Канада пуқраси һүсәйин җелилни қутулдуруш паалийити давамлашмақта
2006.09.20
Канада пуқраси һүсәйин җелилни, өзбекистан һөкүмити хитайға қайтуруп бәргәндин кейин, хитай һөкүмити униң канада пуқралиқ салаһийитини рәт қилип, уни өз қанунлири бойичә бир тәрәп қилидиғанлиқини билдүргән иди.
Хитай һөкүмити йәнә, һүсәйин җелилни террорчилиқ һәрикәтлири билән шуғулланған дәп әйибләп, униң қирғизистанда адәм өлтүрүш җинайәтлиригә четишлиқ икәнликини тәкитлиди. Әмма һүсәйин җелилниң хитай һөкүмити әйиблигәндәк террорчи әмәсликини, һәм қирғизистанда һечқандақ җинайәт садир қилмиғанлиқини билдүрүп, униң дәрһал қоюп берилишини тәләп қилған, һүсәйин җелилниң аяли камилә ханим "мениң ерим һечқачан террорчи әмәс, бәлки хитай һөкүмити террорчи" деди. Камилә ханим йәнә адвокати билән бирликтә һөсийин җелил һәққидә материял топлап, униң қирғизистанда елип барған паалийәтлирини күндилик хатирә сүпитидә рәтләп, хитай һөкүмитигә тапшуридиғанлиқини ейтти.
Камилә ханим сөзидә йәнә, һүсәйин җелилниң аниси, акиси вә һәдиси, һазир уйғур аптоном райониниң мәркизи үрүмчидә, бир қанчә түрмигә берип униң из - дерикини қиливатқанлиқини ейтти.
Биз канада ташқи ишлар министирлиқиниң, катибат ишханисиға телефун уруп, канада һөкүмитиниң, хитай һөкүмити билән һөсийин җелил дилоси тоғрисида елип бериватқан диалогида йеңи бир өзгиришниң бар - йоқлиқи һәққидә сүрүштүрдуқ.
Катибат ишханисидики хадим бизгә, мәзкур дилоға мәсул кишиләрниң йоқлиқини билдүрүп, бир қанчә күн ичидә бу һәқтә бизгә мәлумат беридиғанлқини билдүрди.
Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси, канада уйғур җәмийиниң рәиси мәмәт тохти әпәнди, һөсәйин җелилни қутулдуруш һәрикитини бир күнму тохтатмиғанлиқини билдүрүп, мәзкур җәмийәтниңму һүсәйин җелилниң адвокатиға һәмкарлишип, материял һазирлаватқанлиқини билдүрди.
Биз йәнә, америкида турушлуқ хитай әлчиханисиниң ахбарат ишханисиға телефун уруп, хитай һөкүмитиниң һүсәйин җелил мәсилисини қандақ бир тәрәп қилидиғанлиқини соридуқ.
Ахбарат ишханисиниң мудири, "мениң бу дило һәққидә хәвирим йоқ икән, сиз әлчиханимиздики башқа хадимлардин бу ишни сүрүштә қилип беқиң" дәп, бизгә қанаәтлинәрлик җаваб бәрмиди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Канада пуқраси һүсәйин җелил 15 йиллиқ қамаққа һөкүм қилиндиму ?
- UAA Баш катипи алим сейтоф һүсәйин җелил һәққидә елан қилинған мақалә һәққидә тохталди
- Хитайдики уйғур мусулманлар
- Хитай даирилири һүсәйин җелил һәққидә һазирға қәдәр һечқандақ ипадә билдүрмиди
- Һөсәйин җелилни тутуш уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисини көрситип бериду
- Һүсәйин җилил қирғизистан мәтбуатлирида
- Түркийидә һүсәйин җелил мәсилиси мунасивити билән намайиш өткүзүлди вә мухбирларға баянат берилди
- Германийә вә норвегийидә хитайға қарши намайиш