Хитай соти һүсәйин җеилилниң әрзини рәт қилди
2007.07.10
Уйғур аптоном районлуқ алий сот, сәйшәнбә күни канада пуқраси, уйғур паалийәтчиси һөсәйин җелилниң, үрүмчи шәһәрлик сотниң һөкүмигә наразилиқ билдүрүп сунған әрзини рәт қилди. Үрүмчи шәһәрлик соти хитай һөкүмити тәрипидин террорлуқ вә бөлгүнчилик паалийәтләргә қатнашқан дәп әйибләнгән канада пуқраси һөсәйин җелилни, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилған иди. Хитай сотиниң бу һөкүми канада һөкүмитиниң қаттиқ тәнқидигә учриған һәмдә канада-хитай мунасивәтлириниң йириклишишигә сәвәб болған иди.
Уйғур аптоном районлуқ алий сот сәйшәнбә күни әттигән саәт 9 да ичилған сот мәһкимисидә, һөсәйин җелил һәққидә оттуриға қоюлған дәлил-испатларниң униң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилиниши үчүн йетәрлик икәнликини тәкитлигән.
Гәрчә хитай әдлийә даирилири һөсәйин җелилниң адвокатиниң сотқа қатнишишиға рухсәт қилған болсиму, әмма һөсәйин җелилниң сот җәрянини йеқиндин көзитиватқан канада-уйғур бирләшмисниң рәиси мәмәт тохтиниң билдүрүшичә, сотта адвокатниң һөсәйин җелилни ақлишиға пурсәт берилмигән.
Бу арида һөсәйин җелилниң канадада яшаватқан аяли камилә ханим, сәйшәнбә күни канада һөкүмитини һөсәйин җелилни қоюп бериши үчүн хитай һөкүмитигә бесим ишлитишкә чақирди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай демократлириниң нәзиридики һүсәйин җелил мәсилиси (2)
- Хитай демократлириниң нәзиридики һүсәйин җелил мәсилиси (1)
- Канаданиң 47 нәпәр пуқраси хитайда қолға елинди
- Хитай террорчилиққа қарши туруш намида уйғурларни бастурмақта
- Хитай һөкүмити, һөсәйин җелилни адвукати билән учришишқа рухсәт қилди
- Хоңкоң сумруғ телевизийә тор бетидә, һөсәйин җелил қатарлиқ уйғур мустәқилчилири һәққидә мақалә
- Канада парламенти һүсәйин җелилниң тән җазасиға учриғанлиқини тәкшүрүшни тәләп қилди
- Петәр маккайниң хитай зиярити вә канада мәтбуатлиридики инкаслар
- Хитай даирлири һүсәйин җелилниң канада пухралиқ салаһийитини йәнә рәт қилди
- Канада ташқи ишлар министириниң хитай зиярити вә һүсәйин җелил мәсилиси