Түркийидә һүсәйин җелил мәсилиси мунасивити билән намайиш өткүзүлди вә мухбирларға баянат берилди


2006.08.21

Дуня уйғур қурултийиниң тәшәббуси шундақла шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбисиниң уюштуруши билән әнқәрәдә һүсәнҗан җелил мәсилиси үстидә хитайға наразлиқ билдүрүш намайиши өткүзүлди һәм мухбирларға баянат берилди.

8-Айниң 18- күни чүштин кейин әнқәрәниң асаслиқ кочилиридин бири болған сакаря кочисида елип берилған бу намайишқа түркийидики әң чоң аммиви тәшкилатлардин бири болған кадирлар уюшмисиниң рәһбәр вә әзалири, әнқәрәдә яшаватқан уйғурлар вә көплигән амма қатнашти. Намайиштин кейин йәнә кадирлар уюшмисиниң залида һүсәнҗан җелил вә шәрқий түркистан темисида йиғин өткүзүлди.

Бу мунасивәт билән биз шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит тумтүрк әпәнди вә әнқәрә шөбә башлиқи һәйрулла әфәндигил әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.