Һүсәйин җелил мәсилиси түпәйли хитай - канада консул ишлар келишимигә дәз кәтти
2007.07.11
Уйғур аптоном райони юқири сот мәһкимиси алдинқи күни канада тәвәликидики уйғур паалийәтчи һүсәйин җелилниң оттура сот һөкүмигә нарази болуп, юқири сот мәһкимисигә сунған әрзини рәт қилинғандин кейин, канада һөкүмити хитай- канада консул ишлар келишимини қайта көздин кәчүридиғанлиқини җакарлиди. юқири сотниң һөкүми канада даирилирини үмидсизләндүргән. Һүсәйин җелилниң адвукати, радиомизға юқири сотниң һөкүми һәққидә тохталди.
Канада ташқи ишлар министири петир микей хитайға наразилиқини билдүрди
Канада ташқи ишлар министири петир микей сәйшәнбә күни язма баянат елан қилип, уйғур аптоном райони юқири сот мәһкимисиниң алдинқи күни һүсәйин җелилға берилгән әслидики муддәтсиз түрмә җазаси күчкә игә, дәп һөкүм чиқарғанлиқидин үмидсизләнгәнликини билдүрди. Петир микей, һүсәйин җелилниң соти қанун тәртипләр буйичә елип берилмайла қалмай, униң һоқуқиға һөрмәт қилинмиғанлиқини, канада һөкүмити хитайниң канада дипломатлириға һүсәйин җелилни йоқлаш рухсити беришни қәтий тәләп қилиш билән биргә, хитай һөкүмитиниң үстигә алған мәҗбурийитини ада қилип, канада һөкүмитини бу делоға мунасивәтлик материяллар билән тәминләш вә канада һөкүмити һүсәйин җелилниң қәшқәрдики аилә - тавабати билән алақә қилса рухсәт қилишни тәләп қилди.
Петир микейниң әскәртишичә, канада һөкүмити һүсәйин җелилниң делоси түпәйли 1999 - йили хитай билән имзалиған консул ишлар келишимини қайта көздин кәчүрүватқан болуп, бу келишим канада саяһәтчилириниң вә хитай - канада қош дөләт тәвәликидики кишиләрниң бихәтәрликигә капаләтлик қилаламду яки қилалмамду ? дегән мәсилисини айдиңлаштурмақчи болуватиду.
Канада әмәлдари сот мәйданида һазир болалмиған
Канада һөкүмити үрүмчидә һүсәйин җелилға көз қулақ болидиған мәхсус бир әмәлдар турғузған болсиму, лекин һүсәйин җелилниң вей пәмилилик хитай адвукати, радиомиз мухбириға канада әмәлдариниң алдинқи күнки сот мәйданида һазир болалмиғанлиқини билдүрди.
Канада әмәлдариниң сот җәряниға қатнашмиғанлиқини тәкитлигән адвокат вей, бу әмәлдар сот мәйданиға кирмигәнлики үчүн қатнашмидиму ? яки хитай һөкүмити киргүзмигәнлики үчүн қатнишалмидиму ? дегән суалимизға "мән буни таза билип кәтмәймән. Чүнки бу мениң хизмәт даирәмдики мәсилә әмәс " дәп җаваб бәрди. У йәнә " бу делониң хәлқара арқа көрүнишини ойлишиш мениң вәзипәм әмәс. Мениң вәзипәм һүсәйин җелилниң қануни һоқуқини қоғдаш " дәйду.
Өзбекистан һөкүмити һүсәйин җелилни 2006 - йили 3 - айда аялиниң ташкәнттики ата - анисини зиярәт қилиш үчүн кәлгәндә тутқун қилип, шу йили 5 яки 6 - айларда хитайға өткүзүп бәргән иди. Үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимиси бу йил 4 - айниң 19 - күни һөкүм елан қилип, уни муддәтсиз түрмә җазасиға һөкүм қилғандин кейин, һүсәйин җелил оттура сотниң һөкүмигә қайил болмай юқири сот мәһкимисигә әриз сунған.
Биз юқири сот мәһкимиси һүсәйин җелилниң әризини рәт қилғандин кейин, 2 - қәдәмдә немә қилмақчи болуватқанлиқини сориған болсақму, лекин адвокат вей бу суалимизға җаваб беришни рәт қилди. У, һүсәйин җелилниң алий сот мәһкимисигә әрз қилиш һоқуқи бар. Лекин бу мәсилә адвокат билән әйибләнгүчи арисидики қануни мәсилә болғанлиқи үчүн, алий сот мәһкимисигә әриз қилиш - қилмаслиқни ашкарилиса тоғра болмайдиғанлиқини билдүрди.
Уйғур аптоном районлуқ юқири сотниң һөкүмигә нарази болғанлар хитай алий сотиға әриз қилалмайду
Лекин исмини ашкарилашни халимайдиған үрүмчидики бир уйғур сотчиниң чаршәнбә күни америка мәтбуатлириға әскәртишичә, шиняң қануниға асасән делоға һөкүм елан қилиш җәряни икки басқучтинла ибарәт болуп, биринчи басқуч оттура сотниң һөкүми. Иккинчи басқуч әгәр оттура сотниң һөкүмигә нарази болса юқири сот мәһкимисигә әриз қилиштур. Бу сотчи уйғур аптоном районида юқири сотниң һөкүмигә нарази болғанлар алий сот мәһкимисигә әриз қилалмайдиғанлиқини билдүргән.
Уйғур аптоном райони юқири сот мәһкимиси һүсәйин җелилниң делосиға арилашқан сотчиларниң исимлики, сот һөкүмнамисиниң тәпсилий мәзмуни қатарлиқларни ашкара елан қилмиди. Адвокат вейниң әскәртишичә, юқири сот мәһкимиси униңға һөкүмнаминиң уйғурчә нусхисини бәргән. У, "сотниң җәряни һөкүмнамида бар. Сот мәһкимиси әсли һөкүмни күчкә игә, дәп елан қилди. Мән һөкүмнамини техи тәрҗимә қилип болалмидим. Чүнки җуңгониң җинайи ишлар һәқ тәләп қануни буйичә бу хил делолар чоқум уйғурчә йезилиши керәк. Һүсәйин уйғур болғанлиқи үчүн бу дело униң өз ана тилида йезилиши керәк. Мән хәнзу болғанлиқим үчүн уйғурчини оқуялмаймән. Мән пәқәт әсли һөкүмниң сақлап қелинғанлиқинила билимән. Шуңа һөкүмнамида зади немиләрниң йезилғанлиқини мән өзәмму билмәймән," дәйду.
Бу дело көп дөләтләрниң қануниға четилидиған мурәккәп дело
Адвокат вей, бу сөзләрни юқири сот мәһкимиси әсли һөкүмни сақлап қелишни қарар қилишта немә асасларға таянди ? дегән суалимизға җаваб бәргәндә тәкитлигән болуп, биз немә үчүн һөкүмнаминиң хитай тилидики нусхисини тәләп қилмиғанлиқини сориғинимизда буниңға җаваб беришни халимиди. У пәқәт " бу делониң мурәккәплик дәриҗиси наһайити юқири " дәйду. У, " бу дело мән һазирға қәдәр дуч кәлгән әң қийин дело. Чүнки бу делоға четилидиған қанунлар наһайити көп. Бу дело җуңго қанунлириға четилипла қалмай, канада қанунлириға четилиду. Канаданиң көчмәнләр вә мусапирларни қоғдаш қануни бар. Бу дело йәнә, қирғизистан вә өзбекистанларға четилиду "дәп көрсәтти.
Һүсәйин җелил мәсилиси хитай - канада арисида дипломатик ихтилапларға сәвәбчи болупла қалмай, икки дөләт бир - биригә сотта тәһдит селиш дәриҗисигә қәдәр берип йәткән назук мәсилә болуп қалди. Канада ташқи ишлар министири петир сәйшәнбә күнки баянатида, һүсәйин җелил мәсилиси канада үчүн наһайити муһим мәсилә. Канаданиң бейҗиңдики әлчиханиси бу мәсилиниң тәрәққиятини йеқиндин көзитиду, дәп тәкитлигән.
Һүсәйин җелилниң аяли камилә тиләндибайива канада мәтбуатлириға бәргән юқири сотниң қарари тоғрисидики баянатида, йолдишиниң мәсилисидә хитайдин үмид күтмәйдиғанлиқини, лекин канада һөкүмити хитайға техиму еғир бесим ишлитиши керәк, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай соти һүсәйин җеилилниң әрзини рәт қилди
- Хитай демократлириниң нәзиридики һүсәйин җелил мәсилиси (2)
- Хитай демократлириниң нәзиридики һүсәйин җелил мәсилиси (1)
- ¨Коммунист хитайниң консули шветсийә парламент әзасини җим қилишқа урунмақта¨
- Канаданиң 47 нәпәр пуқраси хитайда қолға елинди
- Хитай террорчилиққа қарши туруш намида уйғурларни бастурмақта
- Сабиқ хитай дипломати чен йоңлин канадани зиярәт қилди
- Хитай һөкүмити, һөсәйин җелилни адвукати билән учришишқа рухсәт қилди
- Хоңкоң сумруғ телевизийә тор бетидә, һөсәйин җелил қатарлиқ уйғур мустәқилчилири һәққидә мақалә
- Хитай даирилири уйғур паалийәтчилириниң аилә - тавабатлириға зиянкәшлик қилмақта
- Канада парламенти һүсәйин җелилниң тән җазасиға учриғанлиқини тәкшүрүшни тәләп қилди
- Петәр маккайниң хитай зиярити вә канада мәтбуатлиридики инкаслар