Канада җамаити һүсәйин җелил мәсилисигә көңүл бөлмәктә

Өзбекистан һөкүмити бир ай бурун тутқун қилған канада пуқраси һүсәйин җелилни оттура асияда йүз бәргән террорлуқ паалийәтләргә четишлиқи бар дәп әйиблиди. Әмма һүсәйин җелилниң аилә-тавабатлири вә ғоллуқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири униң гунаһсиз икәнликини вә өзбекистанниң хитайниң йолйоруқи билән уни тутуп туриватқанлиқини билдүрмәктә.

Канададики ихтияри мухбиримиз камил турсун бу мунасивәт билән һүсәйин җелилниң аяли камилә ханимни вә хәлқара кәчүрүм тәшкилати канада бөлүминиң баш секритари алкесни зиярәт қилди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org