Канада пуқраси һүсийин җелил һәққидә йеңи учурлар
2006.11.07
Хитай һөкүмити, канада пуқраси уйғур һөсәйин җелилни террорлуқ һәрикәтлири билән четишлиқ дегән сәвәб билән қолға елип та һазирға қәдәр қоюп бәрмиди. Канада даирилири бу мәсилини җиддий тутуп, хитай һөкүмитидин уни дәрһал канадаға қайтуруп беришни тәләп қилған болсиму, әмма хитай буниңға писәнт қилмай кәлди.
Мәлуматларға қариғанда һүсәйин җелил һазир уйғур елидики мәлум бир түрмигә қамалған болуп, биз хитайниң аптоном районлуқ һөкүмәт органлиридин һүсәйин җелилниң әһвали һәққидә мәлумат беришини тәләп қилған болсақму, улар бу мәсилидә бизгә һечқандақ учур берәлмәйдиғанлиқини билдүрүп бизни җавабсиз қойған иди.
Канада уйғур җәмийити рәиси мәмәт тохти әпәнди һөсәйин җилил мәсилисигә баштин көңүл бөлүп келиватқан паалийәтчиләрниң бири болуп, у зияритимизни қобул қилип, бу һәқтә тохталди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Канада баш министири һүсәйин җелилниң аяли билән көрүшти
- Канада парламент вәкилләр өмики хитайни зиярәт қилмақчи
- Канада парламентиниң әзаси һүсәйин җелил мәсилиси һәққидә тохталди
- Канада пуқраси һүсәйин җелилни қутулдуруш паалийити давамлашмақта
- Канада пуқраси һүсәйин җелил 15 йиллиқ қамаққа һөкүм қилиндиму ?