Канада сода үчүн кишилик һоқуқни қурбан қилмайду
2006.11.17
Хитай һөкүмити вйетнамда өткүзүлидиған асия тинч окян ихтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң юқури дәриҗилик башлиқлар йиғини җәрянида канада хитай икки дөләт рәһбәрлириниң айрим көрүшүш күнтәртипи әмәлдин қалдурғандин кейин, канада баш министири Stephen Harper канаданиң пулни дәп демократийә, әркинлик вә кишилик һоқуқтин ибарәт қиммәт қаришидин ваз кәчмәйдиғанлиқини билдүрди.
Stephen Harper Вйетнамда өткүзүлмәкчи болған, асия тәнч окян ихтисади һәмкарлиқ тәшкилати мунбириниң юқури дәриҗилик башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн, чаршәнбә күни вейтнамға қарап йолға чиқиш һарписида, канаданиң һәрқайси дөләтләр билән сода мунасивәтлирини күчәйтишни халайдиғанлиқини, амма асаси принсиптин ваз кәчмәйдиғанлиқини тәкитләп:
"Мениңчә, канада хәлқи бизниң канаданиң қиммәт қаришиға асийлиқ қилишимизни йәни демократийә, әркинлик вә кишилик һоқуққа болған әтиқадимизни пулға сетишимизни халимайду, бизниң кишилик һоқуқта чиң туришимиз канаданиң қиммәт қаришини, мәнпәтини кеңәйтиштур," деди.
Stephen Harper Ниң қаришичә, канада билән хитай оттурисидики сода мунасивәтлири сағлам раваҗланмақта икән. Әмди башқа мәсилиләрни сөзлишиш керәккән.
Канада үчүн негизлик мәсилә һүсәйин җелилниң тәқдири
Буниңдин илгири канада мәтбуатлири Stephen Harper ниң бу қетимқи икки дөләт рәһбәрлири сөһбитидә кишилик һоқуқ һәмдә хитайда тутуп турулған канада пуқраси һөсәйин җелилниң қуюп берилиш мәсилисини сөзлишиштә чиң турғанлиқи үчүн, хитай тәрәпниң бу учрушушни әмәлдин қалдурғанлиқини хәвәр қилғаниди. Stephen Harper Вә униң һөкүмити хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини изчил тәнқит қилип кәлмәктә. Канада һөкүмитиниң кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қоймақчи болғанлиқиға нарази болған хитай, бу учрушушни әмәлдин қалдурған
Канада мәтбуатлири, канаданиң хитай билән юқури дәриҗиликләр сөһбити өткүзүшни биринҗи болуп тәләп қилғанлиқини баян қилса, баш министири Stephen Harper ишханисиниң баянатчиси бу учришиш тәлипиниң хитай тәрәптин кәлгәнликини, кейин йәнә хитай тәрипидин бу учрушушниң әмәлдин қалдурулғанлиқини әскәртмәктә.
Канада мәтбуатлири либерал партийиси һөкүмити һакимийәттики мәзгилидә әйни вақиттики баш министирлардин Jaen Chretien билән Paul Martin ниң хитай билән кишилик һоқуқ мәсилилирини музакирә қилиған болсиму, лекин уларниң икки дөләтниң яхши мунасивитини сақлиғанлиқиға алаһидә диққәт қилмақта.
Канададики өктичи партийиләр, хәлқара мәсилиләр вә дипломатийигә кәлгәндә консерватип партийиси һөкүмитини хамлиқ қиливатиду, дәп әйиплимәктә.
Либерал партийиниң баянатчиси Keith Martin "консерватип партийә һөкүмити хәлқаралиқ мәсилиләргә техиму диққәт қилиши керәк. Дуняниң нөвәттики вәзийитини чиқиш қилип, техиму мукәммәл болған дипломатийә сиясити арқилиқ, хәлқаралиқ тәһдитләргә тақабил туруш керәк," деди.
Канада ташқи ишлар министири: кишилик һоқуқ тәрәптин йол қуюшқа болмайду
Канада ташқи ишлар министири Peter Mackay канада хитай оттурисидики мунасивәтниң яхшилиқини вә канаданиң кишилик һоқуқ мәсилисидә һечкимгә йол қоймайдиғанлиқи билдүрүп:
"Биз баштин ахир әркинлик, демократийә, кишилик һоқуқ вә қанун бойичә идарә қилишниң муһимлиқини тәкитләп келиватимиз. Биз һәрқандақ дөләт билән учрашқанда бу принсипқа әмәл қилимиз. Биз буларни сөзлигән икәнмиз, әмәлийәттиму көрситишимиз зөрүр," деди..
Сода саһәси әндишә ичидә, кишилик һоқуқ тәшкилатлири мәмнун
Йерим һөкүмәт харәктерини алған канада хитай сода кеңишиниң рәиси Sergio Marchi болса, консерватип партийиси һөкүмитини хитай билән болған содини раваҗландурушқа үндәп: "пүтүн дуня сода үчүн хитайға йүгүриватиду, амма биз буни йәнила етирап қилмайватимиз", деди. Униң билдүрүшүшичә, хитай канаданиң иккинчи чоң һәмраси болуп, икки тәрәпниң бултурқи сода соммиси 30 милярд доллардин ашидикән. Шуңа хитай билән болған мунасивәт канада үчүн интайин муһим икән.
Кәчүрүм тәшкилати канада бөлүминиң баянатчиси канада һөкүмитиниң кишилик һоқуқ мәсилисидә хитайға қолланған қаттиқ мәйданини қоллайдиғанлиқини билдүрүп:
"Хитайниң кишилик һоқуқ хатириси кишини әндишигә салиду. Канадалиқлар бу нуқтиға диққәт қилиши керәк. Канада һөкүмитиниң хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси оттуриға қоймақчи болиши интайин тоғра," дәйду.
Униң әскәртишичә, хитайда тутуп туруливатқан һөсәйин җелилниң қуюп берилишини қолға кәлтүрүш канада үчүн интайин муһим икән.
Хитай еғиз тәгиштүрди, амма йәнила канадаға нарази
Амма хитай ташқи ишлар министирликиниң баянтчиси җяң йү пәйшәнбә күнидики мухбирларни күтивелиш йиғинида хитай һөкүмитиниң канада билән болған мунасивәткә интайин әһмийәт бәридиғанлиқини баян қилип:
"Хитай дөләт рәиси һу җинтав ханойдики асия тинч окян ихтисадий һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлириниң ғәйри рәсмий йиғини җәрянида канада баш министири Stephen Harper билән көрүшиду деди. Хитай баянатчиси җиаң йү йәнә Stephen Harper ниң хитайниң кишилик һоқуқ әһвали һәққидики тәнқидлиригә инкас қайтуруп, биз башқа дөләтниң дөлитимизниң ишлири һәққидә мәсулийәтсизлик билән сөз қилидиған һәмдә башқа дөләтниң ишки ишлириға арилишидиған хата усулларға қәтий қарши туримиз, деди.
Stephen Harper Ниң баянатчиси Dimitiri Suodas болса ахбарат вастилириға, Stephen Harper ниң һу җинтав билән көрушидиғанлиқини, амма көрүшүш вақтиниң техи бәкитилмигәнликини тәкитлиди.
Канададики CTW телевизийисиниң мулаһизисигә қариғанда, хитай тәрәпниң ейтқини икки дөләт рәһбәрлириниң рәсмий учришиши әмәс, бәлки ғәйри рәсмий учришиш икән. Шуңа бу учришиш мәсилини һәл қилмайдикән. Бу телевизийә истансисини зияритини қобул қилған бир нәпәр хитай әмәлдари һу җинтав билән Stephen Harper ниң учрушишини хитай тәрәп әмәлдин қалдурди дегән сөзни канада тәрәп ойдуруп чиқарди, дәп мәсулийәтни канадаға артқан.
Канада мәтбуатлири канада хитай оттурисидики сүркилишниң мәнбәси канада пуқраси болған һүсәйин җелилниң хитайда тутуп турулуши вә хитай тәрипидин униң канада пухралиқ салаһитиниң рәт қилиниши дәп баһа бәрмәктә.
Мәтбуатлириға қариғанда канада ташқи ишлар министири Peter Mackay хитай ташқи ишлар министири билән бүгүн ханойда айрим сөһбәтләшкән.
Хитай мәтбуатлири икки дөләт ташқи ишлар министирлири озара қизиқидиған мәсилләр һәққидә сөһбәтләшти, дәп хәвәр қилған, лекин бу сөһбәтниң мәзмуни ашкарилимиған.
Мунасивәтлик мақалилар
- Бейҗиң даирлири канада баш министири Stephen Harper ниң ху җинтав билән көрүшүш тәлипигә соғуқ муамилә қилди
- Кәчүрүм тәшкилати: канада һөкүмити хитай билән болған кишилик һоқуқ диалогини вақтинчә тохтитиш керәк
- Канада пуқраси һүсийин җелил һәққидә йеңи учурлар
- Канада сақчи даирилири, хитайлар игидарчилиқидики зәһәрлик чекимлик әткәсчилик гуруһини қолға чүшүрди
- Хитай - канада сода һәмкарлиқи вә саяһәт келишими музакирә қилиниду
- Канада баш министири һүсәйин җелилниң аяли билән көрүшти
- Канада парламент вәкилләр өмики хитайни зиярәт қилмақчи
- Канада парламентиниң әзаси һүсәйин җелил мәсилиси һәққидә тохталди
- Канада пуқраси һүсәйин җелилни қутулдуруш паалийити давамлашмақта
- Канада пуқраси һүсәйин җелил 15 йиллиқ қамаққа һөкүм қилиндиму ?
- UAA Баш катипи алим сейтоф һүсәйин җелил һәққидә елан қилинған мақалә һәққидә тохталди
- Хитайдики уйғур мусулманлар