Хитай даирилири канада пуқраси һүсәйин җилилни хитай пуқраси дәп муамилә қилмақта
2006.07.21
Канада пуқраси уйғур һүсәйин җилилниң өзбекистан даирилири тәрипидин хитай даирилириға тапшуруп берилиши канада һөкүмитиниң наразилиқини қозғиди. Чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлири, болупму канада уйғур җәмийити һүсәйин җилилни канадаға қайтуруп келиш учун қолидин келишичә паалийәт елип бериватқан болсиму, һазирчә һечқандақ бир нәтиҗә һасил болмиди. Канададики ихтияри мухбиримиз камил турсунниң игилишичә, нөвәттә хитай даирилири һүсәйин җилилни канада пуқраси әмәс, бәлки хитай пуқраси дәп қарайдикән.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, канададики ихтияри мухбиримиз камил турсундин аңлаң.
©
2006 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- Канадада хитай һөкүмитиниң һүсәйин җелилни қоюп беришини тәләп қилип намайиш өткүзүлди
- Канада парламент әзаси һүсәйин җилил мәсилисигә көңүл бөлмәктә
- Америка авази: "өзбекистандики уйғур җамаити барғансери кичикләп бармақта"
- Қирғизистандики уйғурлар хитай әлчиханиси алдида намайиш қилди
- Канада һөкүмити һүсәнҗан җелил мәсилсини дипломатик йоллар бир тәрәп қилиш үчүн тиришчанлиқ көрсәтмәктә