Хитай демократлириниң нәзиридики һүсәйин җелил мәсилиси (1)


2007.07.06

19- Април күни үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимиси канада пухраси һүсәйин җелилға муддәтсиз қамақ җазаси һөкүм қилғандин кейин, бу дело канада хитай оттурисида бир мәйдан дипломатик тоқунушни кәлтүрүп чиқарди. Канада һөкүмити хитайниң канадада турушлуқ баш әлчисини чақиртип, рәсми наразилиқ билдүрди. Канада ташқи ишлар министириму мәхсус һүсәйин җелил мәсилиси билән хитайни зиярәт қилди.

Лекин хитай һөкүмити һүсәйин җелилниң канада пухралиқ салаһийитини йәнила рәт қилип кәлмәктә. Баштин бәри һүсәйин җелил мәсилисидә сүкүт қилип кәлгән хитай мәтбуатлири, нөвәттә һүсәйин җелилниң террорчи икәнликини испатлашқа урунидиған мақалиларни һәдәп елан қилмақта. Буниңға чәтәлләрдики хитайларға аит мәтбуатларму дост тартмақта.

Биз канададики атақлиқ язғучи вә хитай демократ паалийәтчилиридин шең шүе ханим билән һүсәйин җелил делосини чөридигән бир қатар мәсилиләр һәққидә сөһбәт елип бардуқ.

Хитайниң һүсәйин җелилниң канада пухралиқ салаһийити рәт қилиш һоқуқи йоқ

Сияси паалийәтчи шең шүе һүсәйин җелилниң тәвәлики мәсилиси һәққидә тохтулуп: хитай һөкүмити һүсәйин җелилниң канада пухралиқ салаһийитини етирап қилмайдиғанлиқини вә уни хитай пухраси дәп тонуйдиғанлиқини илгири сүрмәктә.

Һүсәйин җелилға пухралиқ салаһийити бәргән дөләт, уни мениң пухрайим әмәс демигән икән, йәнә бир дөләтниң қопуп, униң канада пухралиқ салаһийитини етирап қилмаймән, дейиши өтүп кәткән мутиһәмликтин башқа нәрсә әмәс. Әмилийәттә һүсәйин җелилниң канада пухралиқ салаһийити канада қануни биләнла әмәс, бәлки канаданиң хәлқара қанунлар алдидики мәҗбурийити асасида берилгән.

Шуңа хитайниң һүсәйин җелилниң канада пухралиқ салаһийитини бикар қилиш һоқуқи йоқ шундақла бу хил урунуш хәлқара қанунларға хилаплиқ һәрикәт һесаблиниду, деди уйғур мәсилисидә бәлгилик тонушқа игә болған вә бу һәқтә көп қәләм тәврәткән шең шүе ханим, уйғур мәсилисиниң хитай учун назук мәсилә икәнликини әскәртип:" хитайларға нисбәтән ейтқанда, һүсәйин җелилниң салаһийити назук. Чүнки у уйғур. Хитайда компартийә һакимийәт бешиға кәлгәндин бери, уйғурларниң мустәқиллиқ һәркити, демократик һәркәтлири яки кишилик һоқуқни қолға кәлтүрүш йолидики паалийәтлири охшашла қанлиқ шәкилдә бастурулмақта. Шуңа уйғур районида, өлүмгә һөкүм қилинғанларниң сани хитайниң башқа районлириға қариғанда наһайити йоқури," дәйду.

Хитайниң һүсәйин җелил һәққидики әйибләшлири пут дәссәп туралмайду

Сияси паалийәтчи шең шүе хитай һөкүмитиниң һүсәйин җелилни террорчилиқта әйиблишидики пакит асасиниң интайин аҗиз икәнликини тилға елип:" хитай һөкүмити һүсәйин җелилни террорчилиқта әйиблисиму, амма хитай сот мәһкимиси һүсәйин җелилниң террорлуқ паалийәтлиригә қатнашқанлиқи һәққидә һечқандақ конкретни бир дәлил- испатини оттуриға қоялмиди. Тәбиики 90-йилларниң башлирида, терроризм дегән бу аталғу бизгә анчә тонушлуқ әмәс иди. Хитай һөкүмитиму бу аталғуни көп ишләтмигән вә илгири улар һүсәйин җелилниму бу хил җинайәт билән әйиблимигән иди. Хитайниң шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, үрүмчи сот мәһкимиси һүсәйин җелилниң 97-йили бир адәмгә 80 миң йүән ярдәм қилғанлиқини, бу иқтисади ярдәм қобул қилған уйғурниң кейин қандақту бир тәшкилат қурғанлиқи, һүсәйин җелил чәтәлгә чиққандин кейин кимләр билән учрашқанлиқи, байрақ вә дөләт гириби лайиһиләшкә шундақла икки тәшкилатни бирләштүрүш паалийәтлиригә қатнашқанлиқи қатарлиқларни җинайи пакит сүпитидә оттуриға қойған. Әгәр юқирида тилға елинған һәрикәтләр билән бир адәмни террорчи, дәп һөкүм қилсақ, ундақта террорчи, дегән уқумни бурмилиған болимиз. Униңсизму хитай һөкүмити 11-сентәбир вәқәсидин буян уйғур мустәқилчилирини терроризм билән бағлашқа урунуп кәлмәктә," дәйду.

Һүсәйин җелил мәсилиси икки дөләт мунасивитигә сәлбий тәсир көрсәтти

У һүсәйин җелил мәсилисиниң канада хитай мунасивәтлиригә көрсәткән тәсири һәққидә тохтулуп: "һүсәйин җелил өзбәкистандин хитайға өткүзүп берилгәндин бери, канада бу мәсилидә хитайға күчлүк инкас қайтуруп кәлди. Мениңчә, бу мәсилә хитай канада мунасивәтлиригә җидди тәсир көрсәтти. Канада пуқралириниң чәтәлдә бундақ еғир муамилигә учриши канаданиң иззәт-һөрмитигә, униң дөләт образиға зиян йәткүзди. Растини ейтқанда, бу канада үчүн интайин қаттиқ зәрбә болди. Һазир икки дөләт мунасивити йәнила җидди. Бу икки дөләт оттурисидики сияси түзүлмә, әдилийә системиси, кишилик һоқуқ вә демократийә җәһәтләрдики пәрқләрдин келип чиққан. Мениңчә, бу хил җиддийлик йәнә бир мәзгил давамлишиду. Канада һөкүмити хитайға техиму қаттиқ позитсийә қоллинип, ахир хитай һөкүмитини һүсәйин җелил мәсилисидә йол қуюшқа мәҗбур қилиду," деди.

Бу қисмәт хитайларниң бешиғиму келишкә башлиди

Сияси паалийәтчи шең шүе чәтәлләрдики бәзи хитайларниң һүсәйин җелил мәсилисидә хитай һөкүмитиниң мәйданини қоллаватқанлиғини тәнқит қилип:" көплигән хитайлар бу бәхитсизликләр өзлириниң бешиға кәлмигәчкә, мән уйғур әмәс, мән һүсәйин җелил болмиғандин кейин хитай һөкүмити маңа бундақ җаза бериши натайин, дәп қарайду. Амма бу делоға қарита, һәр бир адәмниң адаләт вә һәққанийәт туйғуси болиши керәк. Чүнки һүсәйин җелил канада пухраси салаһийитигә игә. Һеч болмиғанда, чәтәл һөкүмити шундақ муамилидә болмақта. Һүсәйин җелил илгири хитай пухраси болғанлиқи үчүнла бу қисмәткә учраватиду. Шуңа униң паҗиәси канада пухраси болған барлиқ хитайларғиму тәсир көрситиду. Канада вәнлида двд ширкитиниң хоҗайини бир нәччә айдин бери хитайниң түрмисидә йетиватиду. Ундақта канада һөкүмити униңму һоқуқлирини қолға кәлтүрүш үчүн тиришиши керәкму йоқ? мениңчә, бир канадалиққа хитай тәрипидин муддәтсиз қамақ җазаси берилиши барлиқ канадалиқларниң бихәтәрлики үчүн тәһдит шәкилләндүриду," деди.

Хитайниң мәқсиди уйғурларни қорқутуш

Рабийә қадир ханим һәққидә "уйғурлар ахири өзиниң далай ламасиға игә болди", дәп мақалә язған язғучи шең шүе ханим, хитай даирлириниң униң пәрзәнтлири қолға елиши һәққидики қарашлирини оттуриға қоюп:" хитай һөкүмити уйғурларға қарита қаттиқ қол сиясәт йүргизиватиду. Рабийә қадир делосидиму шундақ. Өз вахтида хитайдики катта байларниң бири болған рабийә ханим хитайда әң йоқури сияси мәртивилик орган дәп қаралған хитай мәмликәтлик сияси мәслиһәт кеңишиниң әзалиқ дәриҗисигә қәдәр көтүрүлгән иди. Хитайниң рабийә ханимни қолға елиши уйғурларниң өз-өзини идарә қилиш тәләплиригә, демократийә вә әркинлик тәләплиригә берилгән җавап. Хитай бу арқилиқ сениң милли алаһидиликлириң, диний етиқат вә мәдинийәт җәһәттики пәрқлириң мән үчүн бир тийин, демәкчи. Униң пәрзәнтлириниң қолға елиниши болса, хитай коммунистлириниң тохуни боғузлап, маймунни қорқутуш тактикисидин башқа нәрсә әмәс," деди. (Камил)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.