Канада пуқраси һүсәйин җелил 15 йиллиқ қамаққа һөкүм қилиндиму ?


2006.09.12
Huseyin-Jilil.jpg
Һүсәйин җелил

Канада пуқраси һүсәйин җелил, бу йил 3 ‏- айда өзбекистан даирилири тәрипидин, "террорчилиқ билән шуғулланған, қирғизистанда хитай әмәлдарлирини өлтүрүшни пиланлиған" дәп әйиблинип, хитайға өткүзүлүп берилгән иди.

Хитай даирилири болса, һүсәйин җелилни канада пуқраси әмәс, бәлки хитай пуқраси дәп қарап, униң террорлуқ һәрикәтләр билән шуғуллиниш қилмишлири үстидин өз дөләт қанунлири бойичә сотқа тартидиғанлиқини тәкитлимәктә.

Бирақ, канададики кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә канада уйғур җәмийити шуниңдәк уйғурларниң кишилик һоқуқи үчүн паалийәт елип бериватқан америка уйғур бирләшмиси, дуня уйғур қурултийи қатарлиқ тәшкилатлар, хитайниң хәлқара қанунларға хилап һәрикәттә болуватқанлиқини, шуниңдәк һүсәйин җелилни дәрһал канадаға қайтуруп беришини тәләп қилди.

Биз һүсәйин җелилниң һәқиқәтән, хитай һөкүмити тәрипидин 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини ениқлап беқиш мәқситидә, хитайниң америкида турушлуқ баш әлчиханисиға телефун урдуқ. Әпсус уларниң ахбарат ишханиси суаллиримизға җаваб бериштин баш тартти.

Канада һөкүмитиниң, һүсәйин җелил мәсилисгә изчил түрдә җиддий позитсийә тутуватқанлиқини билдүргән, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси мәмәт тохти әпәнди мундақ дәйду.

Һүсәйин җелилниң аяли камилә ханим, һәмраси һүсәйин җелилниң гунаһсиз икәнликини, хитай һөкүмитиниң униң үстидин өлүм җазаси вә яки қамақ җазаси беридиған һоқуқиниң йоқлиқини, йолдишиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр оттурисидики келишимниң қурбаниға айланғанлиқини билдүрди.

Һүсәйин җелилниң қәшқәрдики яшанған аниси, униң түрмигә ташланғанлиқидин хәвәр тепип орун тутуп йетип қалған болуп, биз униң әһвалидин хәвәрдар болуш үчүн, һүсәйин җелилниң анисға телефун урдуқ, һүсәйин җелилниң бир туғқан ачиси хәйригүл ханим зияритимизни қобул қилди.

Һүсәйин җелилниң, аилә тавабатлири йәнә, биз җуңгу һөкүмитиниң қануниға ишинимиз, шуңа инимизниң әһвалини сүрүштүрүп беқиш үчүн, үрүмчигә берип һөкүмәт даирилири билән көрүшүп, ениқ әһвал уқуп беқишни қарар қилдуқ дейишти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.