Дуня мәтбуатлириниң һүсәйин җелил тоғрисидики инкаслири вә хитай-канада мунасивити
2007.04.23
Хитай сотиниң 2006- йили июн ейида өзбекистан һөкүмити тәрипидин хитайға тапшуруп берилгән канада пуқраси, уйғур паалийәтчси һүсәйин җелилни мудәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқи дуня мәтбуатиниң диққитини қозғиди. Дунядики барлиқ агентлиқлар вә чоң гезитлар һүсәйин җелилниң мудәтсиз қамақ җазасиға һөкүми қилинғанлиқини алаһидә хәвәр қилип берип, бу мәсилиниң хитай-канада мунасивәтлирини техиму кәскинләштүридиғанлиқини тәкитлигән.
"Һүсәйин җелилниң делоси түгимиди"
Германийә хәвәр агентлиқи, канада пуқраси һүсәйин җелилниң мудәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи һәққидә бәргән хәвиридә, хитай сотиниң һүсәйин җелилгә бәргән муддәтсиз қамақ җазасиниң канада һөкүмитини қаттиқ ғәзәбләндүргәнлики, бу мәсилиниң канада- хитай мунасивәтлирини техиму кәскинләштүридиғанлиқи тәкитләнгән.
Германийә агентлиқиниң хәвиридә йәнә мундақ дейилгән: "канада һөкүмити һүсәйин җелилниң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқиға қарши наразилиқини билдүрүш үчүн, канададики хитай баш әлчиханисиниң дипломатлирини ташқи ишлар минстирлиқиға чақиритқан шундақла канада ташқи ишлар минстири пиетәр маккай, канада парламинтида сөз қилип, һүсәйин җелилниң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқидин қаттиқ әпсусланғанлиқини билдүрүп, келәр һәптә хитайни зиярәт қилғанда һүсәйин җелил мәсилисини чоқум оттуриға қойидиғанлиқи вә буни һечқачан түгигән бир дело дәп қаримайдиғанлиқи тоғрисида вәдә бәргән".
Хәлиқара инкаслар
Германийә агентлиқиниң хәвиридә," һүсәйин җелил өткән йили өзбекистан һөкүмити тәрипидин хитайға қайтуруп берилгәндин бери хитай-канада мунасивәтлириниң җиддийлишиватқанлиқи, икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрниң канада парламинтиниң өткән йили синтәбир ейида тибәтниң даһиси далай ламаға канаданиң пәхри пуқралиқини бериши вә канада баш минстири стифан һарпәрниң ноябир ийида хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини қаттиқ тәнқид қилиши билән техиму йерикләшкәнлики" тәкитләнгән.
Канадада чиқидиған "де һамилтон сипәктетор" гезитиниң хитай сот мәһкимисиниң канада пуқраси һүсәйин җелилни муддәтсииз қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқи һәққидә бәргән хәвиридә, һүсәйин җелилниң бир уйғур паалийәтчиси икәнлики әскәртилгән болуп, хәвәрдә асасән хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан қаттиқ қол сиясити вә нурғунлиған дөләтләрниң хитай билән болған мунасивәтлиригә тәсир йәткүзмәслики үчүн уйғурларниң нөвәттки әһвалиға дегәндәк көңөл бөлмәйватқанлиқи тәкитләнгән.
Хәлқара террорчилиққа қарши урушниң уйғурларниң әһвалини техиму еғирлаштурғанлиқи әскәртилгән, канада гезитиниң хәвиридә,"хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң баянатчиси киристиянсинниң билдүрүшичә, америкиниң 11- синтәбирдин кейин хәлқара террорчилиққа қарши башлатқан уруши, уйғурларниң диний әркинликини боғуш, уйғурларни халиғанчә тутуп-қамаш һәтта өлүмгә һөкүм қилип, өлтүрүш үчүн хитай һөкүмитигә яхши пурсәт яритип бәргән. Хитай һөкүмити уйғурларниң тарихй вә миллий кимкликини йоқитиш үчүн, бөгүн һәтта һечқандақ бөлгүнчи идийиси болмиған уйғурчә китапларниму чәклимәктә. 1949- Йили шинҗаңниң хитай коммонист һакимийити тәрипидин ишғал қилинишидин бери, уйғурларға қарита кәмситиш сиясити елип берилмақта" дәп әйтилған.
Һөсәйиин җелилниң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи һәққидә, б б с тәрипидин берилгән хәвәрдә, хитай сотиниң уйғур паалийәтчиси һүсәйин җелилни, "хитайни парчилашқа урунған" вә террорлуқ паалийәтләргә қатнашқан дегән җинайәт билән муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқи, канада ташқи ишлар минстири пиетәр маккайниң һүсәйин җелилниң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқидин қаттиқ әпсусланғанлиқи, бу мәсилиниң икки дөләт оттурисидики мунасивәтләргә зиян бәргәнлики тәкитлигәнлики, әскәртилгән.
Б б с ниң хәвиридә йәнә, һүсәйин җелилниң уйғур икәнлики вә шинҗаңдики уйғурларниң узундин бери бейҗиңдин мустәқил яшашни арзу қиливатқанлиқи, лекин хитай һөкүмитиниң шинҗаңни хитайниң айрилмас бир қисими дәп қарап, мустәқил шәрқий түркистан дөлити қуруш үчүн күрәш қиливатқан уйғур тәшкилатлирини, террорлуқ паалийәтлири билән шуғулланмақта дәп, әйибләватқанлиқи, билдүрүлгән.
Франисйә агентлиқиниң һүсәйин җелилниң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи һәққидә бәргән хәвиридә, бу һөкүмниң канада һөкүмитини қаттиқ ғәзәбләндүргәнликини, канада ташқи ишлар минстири петәр маккайниң, канада кишилик һоқуқ мәсилисидә болупму, бир канада пуқрасиниң һоқуқини қоғдаш мәсилисидә һечнемигә йол қоймайдиғанлиқини, хитай һөкүмитиниң һүсәйин җелил мәсилисидики позитсийисиниң хәлқара җәнвә келишимигә хилап икәнликини, тәкитлигәнлики билдүрүлгән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һүсәнҗан җелилға муддәтсиз қамақ җазаси берилиши түркийәдики аммиви тәшкилатларниң наразилиқини қозғиди
- "Биз бу делони шундақла болди қилмаймиз "
- Канадада бәш нәпәр хитай сахта гуваһнамә ясаш билән қолға елинди
- Канада пуқраси һөсәйин җилил мудәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди
- Канада һөкүмити, канада пуқраси һөсәйин җилилниң мудәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи түпәйлидин хитай һөкүмитини қаттиқ тәнқид қилди
- Хитай даирлири һакимийәтни қолдин берип қоймаслиқ әндишиси биләнла кишилик һоқуқни дәпсәндә қилмақта
- Хитайниң муавин ташқи ишлар министири канадада һүсәйин җелил һәққидә нимиләрни деди?
- Канада мәтбуатида һүсәйин җелил
- Канада сода вә малийә министирлириниң хитай зияритидә кишилик һоқуқ мәсилиси
- Канаданиң икки министири икки дөләт оттурисида сәзгүр сиясий мәсилә мәвҗут шараитта хитайни зиярәт қилди