Петәр маккайниң хитай зиярити вә канада мәтбуатлиридики инкаслар
2007.05.04

Канада ташқи ишлар министири петәр маккай хитайға қилған тунҗи қетимлиқ зияритини ахирлаштурди. Петәр маккай бейҗиңдики үч күнлүк зиярити җәрянида хитай дөләт ишлири коммисари таң җя швән билән көрүшти. Йеңидин тәйинләңән ташқи ишлар министири яң җйечи билән сөһбәт өткүзди.
Канада мәтбуатлири петәр маккайниң хитай тәрәпкә салмақ муамилә қилғанлиқини, униң хитай кәсипдишигә хитай канада мунасивәтлиригә тәсир көрсәткән бәзи мәсилиләрни оттуриға қойғанлиқини хәвәр қилмақта.
Хитай һүсәйин җелилға канаданиң игә чиқиватқанлиқини хәлқидин йошуриду
Хитайниң "хәлқ гезити" ниң еңгилиз тилидики нусхисида болса, канада ташқи ишлар министириниң бу қетимқи зияритидики мәхсәтниң икки доләт оттурисидики "бәзи назук мәсилләр"ни һәл қилиш икәнлики әскәртилип, "петәр маккайниң зиярити җәрянида, икки тәрәп бу "назук мәсилләр"ни һәл қилиш һәққидә келишим һасил қилалмиған болсиму, амма икки ташқи ишлар министири кәлгүсигә нәзәр селиш роһи бойичә, икки дөләт оттурисидики һәр дәриҗилик соһбәт вә алақини давамлаштурушқа қошулди, дегәндәк абистракит оқумлар билән хәвәр бәрди.
Хитай мәтбуатлири канада хитай ташқи ишлар министирлириниң сөһбитидә канада пухраси һүсәйин җелил мәсилисиниң нуқтулуқ тилға елинғанлиқи һәққидә пәқәтла сөз ачмиди.. Канада CTV тәливизийәсиниң бейҗиңдә турушлуқ мухбири стев чав буни сиртқа учур бериштин қачидиған хитайдики диктатор түзүм билән мунасивәтлик, дәп қарайду.
Һүсәйин җелил мәсилисидә йәнила илгириләш йоқ
Канада мәтбуатлиридики мулаһизә вә хәвәрләрдә, петәр маккайниң бу зияритигә болған үмүтсизлик вә наразилиқ кәйпиятлири ипадиләнмәктә. Канададики әң чоң ахпарат вастиси болған "глоб анд маил" гезитиниң бейҗиңдә турушлуқ мухбири җеоффрәй йорк тәрипидин йезилған "хитай һүсәйин җелил мәсилисидә йол қоюшни рәт қилди" вә "бейҗиңниң қамақтики канада пухрасиға болған позитсийәси қаттиқ" "петәр маккай һүсәйин җелил мәсилисидә қуруқ қол қайтти" намлиқ чатма мақалиларда көрситилишичә, хитай йәнила бурунқи сөзлирини тәкрарлиған. Петәр маккай хитай һокүмитиниң бу мәсилидә һәрқандақ йол қоюшини қолға кәлтүрәлмигән.
Маккай нәқ мәйданда яң җйечигә бу дило һәққидики һөкүмдин канаданиң қаттиқ үмитсизләңәнликини билдүргән. Петәр маккай икки дөләт ташқи министирлириниң сөһбити ахирлашқандин кейинки мухбирларни күтивәлиш йиғинида, мениң бирдинбир қилған ишим хитай һөкүмитигә канаданиң мәйдани вә әндишилирини әң яхши дериҗидә чүшиниш имкани яритиш болди, дегән.
Һүсәйин җәлилниң тәқдири моһим тима болған, икки тәрәп сөһбитидә, гәрчә хитай һүсәйин җелилниң канада тәвәлики, шундақла канада ташқи ишлар министириниң һүсәйин җелил билән бивастә көрүшүш тәливи рәт қилған болсиму, амма петәр маккай бу сөһбәттә иҗаби илгириләш болди, дәп баһалиди.
Нәқ мәйданни күзәткән канада CTV тәливизийәсиниң бейҗиңдә турушлуқ мухбири стев чав: омумән, петәр маккайниң зияритини икки дөләтниң мунасивитини яхшилаш нухтисидин елип ейтқанда, интайин иҗаби вә интайин муапиқийәтлик болди, дигили болмайду.Канада үчүн әң моһим болған һүсәйин җелил мәсилисидә һечқандақ илгириләш болмиди, дәйду.
Канада, хитайға болған сияситидә юмшаш көрүлмәктә
Канада гезитлири йәнә, хитай һөкүмитиниң канада билән давамлиқ кишилик һоқуқ диялоги елип беришқа қошулғанлиқини әскәртмәктә.
Петәр маккайниң хитай зияритини, канада хитай оттурисида йоқури дәриҗиликләр мунасивитини орнитиш үчүн яхши пурсәт болди, дәп баһалиған бритиш колумбийә унивәрситиниң хитай ишлири профиссори, парламәнт кишилик һоқуқ комититиниң әзаси паул әвансниң әскәртишичә, әслидә хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини тәнқит қилидиған доклат канада ташқи ишлар министириниң хитайдики зиярити мәзгилидә, парламәнтниң күн тәртивигә сунулмақчи вә парламәнтта бу мәсилә муназирә қилинмақчи болған, лекин петәр маккайниң хитайдики зияритиниң оңушлуқ болиши үчүн ахирқи һесапта буниңдин вазкечилгән.
Паул әванс, җасон кеннейниң әмәс, бәлки петәр маккайниң һүсәйин җелил мәсилисидә, канадаға вакалитән сөз саһиби боливатқанлиқини канаданиң хитайға тутқан сияситидики бир юмшаш, дәп баһалайду.Униң тәһлиличә, парламәнт кишилик һоқуқ комититиниң рәиси вә мәдинийәт министири җасон кенней хитайға ниспәтән қаттиқ қол сиясәт йүргүзүшни тәшәббус қилидиған шуңқарлар типигә тәвә. Петәр маккай болса, хитайға мөтедил сиясәт йүргүзүшни тәшәббус қилидиған кәптәрләр типигә кириду.
Петәр маккайму охшашла хитайға ниспәтән наразилиқини ипадилисиму, сөз- ибарилири җасон кеннейниңкидәк ундақ қаттиқ әмәс. Буниңдин илгири парламәнт әзаси паул җабому хитайға қаттиқ қоллиғи билән тонулған җасон кеннейниң һүсәйин җелил мәсилиси үчүн пайдисиз икәнликини билдүргән иди.
Канада парламәнт әзалири хитай даирлириниң һүсәйин җелилни канадаға "сүргүн қилиши" ниарзу қилиду
Петәр маккайниң бу қетимқи хитай зияритигә октичи партийәләрдин либерал вә йеңи демократлар партийәси парламәнт әзалириму қатнашти. Канада CTV теливизийәсиниң хәвәр қилишичә, сөһбәткә қатнашқан канада әмәлдарлири, хитайниң интайин иллиқ муамилисигә қарап, хитай даирлири икки дөләт оттурисидики соғуқчилиққа хатимә бериш үчүн 2008-йили бейҗиң олимпик тәнһәркәт мусабиқисидин бурун, һүсәйин җелилни турмидин бошутуп, мәлум шәкилләр билән канадаға йолға селиши мүмкин, дегән хуласигә кәлгән.
Петәр маккайниң хитай рәһбәрлири билән көрүшишидә биргә болған вә икки дөләт ташқи ишлар министириниң сөһбитигә қатнашқан либерал партийәниң ташқи ишлар баянатчиси парламәнт әзаси кеитһ мартин канада, һүсәйин җелилниң хитайниң чегриси ичидә қайта сияси паалийәт елип бармаслиққа капаләт қилиш шәрти билән хитай һөкүмитидин уни мәңгү чегридин қоғлап чиқирип, канадаға қайтуруп келишни сөзлишиш тәкливини бәргән. Амма петәр маккай униң бу тәклипини хитай ташқи ишлар министири билән болған сөһбәттә оттуриға қоймиған. Кеитһ мартин бу тәклипни канададики илим әһли яки кишилик һоқуқ паалийәтчиләрниң нами билән хитай даирлиригә билдүрүшни әскәртиду.
Канада җамаити: һөкүмәт хитайниң һәркитини әйиплиши керәк дәйду
Хәлқарадики моһим вәқә вә мәсилләр һәққидә пухраларниң райини синаш паалийити елип баридиған "аңус реид "стратигийә тәтқиқат орниниң һүсәйин җелил һәққидә елип барған әң йеңи тәкшүрүш нәтиҗисигә қариғанда, % 46 канадалиқ һүсәйин җелил мәсилисидә, канада һөкүмити дипломатик йоллар арқилиқ хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүриши керәк, дәп қарайдикән. % 27 Канадалиқ болса, икки дөләт мунасивити йирикләшкән тәқдирдиму, канада һөкүмити хитайниң һәркитини ашкара әйиплиши лазим, дәп қариған.
Пәқәт райини синаш паалийитигә қатнашқан % 15 кишила хитай әдилийә сестиминиң һүсәйин җелил үстидин чиқарған һөкүмини қубул қилиш керәклигини тәкитлигән. Бу тәтқиқат орни буниңдин илгириму һүсәйин җелил мәсилисидә канадалиқларниң райини синаш паалийити елип барған иди. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай даирлири һүсәйин җелилниң канада пухралиқ салаһийитини йәнә рәт қилди
- Дуня мәтбуатлириниң һүсәйин җелил тоғрисидики инкаслири вә хитай-канада мунасивити
- Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит уйғур мәсилиси һәққидә тохталди
- Канада ташқи ишлар министириниң хитай зиярити вә һүсәйин җелил мәсилиси
- Канада ташқи ишлар министириниң хитай зиярити вә һүсәйин җелил мәсилиси
- Хитай канада пуқраси һөсәйин җелилни муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилди
- Канадада бәш нәпәр хитай сахта гуваһнамә ясаш билән қолға елинди
- Канада пуқраси һөсәйин җилил мудәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди
- Хитай даирлири һакимийәтни қолдин берип қоймаслиқ әндишиси биләнла кишилик һоқуқни дәпсәндә қилмақта
- Канада һүсәйин җелил мәсилисидә хитайға техиму қаттиқ қол болуши керәк
- Хитайниң муавин ташқи ишлар министири канадада һүсәйин җелил һәққидә нимиләрни деди?
- Stephen Harper: Канада өз пуқрасиниң һоқуқлирини қоғдайду