики, түркийә җумһурийитиниң һүсәнҗан җилил һәққидә немиләр қилиши керәклики һәққидики доклатини сунғандин кейин, соз елип мундақ деди:

- Өзбекистанниң һүсәнҗан җилилни хитяға қайтуруп бериши, униң аилисини, уйғур хәлқини, түркийидә паалийәт елип бериватқан аммиви тәшкилатларни қаттиқ әпсусландурди. Биз 123 тәшкилаттин тәркип тапқан түрк һәмкарлиқ консийи намидин бу һәқтә бир доклат һазирлап сизгә әкәлдуқ. Бу мәсилини сизниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға вә дунядики хәлқаралиқ инсан һәқлири тәшкилатиға йәткүзүп қоюшиңизни үмит қилимиз".

Буниңға җавабән түркийә парламенти инсан һәқлирини тәкшүрүш комисйони башлиқи мәмәт әлкатмис әпәнди бу мәсилини дәрһал мунасивәтлик органларға йәткузидиғанлиқини ейтип мундақ деди:

- Мән һүсәнҗан җилилниң мәсилисини түркийә ташқи ишлар министирлиқиға, хәлқаралиқ тән җазасиниң алдини елиш тәшкилатиға, хәлқара кәчүрүм тәшкилати вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға дәрһал йәткүзүмән. Әпсуски өзбекистанда бу хил әһваллар болуп туриду. Бу йәрдики һөкүмәтни һәммиңлар билисиләр, бизниң қилалайдиғинимиз бу мәсилини хәлқара қурулушларға йәткүзүш вә уларниң ярдими билән бу мәсилини һәл қилишқа тиришиштин ибарәт.

Дуняға демократийиниң һаким болидиғанлиқиға ишинимиз

Биз инсан һәқлири комисйони башлиқи мәмәт әлкатмистин соаллар соридуқ:

huseyinJilil-turkiye2.jpg
Вәкилләр түркийә инсан һәқлири комисйони ишханисида

- Түркийә җумһурийити 15 йилдин буян түрк җумһурийәтлири билән болған мунасивитини тәрәққи қилдуруш үчүн тиришиватиду. Әмма бу җумһурийәтләрдики инсан һәқлири дәпсәндилиригә көз юмуватиду. Силәр бир инсан һәқлири комисйони болуш сүпитиңиз билән бу дөләтләрдики инсан һәқлири дәпсәндилири һәққидә қандақ хизмәтләрни қиливатисиләр. Бирәр паалийитиңлар барму?

- Инсан һәқлири дәпсәндилири қәйәрдә болса болсун буни қобул қилиш мумкин әмәс. Түрк миллитигә охшаш тарихтин бәри инсан һәқлиригә әһмийәт берип кәлгән бир милләт үчүн бу техиму мумкин әмәс. Биз бу җумһурийәтләрдики инсан һәқлири дәпсәндилири үстидә хизмәт ишләватимиз. Оттура асия түркий җумһурийәтлиридә диктаторлуқ түзүми давам қиливатиду. Биз бу һәқтә топлиған матирияллиримизни өзимиз әза болған хәлқаралиқ тәшкилатларға йәткүзүп туруватимиз. Бу узун муддәтлик бир күрәш. Сабиқ советләр бирлики, югуславийигә охшаш диктатор дөләтләр бир бирләп йимирилип орниға демократик дөләтләр қурулди. Шуңа биз дуняға демократийиниң һаким болидиғанлиқиға ишинимиз.

- Пакистан, қазақистан, қирғизистан вә өзбекистанға охшаш дөләтләр панаһлиқ тиләп кәлгән уйғурларниму хитайға қайтуруп бәрмәктә. Түркийидиму коп санда панаһлиқ тиләп кәлгән уйғурлар бар. Хитай һөкүмити түркийигә бесим ишлитиватқан болсиму һазирғичә һичбирини қайтуруп бәргини йоқ. Кәлгүсидә түркийәму мушундақ әһвал садир боларму?

Биз қайтуруп бәрмәймиз. Тарихимиздиму бундақ әһвал йоқ. 1709-Йили шветсийә падишаһи 12-шаһ русларға йеңилгәндин кейин османли империйисигә келип панаһлиқ тилигән вә бу йәрдә 5 йерим йил османлида яшиған. Руслар османлиға шветсийә падишаһини өзлиригә тапшуруп бериш тоғрисида бесим ишләткән болсиму уни қайтуруп бәрмигән. Мушу сәвәбтин түркийә билән русийә оттурисида прус уруши чиққан. Бу падишаһниң биз билән мәйли дин, мәйли милләт җәһәттин болсун һечбир ортақлиқ тәрипи йоқ. Шуңа биз, биз билән бир милләт бир диндин болған уйғур қериндашлиримизни қайтуруп бәрмәймиз. Бизниң өрүп - адитимиздә, тарихимизда панаһлиқ тиләп кәлгән бир меһманни қайтуруп беридиған адәт йоқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.