Хитайниң муавин ташқи ишлар министири канадада һүсәйин җелил һәққидә нимиләрни деди?


2007.02.19

Huseyin-Jilil.jpg
Канада пуқраси һүсәйин җилил. У һазирғичә хитай түрмисидә .

Алдинқи һәптидә һүсәйин җелил мәсилисидә канада һөкүмитиниң томурини тутуп беқиш үчүн канада кәлгән хитай ташқи ишлар министирликиниң ярдәмчи министири хе яфейниң канада ташқи ишлар министирлиқидики көрүшүштин кейин, канада мәтбуатларға қилған сөзлири канада җамаитиниң күчлүк наразилиқини қозғапла қалмастин, канада баш министири Stephen Harper вә ташқи ишлар министири Peter MacKay ниң агаһландуришиға учриғаниди. Хитай ташқи ишлар министирлиқидики шимали америка ишлириға мәсул министир болған хе яфей һүсәйин җелил мәсилисидә зади нимиләрни деди?

Global and Mail Гезитиниң зияритини қобул қилғанда, өзиниң һүсәйин җелил мәсилисидә канада һөкүмитини хитайға давамлиқ бесим ишлитишни тохтитишқа қайил қилиш үчүн алаһидә канадаға кәлгәнликини әскәрткән хе яфей, CTW телевизийисиниң зияритини қобул қилғанда, канада ташқи ишлар министирлиқидики бир нәпәр муавин министәр билән һүсәйин җелил мәсилисидә сөһбәтләшкәнликини вә һүсәйин җелилниң әсли исминиң һүсәйин әмәс, бәлки һүсәнҗан икәнликини тәкитләп: "һүсәнҗан әпәндиниң хитайчә исми бар. Силәр тилға еливатқан исим болса, у хитайдин қанунсиз айрилған вә башқа дөләткә қанунсиз киргәндин кейин ишләткән исимдур", деди.

Шәрқи түркистан ислам һәркити уйғур сияси паалийәтчиләр үчүн тозақ

У, хитайда қолға елинған уйғур сияси паалийәтчилириниң "шәрқи түркистан ислами һәркити", дегән тәшкилатқа бағлинип җазалиниватқанлиқиға охшашла, һүсәйин җелилниму исми бар, амма җисми йоқ бу тәшкилатқа четишқа урунуп: "һүсәнҗан әпәнди террор гумандари. У террорчи тәшкилат болған ‘шәрқи түркистан ислами һәркити’ ниң ғоллуқ әзаси. Бу тәшкилат хәвипсизлик кеңиши тәрипидин террорчи тәшкилат тизимликигә киргүзүлгән", деди. У, телевизийә мухбириниң мустәқилчи гуруппилар адәттә мустәқиллиқ тәләп қилиду, дегән сөзигә изаһат берип: "у мустәққиллиқни тәләп қилидиған тәшкилат әмәс, бәлки террорчи тәшкилат. Униң үстигә һүсәнҗан әпәнди канада пуқраси болуштин илгири, униң үстидин хәлқара сақчи, йәни интерпол тәрипидин тутуш буйруқи чиқирилған", деди.

Хитай һөкүмити һүсәйин җелилниң хитай пуқраси икәнликидә чиң турмақта

У телазийә мухбириниң нимә үчүн канада пуқраси болған һүсәйин җелил хитайда сот қилиду вә канада дипломатлириниң сотқа қатнишиши рәт қилиниду, дегән соалиға җавап берип: "хитай һөкүмити қош дөләт пуқралиқини етирап қилмайду. Биз уни хитай пуқраси дәп билимиз. Бу һөкүмитимизниң һүсәнҗан әпәнди һәққидики сотқа канада даирлириниң қатнашишини қобул қилмаслиқидики асаси сәвәп бу" деди.

Хе яфей һүсәйин җелил һәққидики сотниң қануни тәртипләргә уйғун икәнликини вә һүсәйин җелилға адвукат тәклип қилиш һоқуқи берилгәнликини тәкитләп: "февралниң 2-күни шинҗаңдики сот мәһкимиси тәрипидин учуқ сот өткүзүлди. Әйибләнгүчигә сот җәрянида адвукат тәклип қилиш пурсити берилди. Адвукатниң исми һамут. Йәрлик адвукатлардин. Униңдин башқа һүсәнҗан әпәндиниң 18 нәпәр уруғ-туғқини бу сотқа сирттин аңлиғучи сүпитидә қатнашти. Сотниң омуми тәртипи қанунға уйғун. Канада билән хитай қанун билән идарә қилиниду. Сот җәряни қанунлуқ болғаникән, һәрқандақ адәм бу сотқа мудахилә қилалмайду", деди.

Телевизийә мухбири сөһбәт җәрянида хе яфейға канада парламентида һүсәйин җелил мәсилисидә елип берилған кәскин муназирини йәни өктичи партийиләрниң баш министәр Stephen Harper ға, канада пуқраси нимә үчүн хитайниң түрмисидин техичә қутулдурулмайду, дәп бесим қиливатқан нәқ мәйдан көрүнүшлириниму көрситип өткән болсиму, амма хе яфей һүсәйин җелилниң делосиға башқиларниң қол тиқалмайдиғанлиқини әскәртип: "бу дило хитайниң ишки иши. Чүнки һүсәнҗан әпәнди хитай пуқраси. Бу дило кишилик һоқуқ делоси әмәс. Һәрқандақ җинайи қилмиш қанунниң җазасиға учриши керәк. Биз террорлуқ һуҗумида зиянкәшликкә учриғучиларниң кишилик һоқуқиға көңүл болимиз", деди.

Хе яфей: канада һүсәнҗан мәсилисидәк йоқилаң ишларға есиливалмаслиқи керәк

У бу зиярәт җәрянида канаданиң хитай хәлқ җумһурийитини етирап қилған тунҗи ғәрб дөлити икәнликини, канаданиң йоқилаң вә ушшақ мәсилиләргә есиливалмай, хитай билән болған содини раваҗландуриши керәкликини вә һүсәйин җелил мәсилисиниң канада хитай мунасивитиниң давамлиқ тәрәққиятиға сәлби тәсир көрсәтмәсликини үмид қилидиғанлиқини тәкитлиди. У, һүсәйин җелилниң исмини тилға алғанда, уни баштин ахир һүсәнҗан әпәнди, дәп атиди.

Хәяфей Gbobl And Mail гезитиниң зияритини қобул қилғанда болса: "Harper һөкүмитиниң хитайниң кишилик һоқуқ сияситини давамлиқ ашкара тәнқит қилиши канада хитай оттурисидики сода вә сияси мунасивәтләргә еғир зиян бериду, униңсизму икки дөләтниң мунасивити анчә яхши әмәс", деди. У сөзидә һүсәйин җелилниң қамақтики мәзгилидә еғир қийин-қистаққа учриғанлиқи, хитай сақчилириниң уни тирик көмүветидиғанлиқини ейтип, тәһдит қилғанлиқи һәққидики хәвәрләрни болса рәт қилди.

Хе яфей: хитай һөкүмити һүсәнҗан әпәндигә өлүм җазаси бәрмәйду

У йәнә һүсәйин җелилға өлүм җазаси бәрмәйдиғанлиқи һәққидә капаләт берип: "биз һүсәнҗан әпәндини өзбекистандин алғинимизда униңға өлүм җазаси бәрмәйдиғанлиқимиз һәққидә капаләт бәргәнидуқ. Бизниң бу вәдимиз йәнила күчкә игә", деди. У һүсәйин җелил һәққидики сотниң ахирқи нәтиҗиси һәққидә канада даирлириға мәлумат беридиғанлиқини әскәртип: "бу мәсилә бизниң ички ишимиз болғачқа, канадаға мәлумат бериш мәҗбурийитимиз йоқ. Амма һөрмәт йүзисидин мән канаданиң бейҗиңдики әлчиханисиға бу һәқтә учур беримән", деди . У сөзидә йәнә икки йил илгири имзаланған вә канада тәрәптин арқиға созуп кәлгән икки дөләт оттурисидики истратегийилик һәмкарлиқ келишими һәққидә хитай тәрәпниң пат арида сөһбәтлишишни халайдиғанлиқини вә канаданиң хитайни әйибләшни тохтитиши керәкликини тәкитләп өтти.

Хитай һөкүмити һүсәйин җелил мәсилиси һәққидики сүкүтни бузуп ташлап, у һәққидә тәшвиқат һуҗумини башлиғандәк қилиду. Хитай мәтбуатлиридиму һүсәйин җелилни террорист дәп әйибләйдиған мақалилар көпийишкә башлиди. (Камил турсун)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.