Бейҗиң даирлири канада баш министири Stephen Harper ниң ху җинтав билән көрүшүш тәлипигә соғуқ муамилә қилди
2006.11.13

Канада һөкүмити хитай даирлиридин бу айниң 18 – 19 - күни вйетнамда өткүзүлмәкчи болған асия тинч окян ихтисадий һәмкарлиқ йиғини мәзгили җәрянида, баш министир Stephen Harper ниң ху җинтав билән көрүшүшини тәләп қилған болсиму, хитай тәрәп бу тәләпкә һазирғичә һечқандақ җавап қайтурмиди. Канададики анализчиләрниң қаришичә, бу хитай һөкүмитиниң консерватиплар һөкүмитидин нарази боливатқанлиқиниң сигнали икән.
Хитайниң канадада турушлуқ баш әлчиханисиниң бир хадими канададики “Globe and Mail” гезитигә "һөкүмитимиз бу мәсилә үстидә музакирә қиливатиду. Һазирчә, ахирқи нәтиҗидин сөз ечиш техи балдур, дегән. Амма әлчиханиниң бу хадими ху җинтаониң нимә үчүн Stephen Harper билән учришишқа техичә қошулмиғанлиқи һәққидә изаһат бәрмигән. юқириқи гезитниң мәлуматиға қариғанда, канада һөкүмити буниңдин хели бурунла хитай даирлиридин бу тәләптә болғаникән.
Хитай һөкүмити бу йиғин җәрянида ху җинтавниң америка президенти George Bush вә японийә баш вәзири Shinzo Abe билән айрим –айрим көрүшидиғанлиқини елан қилған болсиму, амма канаданиң тәлипигә җавап беришни арқиға созуп кәлмәктә. Буниңдин илгири канада мәтбуатлири Stephen Harper ниң вйетнамда өткүзилидиған асия тинч окян ихтисадий һәмкарлиқ йиғини мәзгилидә хитай дөләт рәһбири ху җинтав билән көрүшүп, хитайда тутуп туруливатқан канада пуқраси һүсәйин җелил мәсилисини һәл қилиду яки бу һәқтә муһим бир қәдәм басиду, дәп пәрәз қилишқаниди.
Хитайнң кишилик хатирисини тәнқит қилип кәлгән бу һөкүмәт билән хитай даирлириниң мунасивити йирикләшмәктә
Канададики карлетон университи норман патерсон хәлқара мунасивәт орниниң мәсули Fen Hampson ху җинтав ахирқи һесабта Stephen Harper билән айрим көрүшүшкә қошулған тәқдирдиму, бу тәләпниң бунчивала арқиға созулуши һәқиқәтән кишини әндишигә салидиған иш, дәйду.
Канада консерватиплар партийиси һакимийәт бешиға кәлгән 9 айдин буян йүз бәргән бирқанчә вәқә хитайни биарам қилғаниди. Булардин ташқи ишлар министири Peter Mackay ниң 1000дин ошуқ хитай җасусиниң канадада паалийәт қиливатқанлиқини ашкарә тәнқит қилиши вә канаданиң далаи ламаға пәхри пухралиқ салаһийитини бериши қатарлиқларни санашқа болиду. Канада даирлирини хапа қилған мәсилә болса, хитайниң канада пуқраси һесабланған һүсәйин җелилни өзбекистандин үн-түнсиз тутуп кетиши вә бу һәқтә канадаға һечқандақ чүшәндүрүш бәрмигәнлики болғаниди. Униңдин башқа, бу һөкүмәтниң юқури дәриҗилик әмәлдарлири һазирғичә хитайни зиярәт қилип бақмиди. Гәрчә канада хәлқара сода министири Dawid Emerson ниң бу ай ичидә хитайни зиярәт қилидиғанлиқи елан қилинған болсиму, амма бу зиярәтму ахирқи һесабта кечиктүрүлди.
Икки дөләтниң юқури дәриҗилик әмәлдарлири оттурисида учрушушлар болди, амма мәсилиләр һәл қилинмиди
Канада ташқи ишлар министири пәтәр маккай канададики хитай баш әлчисиниң өзи билән көрүшүш тәлипини 8 айдин бәри арқиға созуп, униң билән техи йеқиндила көрүшкәниди. Сода саһәсидикиләр консерватип партийиси һөкүмитиниң хитай билән актип бериш - келиш қилмиғанлиқидин нарази болмақта. Чүнки улар икки дөләт мунасивәтлиридики йириклик сода мунасивәтлиригә сәлби тәсирләрни елип келиду, дәп әнсиримәктә.
“Globe and Mail” Гезитниң ашкарилишичә, нөвәттә парламенттики һәрқайси партийиләр йилда бир қетим өткүзүлүп кәлгән канада хитай кишилик һоқуқ диалогини бу йил өткүзүш керәкму йоқ, дегән мәсилә үстидә муназирә қилмақта икән. Униң үстигә, консерватип партийәси парламәнт әзалири хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ хатириси вә тәйвәнгә қаратқан сияситини изчил тәнқит қилип кәлмәктә.
Бу йил язда Stephen Harper русийидә өткүзүлгән, 8 дөләт башлиқлириниң йиғинида хуҗинтао билән қисқила көрүшкәниди.

Peter Mackay Хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң билән икки қетим учурушуш пурситигә еришкән болсиму, буниңдин бир нәтиҗә чиқмиди. Peter Mackay Ниң хитайниң бу министиридин алған җаваби болса, униң һүсәйин җелилниң вәқәсидин хәвәрсиз икәнлики болди.
Stephen Harper: Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ вә башқа саһәләрдә ислаһат елип бериши керәк
Stephen Harper Алдинқи айда, канадада чиқидиған "шиң тав" гезитиниң зияритини қобул қилғанда, асия тинч окян ихтисадий һәмкарлиқ йиғини мәзгилидә ху җинтав билән узақрақ вә айрим параңлишиш арзусини вә канаданиң хитайға қаратқан сияситини ениқ оттуриға қоюп:
"Биз хитай билән сода, мәбләғ селиш арқилиқ, ихтисадий мунасивитимизни күчәйтишни арзу қилиш биргә, йәнә хитайда сияси ислаһатниң илгири сүрүлүшини, шуниң билән биргә канаданиң демократийә, әркинлик, кишилик һоқуқ вә сияси тәрәпләрдики қиммәт қаришиниң омумлишишиға йол қуюлишини үмит қилимиз. Биз хитайда кишилик һоқуқ вә башқа саһәләрдә ислаһат елип берилишини арзу қилимиз. Бу қиммәт қариши консерватип һөкүмәт үчүн интайин муһим. У мәлум дөләт билән болған содини көздә тутуп, өз әқидисини өзгәртмәйду. Бизниң кишилик һоқуқни илгири сүрүш һәққидики тәшәбуслиримиз икки дөләт оттурисидики сода мунасивәтлиригә тәсир қилмаслиқи керәк," дегән.
Stephen Harper: Һөкүмитимиз үчүн әң муһим болғини хитайда тутуп туруливатқан пуқрайимиз һөсәйин җелил мәсилисидур
юқуриқи гезитниң "сизниң нөвәттә хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисидики әндишиңиз нимә?" дегән соалиға җавап бәргән Stephen Harper:
"Һөкүмитимиз үчүн әң муһим болғини хитайда тутуп туриливатқан канада пуқраси һүсәйин җелил мәсилисидур. Һөкүмәт һадимлиримиз хитай кәсипдашлири билән бу мәсилидә тәкрар-тәкрар алақә қилмақта. Хитай һөкүмити бизниң әндишилиримизгә җавап қайтурди. Биз һүсәйин җелилниң канада пуқраси икәнликини давамлиқ тәкрарлаймиз. Хитай қануни бойичә болғандиму у йәнила канада пуқрасидур. Шуниң үчүн у бир тәрәп қилиниши керәк," дегәниди.
Алдинқи айниң оттурилири Stephen Harper торонтода, һүсәйин җелилниң аяли вә униң пәрзәнтлирини қобул қилип, канада һөкүмитиниң һүсәйин җелилни һамини қайтуруп келидиған ирадисини қайта билдүрди.
Ху җинтав һөсәйин җелил мәсилисидин өзини қачурған болиши мумкин
Карлетон университи хәлқара мунасивәтләр бөлүминиң башлиқи Fen Hampson ниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң Stephen Harper ниң көрүшүш тәлипини җавабсиз қалдуруши - униң өз әлчисини узун сақлатқан канада һөкүмитигә инкаси икән. Fen Hampson "Бу бир тактика болуши мумкин, дипломатик уюн болиши натайин", дәйду. Башқа бир мулаһизичиниң қаришичә болса, хитай дөләт рәиси ху җинтав икки дөләт мунасивәтлирини кризискә елип келиватқан-- һүсәйин җелил мәсилисидин өзини қачуруш йолини таллиған болса керәк.
Канада мәтбуатлиридики мулаһизиләргә қариғанда канада һөкүмитиниң тәлипи ахирқи һесабта әмәлгә ешип, Stephen Harper ху җинтав билән көрүшкән тәқдирдиму, амма учрушушта маһийәтлик мәсилиләрниң һәл қилиниши натайин икән. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кәчүрүм тәшкилати: канада һөкүмити хитай билән болған кишилик һоқуқ диалогини вақтинчә тохтитиш керәк
- Канада пуқраси һүсийин җелил һәққидә йеңи учурлар
- Канада сақчи даирилири, хитайлар игидарчилиқидики зәһәрлик чекимлик әткәсчилик гуруһини қолға чүшүрди
- Хитай - канада сода һәмкарлиқи вә саяһәт келишими музакирә қилиниду
- Канада баш министири һүсәйин җелилниң аяли билән көрүшти
- Канада парламент вәкилләр өмики хитайни зиярәт қилмақчи
- Канада парламентиниң әзаси һүсәйин җелил мәсилиси һәққидә тохталди
- Канада пуқраси һүсәйин җелилни қутулдуруш паалийити давамлашмақта