Хитай канада рәһбириниң сөһбитидики мәркизи мәсилә - һүсәйин җелил мәсилиси


2006.11.21
harper0vietnam.jpg
Канада баш министири Stephen Harper 16 – ноябир күни APEC йиғиниға қатнишиш үчүн вйетнамға барғанда бир вйетнамлиқ униңға гүл тәқдим қилмақта. У бу сәпири җәрянида хитай дөләт рәиси ху җинтав билән һүсәйин җелил һәққидә сөһбәтләшкән. AFP

Хитай ташқи ишлар министирлики асия тинч окян ихтисадий һәмкарлиқ тәшкилати йиғининиң ахирқи күни хитай дөләт рәиси ху җинтав билән канада баш министири Stephen Harper ниң хусуси сөһбитидә һүсәйин җелил мәсилисиниң тилға елинип, уларниң кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә тохталмиғанлиқини әскәрткәниди. Амма Stephen Harper канада мәтбуатлириға ху җинтав билән болған көрүшкәндә кишилик һоқуқни өз ичигә алған мәсилиләр һәққидә сөһбәтләшкәнликини, башқа сорунларда оттуриға қоюп кәлгән мәйданини тәкитлигәнлигини әскәртти. Буниңдин илгири Stephen Harper канаданиң хитай билән болған содини дәп демократийә, әркинлик вә кишилик һоқуқтин ибарәт әнәниви қиммәт қаришидин ваз кәчмәйдиғанлиқини билдүрдүргәниди.

Канада баш министири Stephen Harper билән хитай дөләт рәиси ху җинтав асия тинч окян ихтисадий һәмкарлиқ йиғининиң ахирқи күни йәни шәнбә күни чүштин кейин ғәйри рәсмий йосунда сөһбәт өткүзгәниди. Буниңдин илгири хитай даирлири канада баш министири Stephen Harper билән хитай дөләт рәиси ху җинтавниң юқириқи йиғин җәрянида мәхсус айрим сөһбәт өткүзидиғанлиқини елан қилған болсиму, кейин улар Stephen Harper хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини тәнқит қилғанлиқини бана қилип, әслидә пиланланған бу көрүшүшни әмәлдин қалдурған вә хитайниң бу һәркити канада җамаитиниң күчлүк наразилиқини қозғиғаниди.

Кишилик һоқуқ тәшкилатлири канада баш министири Stephen Harper ниң хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини дадиллиқ билән тәнқит қилишини вә униң хитай дөләт рәһбири билән һүсәйин җелил мәсилисидә мәхсус учрашқанлиқини - кишилик һоқуқ саһәсидики муһим бир мусапә, дәп баһалимақта. Амма канада мәтбуатлири бу учришишниң ғәйри рәсмий көрүшүш икәнликини, башқа дөләт рәһбәрлири билән йерим саәттин бир саәткичә сөһбәт өткүзгән хитай рәһбири ху җинтавниң Stephen Harper билән 15 минутла сөһбәтләшкәнлигигә диққәт қилмақта.

Икки дөләтниң бу сөһбәт һәққидики баянати бирбиригә зит

Stephen Harper Билән ху җинтавниң сөһбитидин кейин, елан қилған икки дөләтниң ахбаратидики сөһбәт мәзмунлар бир биригә охшимайду. Stephen Harper Ниң баянатчиси Dimitri Soudas, бу көрүшүшниң ху җинтавниң тәлипи билән елип берилғанлиқи вә сөһбәтниң сәмими вә иҗабий болғанлиқи, сөһбәттә ихтисадий, сияси вә консул һоқуқи мәсилилири музакирә қилинғанлиқини, консулниң һоқуқлири дегәндә асаслиқи хитайда аталмиш террорчилиқ паалийәтләр билән шуғулланди, дәп әйиплиниш алдида туриватқан канада пуқраси һүсәйин җелилниң делоси көздә тутулғанлиқини әскәрткән болса, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю җәнчав бу сөһбәтниң қандақту бир тәрәпниң тәшәббуси билән елип берилмиғанлиқини, икки рәһбәрниң һәқиқәтән һүсәйин җелил мәсилиси һәққидә сөзләшкәнликини, амма бу көрүшүштә хитайниң кишилик һоқуқ мәсилиси тилға елинмиғанлиқини, хитай тәрәпниң һүсәйин җелилни хитай пуқраси дәп қарайдиғанлиқини, униң бөлгүнчи, террорчи икәнликини әскәрткән.

Икки дөләт рәһбириниң сөһбитидики мәркизи мәсилә һүсәйин җелил мәсилиси

Stephen Harper Бу сөһбәтниң ғәйри рәсмий сөһбәт болғанлиқи үчүн һәммә мәсилини сөзләп олтурғили болмайдиғанлиқини тилға елип:

Мән көпчилик көңүл боливатқан мәсилиләр һәққидә рәис ху җинтав билән 15 минут сөһбәтләштим. Сөһбәт асасән достанә кәйпият ичидә өтти. Икки тәрәп бәзи мәсилиләр һәққидә сөһбәтләштуқ, әлвәттә буниң ичидә кишилик һоқуқ мәсилисиму бар, деди. У сөһбәттә хитай түрмисидә йетиватқан вә террорлуқ җинайити билән әйиблиниш алдида турған канада пуқраси һүсәйин җелил мәсилисини оттуриға қойғанлиқини алаһидә әскәртип өтти.

Кишилик һоқуқ яхшиланса содиму раваҗлиниду

Stephen Harper Бу сөһбәттә һүсәйин җелил вә кишилик һоқуқ мәсилисидин башқа сода вә мәбләғ селиш мәсилилири һәққидиму сөзләшкәнликини, алдинқи һөкүмәтләрниң кишилик һоқуқ мәсилисидә хитайға юмшақ муамилә қилғанлиқини тилға елип:

"Канада хитай оттурисидики содида ғайәт зор қизил рәқәм мәвҗут. Әмилийәттә кишилик һоқуққа сәл қариған биләнму йәнила ишикни чоң ачқили болмайдикән. Қиммәт қаришини қурбан қилған биләнму мәсилә һәл болмайдикән", деди.

Канада гезитлиригә қариғанда ху җинтав һүсәйин җелилниң хитай пуқраси икәнликидә чиң турған. Униңдин башқа канада һөкүмитиниң һүсәйин җелилға бәргән баһаси хитайдин түптин пәрқлинидикән. Хитай даирлири һүсәйин җелилни өзбекистандин тутуп кәткәндин кейин, канаданиң бейҗиңдики баш әлчихана хадимлириниң униң билән көрүшүш тәлипини вә униң канада пухралиқ салаһийитини рәт қилип кәлмәктә.

Һүсәйин җелилниң хитайда давамлиқ тутуп турулуши консерватип һөкүмәт үчүн пайдисиз

Һүсәйин җелил мәсилисидә консерватип партийиси һөкүмитини канададики өктичи партийиләрниң күчлүк бесимиға дуч кәлмәктә. Уларни һөкүмәтни өз пуқрасиниң һоқуқлирини қоғдиялмай, канаданиң ғурури билән ойнашмақта дәп әйиблимәктә.

Алдинқи күни канададики әң чоң өктичи партийә болған либерал партийиниң рәиси Bill Graham парламенттики муназиридә консерватип партийиси һөкүмитиниң ташқи сияситини әйибләп:

"Баш министәр һүсәйин җелил мәсилисини һәл қилиш үчүн дуняда тиз йүксиливатқан дөләт билән қандақ алақә қилидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргәниди. Баш министирниң бу көрүшүши қалтис вәқә болған болса, ундақта парламент секретари Jason Keney әпәнди хитайда тутуп турурулувақтан һүсәйин җелил әпәндини қачан канадаға қайтуруп келисиз вә канаданиң ғурурини йәнә қанчанғичә йәргә урисиз ?", деди.

Баш министирниң парламент ишлири секретари Jason Kenney болса һөкүмәтниң һүсәйин җелилни қутулдуруш үчүн барлиқ тиришчанларни көрситиватқанлиқини вә либерал партийиниң һүсәйин җелил мәсилисини козур қилмақчи боливатқанлиқини тәнқит қилип:

"Либерал партийә хитайда сияси сәвәп билән қамақта туриватқан һүсәйин җелилниң тәқдиригә қизиқиватқан вә уни қайтуруп келиш үчүн җидди паалийәт елип бериватқан һөкүмәтни нимә үчүн әйибләйдиғанлиқини оттуриға қоюп бақсун. Һүсәйин җелилниң тәқдиригә пүтүн канада көңүл боливатиду. Баш министирниң хитай дөләт рәһбири билән көрүшишиму уни қутулдурушниң бир қәдими", деди. У сөзидә икки дөләт рәһбириниң бу сөһбитигә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң һәтта униң адвокатиниңму юқури баһа бәргәнликини әскәртип өтти.

Канада мәтбуатлириниң зияритини қобул қилған һүсәйин җелилниң адвокати Christ Mesclen бу сөһбәтни канаданиң һүсәйин җелил мәсилисини һәл қилиш йолидики муһим қәдими дәп баһалиған вә хитай һөкүмитини канада пуқрасини қанунсиз қолға елип, хәлқара қанунларни аяқ асти қиливатиду, дәп әйиблигәниди. (Камил турсун)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.