Хитай даирлири һүсәйин җелилниң канада пухралиқ салаһийитини йәнә рәт қилди


2007.04.30

Канада ташқи ишлар министири Peter MacKay хитайға қилған 3 күнлүк рәсми зияритини башлиди. Униң бу сәпири хитайда муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған, канада пухраси һүсәйин җелил мәсилиси билән мунасивәтлик болғачқа, бу зиярәт уйғурлар үчүнму бәлгилик әһмийәткә игә.

Йәкшәнбә күни бейҗиңгә йәтип барған Peter MacKay дүшәнбә күни хитай кәсипдиши билән көрүшүштин илгири, канада ахпарат вастилириниң зияритини қобул қилип, нөвәттә канада хитай оттурисидики көп тәрәплик мәсилиләрни музакирә қилидиған әң яхши пәйтниң йәтип кәлгәнлики әскәртип: тәбии һалда биз һүсәйин җелил мәсилисини оттуриға қойимиз. Биз уни консул һоқуқи билән тәминләштә чиң туримиз. Ташқи ишлар министирликимиздики кәсипдашлиримниңму бу һәқтики мәйдани ениқ, деди

Канада һүсәйин җелилниң консул һоқуқида чиң туриду

Канада ахпарат вастилириниң хәвәр қилишичә, Peter MacKay билән хитайниң йәңидин тәйинләңән ташқи ишлар министириниң дүшәнбә күнидики көрүшиши 4 саәт давам қилған.

Peter MacKay Сөһбәт ахирлашқандин кейин мухпирларни күтивәлиш йиғинида, хитай ташқи ишлар министириниң һүсәйин җелилниң қийин-қистаққа учриғанлиқи һәққидики хәвәрләрни рәт қилғанлиқини тилға елип: мән бүгүн хитай кәсипдишим, яң җйечиға бу мәсилини йәни һүсәйин җелил әпәндиниң хорланғанлиқиға диққәт қилидиғанлиқимизни бивастә оттуриға қойдум. яң җйечи әпәндим маңа һүсәйин җелил әпәндиниң қийин –қистаққа вә хорлуққа учриғанлиқи һәққидә һәчқандақ бишарәтниң йоқлуғини әйтти вә бу дилоға хәлқара кишилик һоқуқ өлчәмлири бойичә инсани муамилә қилғанлиқини әскәртти. Мән һүсәйин җелил әпәндиниң консул һоқуқиниң һөкүмитимиз үчүн интайин моһимлиқини тәкитлидим, деди.

Peter MacKay Ниң билдүришичә, канада көңүл бөливатқан бу дило үстидә хитай һөкүмити қайта ойлинишқа қошулған. Бу йил 38 яшқа киргән һүсәйин җелил урүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимиси тәрипидин, алдинқи айниң оттурлири, аталмиш терорлуқ вә бөлгүнчилик җинайәтлири билән ейиплинип, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди.

Хитай даирлири һүсәйин җелилни шәрқи түркистан азатлиқ тәшкилатиниң қирғизистандики дини ишлар мәсуллиқини отигән вә шәрқи түркистан азатлиқ тәшкилати билән шәрқи туркистан ислам һәркити тәшкилатиниң бирлишишидә актип рол ойниған, дәгәндәк әйипләшләрдә болмақта.

Хитай, мустәққиллиқни тәшәббус қилған уйғурларға өлүм җазаси бәрмәктә

К т в тәливизийәсиниң бейҗиңдә турушлуқ мухпири Steve чавниң бейҗиңдин хәвәр қилишичә, Peter MacKay ниң бу қетимқи зияритиниң мәхсити бейҗиң билән бузулған мунасивәтни әслигә кәлтүрүш икән. Униң әйтишичә, һүсәйин җелил билән охшап кетидиған җинайәтләр билән әйипләнгән уйғурларға хитайда өлүм җазаси бәриливатқан пәйтттә, канаданиң һүсәйин җелил мәсилисини дипломатик сорунда оттуриға қоюши йәнила канада үчүн ғәлбә һәсаплинидикән, шундақла бу канаданиң хитайға қилған бәсимлириниң нәтиҗиси икән: Peter MacKay хитай кәсипдиши билән һүсәйин җелил мәсилисидә 4 саәт сөһбәт өткүзди. Кишилик һоқуқ мәсилиси болған һүсәйин җелил мәсилисиниң, йоқури дәриҗилик дипломатик сорунда оттуриға қоюлғанлиқи хитайниң йол қойғанлиқини көрситиду. . Peter MacKay Һүсәйин җелилниң консул һоқиқидин бәһримән болуш һоқуқида чиң турди. Хитай ташқи ишлар министири һүсәйин җелилниң канада пухралиқ салаһийитини рәт қилди. Униң хитайда туғулғанлиқи вә терор паалийәтлиригә четилғанлиқини, шуңа униң консул һоқуқидин бәһримән болалмайдиғанлиқини әскәртти, деди.

Амма хитай қанунида хитай пухралири иккинчи бир доләтниң пухралиқини қобул қилса, у хитай пухралиқ салаһийитидин мәһрум болиду, дийилиду.

Һүсәйин җелил канадаға сүргүн қилиниши мүмкинму?

Steve Чавниң тәкитлишичә, хитай даирлири һүсәйин җелилниң канада пухралиқ салаһийитини рәт қилсиму, әмма канада вәкилләр өмикидикиләр һүсәйин җелилниң тәқдиридин үмитвар икән: канада вәкилләр өмикидикиләр олимпик мусабиқисидин бурун хитай даирлири өзиниң образини яхшилаш үчүн, һүсәйин җелилни канадаға йолға сәлишиниң мүмкинчиликидин бишарәт бәрмәктә.

Нобел тенчлиқ мукапатиниң намзати болған рабийә қадир ханим хитайниң турмисидики мәзгилидә, америкиға сүргүн қилинған иди. Шуңа улар рабийә қадир мәсилиси билән һүсәйин җелил мәсилисиниң охшап кетидиғанлиқини, һүсәйин җелилниңму рабийә қадир ханимға охшаш канадаға йолға селиниши мүмкинчилики барлиқини оттуриға қоймақта, дәйду. Амма у хитай тәрәпниң бу һәқтә һәчқандақ учур бәрмигәнликини әскәртиду.

Хитай даирлири мәшһур уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси, рабийә қадир ханимни урүмчи турмисидики мәзгилидә, хәлқара җәмийәтниң бәсими билән 2005-йили март әйида америкиға сүргүн қилған иди.

Һүсәйин җелилниң салаһийити мәсилиси канада хитай оттурисидики талаш-тартишниң түгинидур. Хитай һүсәйин җелилниң канада пухралиқ салаһийитини рәт қилса, канада униң канада пухралиқ салаһийитидә вә консул һоқуқида чиң турмақта. Хитай даирлири һүсәйин җелилни терорчилиқта әйиплисә, канада даирлири вә ахпарат вастилири һүсәйин җелилниң кишилик һоқуқ паалийәтчиси икәнликини, мустәқиллиқни тәшәббус қилидиған уйғурларниң хитай даирлири тәрипидин терорчи, дәп әйиплинидиғанлиқини әскәртмәктә. (Камил турсун)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.