Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит уйғур мәсилиси һәққидә тохталди


2007.04.23

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди йеқинда хәлқара мәтбуатларниң зияритини қобул қилип, дуня уйғур қурултийиниң хәлқарада елип бериватқан паалийәтлириниң йәтмәкчи болған нишанини вә уйғур милли һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң нобил тенчлиқ мукапатиниң намзатлиқиға көрситилишиниң нөвәттә уйғур мәсилисииниң дуня җамаәтчиликиниң диққитини қозғиған муһим мәсилигә айланғанлиқини ениқ шәрһиләп өтти.

Истансимизниң зияритини қобул қилған дилшат ришит әпәнди юқириқи мәзмунлар һәққидики қарашлирини тәкрарлап өткәндин кейин, хитай даирилириниң йеқинда рабийә қадир ханимниң гунаһсиз оғли абликим абдуреһимни 9 йиллиқ қамақ җазаси билән җазалиши вә канада пуқраси һүсийин җелилни мүддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилиши, бу дөләтниң уйғурларни бастуруш қилмишиниң чекидин ашқанлиқиниң ипадиси вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң очуқ дәлили икәнликини тәкитлиди.

Муһбиримиз әқидәниң, дилшат ришит әпәндидин сориған төвәндики суаллириға бәргән җаваплириниң тәпсилатини юқурқи улунуштин аңлаң.

Суал : әссаламу әләйкум һөрмәтлик дилшат ришит әпәндим, йеқинда сиз бир қанчә мәтбуатларниң зияритини қобул қилип, дуня уйғур қурултийиниң хәлқарада елип бериватқан паалийәтлириниң асаслиқ нишани һәққидә тохтулуп өтүпсиз, бүгүн мушу һәқтә йәни дуня уйғур қурултийиниң хәлқарада елип бериватқан паалийәтлириниң йәтмәкчи болған мәқсиди тоғрисида азрақ чүшәнчә берип өткән болсиңиз?

Суал: дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң дуня нобил тенчлиқ мукапатиниң намзатлиқға көрситилиши вә рафто тенчлиқ мукапати билән мукапатлиниши, әлвәттә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң рабийә қадир ханимға вә у рәһбәрлик қиливатқан дуня уйғур қурултийиға тутқан позитсийиси вә баһасини ипадиләйду. Әмма хитай даирилири рабийә қадир ханим вә дуня уйғур қурултийи башлиқ чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан тәшкилатларни изчил әйибләп, рабийә ханимниң оғли абликим абдуреһимни 9 йиллиқ қамақ җазаси билән җазалиди. Сиясий көзәткүчиләр, бу әһвални, хитай даирилириниң рабийә қадир ханимниң америка вә ғәрб әллиридә уйғурларниң кишилик һоқуқи үчүн көрситиватқан хизмәтлиридин "өч елиш һесаблиниду" дәп қаримақта. Бу мәсилигә сиз қандақ қарайсиз?

Суал: хитай даирилири, уйғур паалийәтчи, канада пуқраси һүсийин җелилни террорлуқ һәрикәтләр билән шуғулланған дәп әйибләп, канада қатарлиқ бир қанчә дөләт вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң наразилиқ билдүрүшигә қаримай, уни мүддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилди. Дуня уйғур қурултийи бу мәсилигә қандақ қарайду? (әқидә).

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.