Һүсәйин җелил мәсилиси - канада һөкүмитиниң йеңи хитай стратегийиси үчүн чоң синақ


2007.01.22

Jim-Flaherty-150.jpg
Канада малийә министири Jim Flaherty 2006 – йили 21 – април күни вашингтонда. AFP

Канададики чоң гезитләрниң бири болған "Global and Mail" йәни "йәршари поштиси" намлиқ гезитниң 18-январ күнидики санида "министирлар қамақта туриватқан һүсәйин җелил мәсилиси билән давамлиқ мәшғул болидиғанлиқи һәққидә вәдә бәрди" сәрләвһилик мақалә елан қилинди. Мақалә бу гезитниң бейҗиңда турушлуқ мухбири Geoffrey York тәрипидин йезилған. Geoffrey York Һүсәйин җелил мәсилиси вә уйғур, тибәт шундақла манҗу қатарлиқ милләтләрниң нөвәттики һаяти, сияси тәқдири һәққидә көплигән мақалиларни елан қилип, канада җамаитини бу темиларда мәлуматқа игә қилип кәлмәктә.

У мақалисини мундақ башлайду: хитай билән болған содини илгири сүрүшкә әһмийәт бериш йеңиваштин тәкитлиниватқан бир вәзийәттә, канада федерал һөкүмитиниң икки нәпәр министири хитайниң қайси җайида қамалғанлиқи наениқ боливатқан канадалиқ һүсәйин җелилниң мәсилиси үчүн давамлиқ көрәш қилидиғанлиқини вәдә қилди. Хәлқара сода министири Dawid Emerson түнүгүн хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң билән өткүзгән сөһбитидә, һүсәйин җелил мәсилисини оттуриға қойди. Бу мәсилә малийә министири Jim Flaherty тәрипидинму қайта оттуриға қоюлмақчи, дәп язиду.

Канада әмәлдарлири һүсәйин җелил мәсилисидә баянат бериштә еһтиятчан

Аптор мақалисида канада малийә министири Jim Flaherty ниң фәдәрал һөкүмәтниң канада пухрасиниң бир тәрәп қилинишиға "достанилиқ мәсулийити" билән көңүл бөлидиғанлиқини ейтқанлиқини тилға алиду. Амма у "достанилиқ мәсулийити" дегән бу сөзни тирнақ ичигә алиду. Буниңдин илгири канада баш министири Stephen Harper хитай дөләт рәиси ху җинтав билән вйетнамда көрүшкәндә хитайда тутуп турулған һүсәйин җелил мәсилисини оттуриға қойған, шундақла канада ташқи ишлар министири Peter MacKay хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң билән һүсәйин җелил мәсилисидә мәхсус 4 қетим сөһбәт өткүзгән болсиму, бу көрүшүшләрниң нәтиҗиси елан қилинмиған, амма хитай тәрәп болса, һүсәйин җелилниң хитай пуқраси икәнликини тәкитләп кәлгәниди.

Мақалә аптори Geoffrey York хитайниң һүсәйин җелил мәсилисидики мәйданида өзгүрүш болған болмиғанлиқиниң йәнила сир боливатқанлиқини илгири сүрүп: һалбуки икки министәр охшашла һүсәйин җелил мәсилисидә изаһат вә чүшәнчә бериштә нисбәтән сүкүт вә еһтиятчанлиқ қилди. Биз бу мәсилини яндуруп-яндуруп сорисақ бу икки министәр бу һәқтә техиму көп мәлумат бериштин өзини қачурди. Jim Flaherty Әпәнди биз бу мәсилини оттуриға қойдуқ. Мән буни қайта оттуриға қойимән, дейиш биләнла болди қилди, дәп язиду.

Һүсәйин җелил мәсилисидә илгириләш болған болмиғанлиқи йәнила ениқ әмәс

Мақалә аптори канада сода министири Emerson ниңму бу мәсилидики мәйданиниң Jim Flaherty билән охшап кәтидиғанлиқини баян қилип: "Dawid Emerson әпәндиниң ахбарат ишлириға мәсул катипи Jennifer Chiu, Dawid Emerson әпәндиниң хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң билән болған сөһбитидә һүсәйин җелил мәсилисидә қандақ илгириләш һасил қилғанлиқи һәққидә баянат беришни рәт қилди. У һәтта Dawid Emerson ниң хитай ташқи ишлар министирини һүсәйин җелилниң нәдә тутуп туруливатқанлиқини ашкарилашқа қайил қилалиған, қилалмиғанлиқи һәққидиму тохталмиди. Бу катип пәқәтла канаданиң хитайдики әлчихана хадимлири давамлиқ һүсәйин җелил мәсилисиниң арқисида болиду, дәп чүшәндүрүш бәрди", дәп язиду.

Geoffrey York Мақалисида һүсәйин җелилниң алдинқи йили өзбекистан саяһәтидә қолға елинғанлиқи вә хитайға өткүзуп берилгәндин кейин терролуқ һәрикәтлири билән бағлинип, әйибләнгәнликини әскәртип өтиду. У һүсәйин җелилниң салаһийити вә хитайниң бу мәсилигә нисбәтән мәйданини баян қилип:

"Һүсәйин җелил әпәнди канадада мәңгүлүк олтурақлишиш һоқуқиға вә канада паспортиға еришкән болсиму, амма хитай һөкүмити униң канада пуқрасилиқ салаһийитини рәт қилмақта. Канада пуқралири хәлқара әһдинамиләр бойичә қоғдилиш салаһийитигә игә болсиму хитай һөкүмити йәнә канада дипломатлириниң униң билән көрүшүш вә уни зиярәт қилиш тәлипини рәт қилди", дәп язиду.

Хитай һөкүмити уйғурларниң һоқуқлирини дәпсәндә қилмақта

У мақалисида һүсәйин җелилниң хитайниң ғәрбидики, дуняниң диққитини қозғаватқан уйғур аптоном районда туғулғанлиқи, униң хитайдики азсанлиқ милләт болған уйғур миллитиниң бир әзаси икәнлики һәмдә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң хитай һөкүмитиниң уйғурларниң һоқуқлирини аяқ асти қиливатқанлиқини әйибләватқанлиқи қатарлиқларни баян қилиду.

Аптор мақалисида федерал һөкүмәтниң йеңи хитай истратегийисиниң һүсәйин җелил мәсилисидә йеңи синаққа дуч келидиғанлиқини илгири сүрүп "һүсәйин җелил әпәндиниң мәсилиси канада фәдәрал һөкүмитиниң йеңи хитай стратегийиси үчүн асаслиқ синақ болуп қалиду. Бу стратегийә кишилик һоқуқ җәһәттә хитайға бесим ишлитиш билән биргә униң билән болған ихтисадий мунасивәтни күчәйтиш асаси мәзмун қилинған", дәп язиду. (Камил турсун)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.