Канада парламенти һүсәйин җелилниң тән җазасиға учриғанлиқини тәкшүрүшни тәләп қилди
2007.05.08
Канада парламенти өткән һәптә бейҗиң һөкүмитини канада дипломатлириниң хитай түрмисидики канада пуқраси һүсәйин билән учрушушиға рухсәт қилиш һәққидә шундақла һүсәйин җелилниң тән җазасиға учриғанлиқини тәкшүрүшкә чақиридиған қарар лайиһиси мақуллиди.
Канада парламентиниң қарар лайиһиси канада ташқий ишлар министири петер макайниң 1 - майдин бурун елип барған бейҗиң зияритидә, хитай түрмисидики канада пуқраси һүсәйин җелил билән көрүшүш пилани әмәлгә ашмиғандин кейин узун өтмәйла парламентниң аваз беришигә қоюлди. Анализчилар, хитайниң һүсәйин җелил мәсилисидә хәлқара қанунларға уйғун болмиған сиясәт тутиватқанлиқини билдүрмәктә.
Канада парламенти: һүсәйин җелилниң һоқуқи һөрмәт қилиниши керәк
Канада парламенти мақуллиған қарар лайиһисини стипан харпер һөкүмити оттуриға қойған болуп, қарар лайиһиси парламентниң авам палатасидики өктичи партийә парламент әзалирини өз ичигә алған барлиқ әзаларниң бирдәк қоллап аваз бериши астида мақулланди.
Бу қарар лайиһиси, мәсилиләр парламент әзалири тәрипидин кәскин бәс - муназирә қилинидиған канада парламентида һакимийәт бешидики парламент әзалири яки өктичи парламент әзалири тәрипидин талаш тартиш қилинмиди.
Канадада чиқидиған " оттава пуқралар" гезити, бу қарарниң канада парламентида юқири аваз билән талаш -тартишсиз мақулланғанлиқини канада парламентида аз учрайдиған алаһидә әһваллар, дәп тәкитлигән. Қарарда, хитай һөкүмити канада әмәлдарлириниң һөсәйин җелилни йоқлишиға рухсәт қилишни тәләп қилди вә һүсәйин җелилниң тән җазасиға учриғанлиқини тәкшүрүшкә чақирди шундақла өзбекистан һөкүмити һүсәйин җелилни нимә үчүн хитайға өткүзүп бәргәнликигә чүшәнчә беришни оттуриға қойди.
Қарарда " авам палатаси хитай һөкүмитини һүсәйин җелилни дипломатик хадимлар билән көрүштүрүшкә шундақла униң адаләтсиз муамилигә вә тән җазасиға учриғанлиқини тез арида вә адиланә тәкшүртүшкә, һүсәйин җелилниң һоқуқини һөрмәт қилишқа чақириду," дәп тәкитлигән болуп, " әгәр һүсәйин җелил хитай даирилириниң тән җазасиға учриған болса, бу хитай вә канада һәр иккила дөләт имза қойған б д т ниң тән җазасиға қарши туруш әһдинамисини бузғанлиқтур," дейилгән.
Канада ташқий ишлар министири петер макайниң әскәртишичә, униң бейҗиңда елип барған йеқинқи зияритидә хитай ташқий ишлар министири яң җейчи һүсәйин җелилниң тән җазасиға учирғанлиқини рәт қилип," униң тән җазаси яки адаләтсиз муамилигә учриғанлиқиниң һечқандақ аламити йоқлиқини" билдүргән.
Петер макай, яң җейчиниң канада билән қош дөләт пуқралиқи вә хитай - канада арисидики әлчилик келишими қатарлиқ мәсилиләрдә сөһбәт өткүзүшкә қошулғанлиқини билдүрди.
Уйғур мәслиси хитайни әң қорқутидиған мәсилә
Хитай-канада арисида өз - ара бир -бириниң пуқралирини қоғдайдиған әлчилик келишими болсиму, лекин бу келишим һүсәйин җелилға әсқатмиди. Бәзи анализчиларниң әскәртишичә, хитайниң һүсәйин җелилни козур қилип, канада билән қачқунларни өткүзүвелиш келишими түзүшкә қисташ пилани болуши мумкин.
Америкида яшайдиған хитай анализчи лю шавҗу, хитайниң бу ишта вақитни кәйнигә сүрүп бир тәрәп қилиш сиясити тутиватқанлиқини билдүрмәктә. У, "җуңгониң пиланичә бу ишни амалниң баричә кәйнигә тартип бир тәрәп қилиштур. Йәни мениңчә җуңго бу ишни узунға тартиш арқилиқ канада тәрәптин келидиған қаршилиқ вә бесим пәсәйгәндин кейин уни чегридин қоғлап чиқирип һәл қилиш йолини тутуши мумкин," дәйду. Лекин лю шавбо, хитай даирилириниң уйғур мәсилисигә наһайити сәзгүр муамилә қилидиғанлиқини вә бу амиллар хитайниң һүсәйин җелилни қоюп бәрмәсликидики муһим сәвәбләрниң бири, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Лю шавҗуниң әскәртишичә, бейҗиң һөкүмити уйғур мәсилисини тибәт мәсилисигә қариғанда наһайити җидди вә һәл қилиш қийин болған мурәккәп мәсилә, дәп қаримақта. Болупму мәмликәт ичидики уйғурлар билән чәтәлдики уйғур тәшкилатлириниң һәрикити өз ара бирлишип кетишидин әнсиримәктә.
Лю шавҗу мундақ дәйду, " шинҗаңдики һәр қандақ бир һадисә яки һәрикәткә бейҗиң наһайити җидди қарайду. Болупму шинҗаңдики вә чегра сиртидики һәрикәтләрниң бирлишип кетишидин яки чегра һалқиған һәмкарлиқтин интайин қорқуду шундақла ғәрбниң шинҗаң мәсилисигә арлишишидин наһайити әндишә қилиду."
Канада парламенти авам палатасиниң һөсәйин җелил һәққидики қарар лайиһисини стипан харпер һөкүмитиниң парламенттики рәһбири петер вон лон оттуриға қойған болуп, парламенттики әң чоң өктичи партийә либераллар партийисиниң рәһбири ралф гудейлниң қоллишиға еришкән. Бу әһвалда қарар лайиһисигә парламент әзалириниң һич бири қарши аваз бәрмиди.
Уйғур мәсилисини кона усулда һәл қилғили болмайду
Америкидики анализчи лю шавҗуниң бейҗиң һөкүмити районда йүргүзиватқан бастуруш сиясити райондики зиддийәтләрни пәсәйтиш ролини ойнайду, дәп қаримақта. Лекин бу сиясәт зиддийәтниң техиму өткүрлишишигә сәвәбчи болуватқанлиқини тәкитлигән лю шавҗу, бу вәзийәт астида һүсәйин җелилниң мәсилиси чоң бир дилоға айлиниватқанлиқини билдүрди. Лю шавҗуниң әскәртишичә, хитай һөкүмити һүсәйин җелил мәсилисидә вәзийәтни хата мөлчәрлигән.
Лю шавҗу, "мениңчә җуңго һөкүмити вәзийәтни хата мөлчәрлиди. Әмәлийәттә мәйли явропа иттипақи болсун, мәйли америка, японийә яки канада болсун бу дөләтләрниң һәммиси бир гәвдә. Әгәр җуңго компартийиси шинҗаң мәсилисини кона усули бойичә бир тәрәп қилимән дисә, кәлгүсидә техиму пассип әһвалға чүшүп қелиши, һәтта ақивити техиму ечинишлиқ болуши мумкин. Шуңа компартийиниң мәнпәәтидин ейтқанда һүсәйин җелилни қанчә балдур қоювәтсә шунчә яхши," дәп көрсәтти.
Лю шавбониң әскәртишичә, хитай - канада арисидики әлчилик келишими бойичә хитай даирилири хитайдики канада пуқралирини қолға алса, канада дипломатлириниң тутқунлар билән 24 саәт ичидә көрүшүшигә капаләтлик қилиши керәк икән. Лекин хитай һөкүмити һүсәйин җелил мәсилисидә бу келишимгә риайә қилмиған. Лю шавҗу, хитай һөкүмити һүсәйин җелилниң канада пуқраси икәнликини рәт қилсиму, лекин бу көз қаришини хәлқараға қобул қилдуралмайдиғанлиқини билдүрди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Петәр маккайниң хитай зиярити вә канада мәтбуатлиридики инкаслар
- Канада поуқралириниң көпчилики һүсәйин җелил мәсилисидә һөкүмәтниң қәти болушини яқлиди
- Хитай канаданиң ташқи ишлар миниситрини канада пуқраси һүсийин җелил билән көрүштурмиди
- Хитай даирлири һүсәйин җелилниң канада пухралиқ салаһийитини йәнә рәт қилди
- Канада ташқи ишлар министири Peter Mackay хитай зиярити җәрянида һөсәйин җелил мәсилисини оттуриға қойди
- Канада кишилик һоқуқ кометити хитайдики кишилик һоқуқ вә һүсийин җелил мәсилиси һәққидә тохталди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати канадани, мәһсус вәкил евәтип хитай түрмисидики пуқрасини қутулдурушқа чақирди
- Дуня мәтбуатлириниң һүсәйин җелил тоғрисидики инкаслири вә хитай-канада мунасивити
- Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит уйғур мәсилиси һәққидә тохталди
- Канада ташқи ишлар министириниң хитай зиярити вә һүсәйин җелил мәсилиси
- Канада ташқи ишлар министириниң хитай зиярити вә һүсәйин җелил мәсилиси
- Хитай канада пуқраси һөсәйин җелилни муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилди