Канада һөкүмити дипломатик йоллар арқилиқ һөсәйин җилил мәсилисидә өзбекистанға бесим ишләтмәктә
2006.04.28
Канада һөкүмити башқа дөләтләрдин ярдәм қобул қилишни өз ичигә алған барлиқ дипломатик йоллар арқилиқ, өзбекистан даирилиригә һөсәйин җилилни қоюветиш һәққидә бесим ишләтмәктә.
Канада һөкүмәт даирлириниң билдуришичә, 90 - йилларниң оттурилирида оз юртидин қечип чиққан, 2001 - йили хәлқаралиқ сияси панаһланғучи салаһийти билән канадаға келип йәрләшкән һәмдә канада пуқраси болған һөсәйин җилилниң өзбекистан даирлири тәрипидин хитайға қайтурулуш хәвпи йәнила мәвҗут икән.
Кишилик һоқуқ тәшкилатлири әгәр у хитайға қайтурулса, қийин - қистаққа елиниш яки өлум җазасиға һокум қилиниши мумкинчиликини әскәртмәктә. Шуңа канадада пуқраси һөсәйин җилилни хитайға қайтуруш задила қобул қилғили болмайдиған әһвал икән. Канада һөкүмити һөсәйин җилилни канададики ислам дининиң ледирлиридин бири қарайду.
Канада парламентида тунҗи қетим бир уйғур һәққидә мухбирларни күтивелиш йиғини
27 - Африл күни һөсәйин җилил өзбекистанда қолға атиғанлиқиға бир ай толди. Бу мунасивәт билән алдинқи күни канада парламенти бинасида хәлқара кәчүрүм тәшкилати канада бөлүминиң башчилиқида,уйғур канада җәмийити,канада тибәт комитети қатарлиқ 12 иҗтимаий тәшкилат бирликтә һөсәйин җилил мәсилиси бойичә мәхсус мухбирларни күтивелиш йиғини өткүзди.
Канаданиң юқури дәриҗилик әмәлдари соз қилди
Һөсәйин җилилниң өзбекистан даирлири тәрипидин, сияси сәвәбләр түпәйлидин қолға елиниши вә һечқандақ изаһат берилмәстин тутуп турулуши учиға чиққан зораванлиқ һәркәт.
Мухбирларни күтивелиш йиғинида канада баш министири стефин харпәрниң парламент секретари җонсон кеннәй канада һөкүмитиниң һөсәйин җилил мәсилисигә җидди қариғанлиқини, уни қутқузуш үчүн барлиқ тиришчанлиқниң көрситилидилиғанлиқини баян қилип: "һөсәйин җилилниң өзбекистан даирлири тәрипидин, сияси сәвәбләр түпәйлидин қолға елиниши вә һечқандақ изаһат берилмәстин тутуп турулуши учиға чиққан зораванлиқ һәркәт, деди.
У сөзидә һөсәйин җилил тутулғандин кейинки үч һәптидин буян канаданиң дипломатийә хадимлири өзбекистан даирлири билән униң канадаға қайтишиға иҗазәт бериш һәққидә сөзлишип кәлгәнликини, амма һазирғичә буниңдин һечқандақ нәтиҗиниң болмиғанлиқини әскәртти вә "биз өзбекистан даирлирини хәлқаралиқ қанун пиринсиплардики мәҗбурийити бойичә, канада консулхана хадимлири билән толуқ һәмкарлишишқа чақирип кәлдуқ вә шундақ қилишқа давамлиқ дәвәт қилимиз", деди.
Канада баш министириниң парламент секретари җонсон кеннәй ниң билдүрүшичә, оттава һөсәйин җилилниң қуюп берилишини қолға кәлтүрүш үчүн путун күнлүк депломатларни ташкәнгә әвәтиш вә москва арқилиқ өзбекистанға бесим ишлитиш қарариға кәлгән. Биз барлиқ дипломатик имканийәтләрдин пайдилинип, өзбекистан даирлиригә уни қуюп беришкә бесим ишлитимиз. Биз бу ишта башқа дөләтләрниң ярдимигә ериштуқ вә еришиватимиз. Сәмимийлик билән ейтсам, мәркизи асияда бизниң рәсмий органлиримиз интайин аҗиз әһвалда. Бизниң өзбекистанда вә униң әтрапидики башқа дөләтләрдә әлчихана вә консулһанилиримиз йоқ деди.
Канада хитайда уйғурларниң системилиқ сияси зиянкәшликкә учриғанлиқини тунҗи қетим ашкарә оттуриға қойди
Мухбирларни күтивелиш йиғинида, канада баш министири Stephen Harper ниң парламент секретари җонсон кеннәй хитайда уйғурларниң һоқуқлириниң дәпсәндә қилиниватқанлиқи һәққидә тохтилип "хитайда уйғурларға қарита җазалашниң давамлишиватқанлиқи вә системилиқ зиянкәшликниң мәвҗут болғанлиқи үчүн, һөсәйин җилил канада тәрипидин сияси паналиқ салаһийтигә еришкән тунҗи уйғур болғаниди", дәйду.
Канада оз пуқрасиниң һоқуқлириға дәхли тәруз қилғанларни әйиплиши керәк
Мухбирларни күтивелиш йиғинида хәлқара кәчүрүм тәшкилати канада бөлүминиң баш секретари аләкс нәвәдин кейин соз алған һөсәйин җилилниң адвокати Chris Maclean бу мәсилидә канада һөкүмитиниң оз мәйданини ашкарә оттуриға қойидиған вақти йетип күлгәнлигини әскәртип мундақ деди: "мәнчә канада һөкүмити һәмишә тим - таслиқ дипломатийисини йүргүзиду. Өзи сәһниниң арқисиға өтивелип, башқилар мән буни қилип берәй, сән буни қилип бәр, дәп сода қилғили башлиғанда андин рәсмий ишқа киришиду. Мениңчә бу хил депломатийә уссули һөсәйин җилил мәсилисигә кәлгәндә карға кәлмәйду. Болупму, канада оз пуқрасиға дәхли - тәрузгә учриғанда, авазини юқури көтүрүп, дәхли тәруз қилғучиларни ашкара әйиплиши керәк. Һөсәйин җилил пәқәтла канада пуқрасидур, униң иккинчи бир дөләт тәвәлики йоқ. Хитайниң бир канадалиқни канадада бәһримән болидиған соз мәтбуат әркинлики, диний әркинлик вә җәмийәтләргә уюшуш әркинлики үчүн хитайға елип берип җазалайдиғанға һич һәққи йоқ. Өзбекистанниң канада пуқрасини иккинчи дөләткә өткүзуп беришкә техиму һәққи йоқ. Ундақ болушини һәргизму қобул қилғили болмайду, деди.
Балилирим дадисиниң нәдиликини силәрдин сораватиду?
Һазир йолдишим өзи қачқан дөләткә өткүзүлүп берилиш хәвпи астида турмақта. Мән силәрдин униң хитайға қайтурулушиниң алдини елишиңларни сораймән. Мениң дуняға йеңидин көз ечиш алдида турған балам вә икки оғлум дадисиниң һазирғичә нимә үчүн өйгә қайтип келәлмигәнликини силәрдин соримақта.
Мухбирларни күтивелиш йиғинида соз қилған һөсәйин җилилниң ханими камилә тәләндибаәва йолдишиниң өзбекистанда қолға елиш җәрянлирини вә өзбекистан даирлириниң йолдиши билән көрүшүшкә иҗазәт бәрмигәнликини баян қилип:
"Биз аманлиқимиз вә балиларни яхши тәрбийиләш үчүн канадаға кәлгәнидуқ. Биз канадада әркин соз қилиш пурситигә игә болимиз вә дәккә -дүккә вә қорқунчтин қутулимиз дәп ойлиғанидуқ. Һазир йолдишим өзи қачқан дөләткә өткүзүлүп берилиш хәвпи астида турмақта. Мән силәрдин униң хитайға қайтурулушиниң алдини елишиңларни сораймән. Мениң дуняға йеңидин көз ечиш алдида турған балам вә икки оғлум дадисиниң һазирғичә нимә үчүн өйгә қайтип келәлмигәнликини силәрдин соримақта, деди.
Мухбирларни күтивелиш йиғинида хәлқара кәчүрүм тәшкилатини оз ичигә алған 12 аммиви тәшкилатниң канада баш министиридин һөсәйин җилилгә ярдәм қолини сунуш, уйғурларға, болупму уйғур аптоном районидики уйғур мусулманлириниң тәқдиригә көңүл болуш тәләп қилинған учуқ хети оқуп өтүлди.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати канада бөлүминиң баш секретари алекс невә, хитайниң шинҗаң уйғур аптоном раюнида яшаватқан уйғурларниң мәдинийәт, сияси вә диний һоқуқлириниң хитай даирлири тәрипидин қаттиқ чәлиниватқанлиқи, көплигән уйғурларниң террорист муамилиси көрүватқанлиқини һәмдә уйғурларниң әркинлики вә демократийә һоқуқлири үчүн паалийәт елип бериватқан чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилириниң хитайниң һәр хил бесимлириға учраватқанлиқи қатарлиқ мәсилиләрни тонуштуруп өтти. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һүсәнҗан қаримниң аяли өзбекистан һөкүмитидин нарази болди
- Камилә ханим өзбекистанда тутуп туруливатқан йолдиши һөсәйин җелил һәққидә тохталди
- Канада һөкүмити һүсәнҗан җелилниң из - дерикини елишқа адәм әвәтти
- Канада тәвәликидики бир уйғур өзбекистанда қолға елинди
- Ғази университетида ечилиши әмәлдин қалдурулған йиғин маарипчилар уюшмиси залида ечилди
- Америка хитайниң латин америкисидики һәрикитигә диққәт қилишта толуқ сәвәпләргә игә
- Канада 50 нәпәр өзбек мусапирни орунлаштурмақчи
Һөсәйин җилил тәрмилиридин
- Уйғурларниң һәҗ мәсилисидә дуч кәлгән тосалғулири
- Хитай чәтәлләрдики уйғурларниң аилә тавабиатлириға зиянкәшлик қилмақта
- Уйғур елидики диний затларниң тәқдири һәққидә
- Уйғурларниң диний етиқад вәзийити зади қандақ?
- Уйғур мусулманлирида диний радикализим мәвҗутму?
- Һәҗгә бериш йолидики уйғурларниң әндишилири вә наразилиқлири