Хитай даирлири һакимийәтни қолдин берип қоймаслиқ әндишиси биләнла кишилик һоқуқни дәпсәндә қилмақта
2007.03.14

Оттава университетниң асаси қанун вә кишилик һоқуқ қануни профессори Errol P. Mendes Канадада чиқидиған Toronto star йәни "торонтоюлтузи" гезитиниң 5-март күнидики санида мақалә елан қилип, хәлқара җәмийәтни һүсәйин җелил мәсилисидә хитайға қарита техиму кәң даиридә һәркәт елип беришқа чақирди. Errol P. Mendes Мақалисини мундақ башлайду:
"Баш министәр Stephen Harper канаданиң бейҗиңдики баш әлчихана хадимлириниң үрүмчидә башланған канада пуқраси һүсәйин җелилниң сотиға қатнаштурулмиғанлиқиға җидди позитсийә билдүрди. Канадалиқлар бу сотни һөкүмәт тәрәптин әмәс, һүсәйин җелилниң уруғ-туғқанлири арқилиқ хәвәр тапти. Сотқа қатнашқан һүсәйин җелилниң уруғ - туғқанлири униң аталмиш террорлуқ паалийәтлири билән башланғанлиқини рәт қилғанлиқи үчүн хитай даирлири тәрипидин қийин-қистақ қилинғанлиқи вә аталмиш җинайәтләргә қол қоймиса тирик көмивитилидиғанлиқи һәққидә тәһдит қилинғанлиқини ашкарилиди".
Һүсәйин җелил һәққидики сот шәкил үчүнла өткүзүлди
Профессор Errol Mendes һүсәйин җелил мәсилисиниң канадада җидди бир мәсилигә айлиниватқанлиқи вә коммунистик партийә диктаторлиқидики хитайниң хәлқара қанунларни аяқ - асти қиливатқан шараитта бу мәсилини һәл қилишниң канада үчүн асанға тохтимайдиғанлиқини баян қилип: "гәрчә канаданиң бейҗиңдики баш әлчиханисидики хадимлар баш министириниң йолйоруқи бойичә иш қилған тәқдирдиму, амма улар бу қийин-қистақ вә зорлуқ васитилар билән иқрар қилдурулған, шундақла шәкил үчүнла елип бериливатқан сотниң нәтиҗисигә тәсир көрситәлиши натайин. Хитай һөкүмитиниң һүсәйин җелилниң канада пуқралиқ салаһийитини рәт қилиши, шундақла хәлқара қанунлардики мәҗбурийитини қайрип қуюп, канада консулахана хадимлириниң уни зиярәт қилишиға йол қоймаслиқи яхшилиқниң бишарити әмәс. Баш министир Stephen Harper пәқәт хитай дөләт рәиси ху җинтавға бивастә мудахилә қилғандила андин һусәйин җелилниң қараңғу тәқдиригә тәсир көрситәлиши мүмкин әгәрдә Stephen Harperниң мудахилиси йәтәрлик болмиған тәқдирдиму, хитай канада билән болған мунасивәт вә икки дөләт оттурисидики кишилик һоқуқ диалоги көздә тутуши керәк, дәп язиду.
Икки дөләт оттурисидики кризисниң башлиниши
Аптор мақалида вйетнамда өткүзүлгән асия тинч окян ихтисадий һәмкарлиқ тәшкилати йиғини җәрянида хитай дөләт рәиси ху җинтав билән Stephen Harperниң учришишиниң соғуқ бир атмосферада әмәлийләшкәнлини, буниң һүсәйин җелил мәсилиси үчүн яхши бишарәт болмиғанлиқини әскәртип: "алдинқи йили асия тинч окян ихтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң юқури дәриҗилик башлиқлар йиғини җәрянида ху җинтавниң Stephen Harperниң көрүшүш тәлипини рәт қилиши канада билән хитай һөкүмити оттурисидики мунасивәтни кризискә елип барди. Бу вәқә икки дөләт мунасивити үчүн яхши башлиниш болмиди. Ахири икки дөләт рәһбәрлири 15 минутла ғәйри рәсмий көрүшкән болсиму, һәр иккила тәрәп бу көрүшүштин рази болмиди. Stephen HarperНиң канаданиң өз қиммәт қариши болған демократийә, әркинлик вә кишилик һоқуқни долларға сатмайдиғанлиқи һәққидики сөзлири икки дөләт оттурисидики соғуқ мунасивәтни көрситип бәрди", дәп язиду.
Апторниң баян қилишичә, Stephen Harperниң бу көрүшүштә кишилик һоқуқ вә канада пуқраси болған һүсәйин җелил мәсилисини оттуриға қоймақчи болғанлиқи ху җинтавни хапа қилған вә у көрүшни әмәлдин қалдурған. Кейин канада һөкүмитиниң күчлүк бесими билән бу көрүшүш әслигә кәлтүрүлгән болсиму, амма бу көрүшүшниң дипломатик дәриҗисини төвән чүшүрүлгән.
Канада тибәт вә уйғурларниң кишилик һоқуқлириға көңүл бөлиду
Профессор Errol Mendes мақалисидә азсанлиқ милләт дәп қаралған тибәт вә уйғурларниң һоқуқлириниң канада үчүн муһимлиқини тәкитләп: "Harperниң кишилик һоқуқ мәсиллирини тәкитлиши көплигән канадалиқларниң алқишиға еришти. Шундақла көп санлиқ канадалиқлар йәнә һәрқандақ назук вә юқури дәриҗилик дипломатик сөһбәтләрниң мәхситиниң хитайдики көп санлиқ милләт болған хитайларниңла әмәс, бәлки тибәт вә башқа азсанлиқ милләт аптоном раюнлиридики кишилик һоқуқниң яхшилинишиға пайдилиқ болушини қоллайду", дәп язиду.
Канада хитай оттурисидики соғуқлуқ һүсәйин җелил мәсилисигә сәлби тәсир қилди
Аптор мақалисида канада билән хитай оттурисидики тоқунушларниң һүсәйин җелил мәсилисигә сәлби тәсирләрни көрсәткәнликини баян қилип:
"Икки дөләт оттурисидики сүркилишниң түгүни консерватип һөкүмитиниң йоқури қатлимидики рәһбәрләрниң хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини давамлиқ қаттиқ тәнқит қилиши вә бәзи нопузлуқ парламент әзалириниң тәйвәнниң мустәқиллиқини қоллиши болуп һесаблиниду. Униңдин башқа ташқи ишлар министири Peter MacKay ниң хитайниң канададики баш әлчисиниң көрүшүш тәлипини рәт қилиши вә бултур күз айлириға қәдәр ишки кабент әзалириниң содидики иккинчи чоң шерики болған хитайни зиярәт қилмиғанлиқи қатарларни санашқа болиду, дәйду.
Канада мустәқил әдлийә системисини бәрпа қилишқа хитайни қайил қилиш керәк
Кишилик һоқуқ профессори болған Errol P. Mendes Һүсәйин җелилниң әркинликкә чиқишини қолға кәлтүрүш үчүн дуня миқясида әтраплиқ һәркәт вә тәдбирләр елип берилиши, болупму канаданиң демократийилишиш мәсилисидә хитайға техиму қаттиқ бесим ишлитиши керәкликини тәкитләп: "дунядики аммиви тәшкилатлар хитайни кишилик һоқуқ әһвалини яхшилашни ашкара чақириши, болупму, униң һүсәйин җелилға тутқан муамилисигә қарита, наразилиқ садалирини йоқури көтүрүши, канаданиң йоқури дәриҗилик әмәлдарлири вә сода саһәсидики затлар хитай мәбләғ салғучиларға демократийә, әркинлик вә кишилик һоқуқ принсиплирини бир муһим шәрт қилип қошуш керәк. Бу шәртләр ихтисади мунасивәтни күчәйтиш, сода вә тиҗари мунасивәтләрни кеңәйтишниң дуняви кишилик һоқуқ сестимиси бәрпа қилиш билән мунасивити барлиқиға йәни қанун билән дөләтни башқуруш, һәрқандақ зорлуқ вә қийин-қистақ йоли билән иқрар қилдурушни рәт қилидиған, кәсипләшкән мустәқил әдлийә системисини қуруп чиқишқа хитайни қайил қилишни өз ичигә алиду. Бу дипломатик вә йоқури дәриҗилик алақилишиш йоли арқилиқ әмәлгә ашиду. Бундақ болғанда демократийә, кишилик һоқуқ вә әркинликни сода үчүн қурбан қилиш, шундақла сода билән кишилик һоқуқниң иккисидин бирни таллаш мәсилиси мәвҗут болмайду".
Хитай милли мустәқиллиқ һәрикәтлирини террорлуқ һәрикәтләр, дәп қарайду
Мақалә аптори мақалисида һүсәйин җелилниң хәлқара қанунлар тәрипидин қоғдилидиған һоқуқлириниң хитай тәрипидин дәпсәндә қилиниватқанлиқини тәкитләп: "һазир хитай коммунист даирлириниң хәлққә болған контроллуқни йоқитип қуюш әндишиси билән, асаси кишилик һоқуқни дәпсәндә қилмақта. Канадалиқлар хитайниң һүсәйин җелилға тутқан муамилисини қобул қилмайду. Буниң охшаш мәсилиләрдә канададики аммиви тәшкилатлар наразилиқ һәркәтлирини күчәйтиши вә садасини йоқури көтүрүши, амма бу мәсилидә канаданиң йоқури дәриҗилик әмәлдарлири йәни баш министирдин тартип ишки кабент әзалири вә парламент секретарлириғичә тәмкин вә салмақ болиши керәк. Амма улар хитайниң кишилик һоқуқ вә қанун билән дөләтни идарә қилишқа нимә үчүн һөрмәт қилмайдиғанлиқиға, охшаш болмиған сияси көзқараштикиләр вә милли мустәқиллиқ һәрикәтлирини дөләткә тәһдит елип келидиған, террорлуқ һәрикәтләр, дәп қарайдиғанлиқиға алаһидә диққәт қилиши керәк, дәп әскәртиду. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Канада һүсәйин җелил мәсилисидә хитайға техиму қаттиқ қол болуши керәк
- Хитайниң муавин ташқи ишлар министири канадада һүсәйин җелил һәққидә нимиләрни деди?
- Stephen Harper: Канада өз пуқрасиниң һоқуқлирини қоғдайду
- Хитай даирилири һүсәйин җелил делосиға канада дипломатлириниң арлишишини рәт қилди
- Һүсәйин җелилниң соти канада даирилириниң наразилиқини қозғиди
- Хитай даирилири һүсәйин җелилни сотлашқа башлиди
- Һүсәйин җелилниң аяли америка мәсул даирилири билән учрашти
- Һүсәйин җелилниң аяли америкида гуваһлиқ йиғиниға қатнашти
- Һүсәйин җелил мәсилиси - канада һөкүмитиниң йеңи хитай стратегийиси үчүн чоң синақ
- Канада сода вә малийә министирлириниң хитай зияритидә кишилик һоқуқ мәсилиси