Һүсәнҗан җелилниң аяли канада һөкүмитиниң йолдишини хитайдин қайтуруп келишини үмид қилмақта


2006.06.28

Дүшәнбә күни канада пуқраси һүсәнҗан җелилниң хитайға қайтурулғанлиқи мәлум болди. Нөвәттә канада һөкүмити өзбекистан вә хитайниң мәзкур қилмишлири үстидин наразилиқ билдүрүп, һүсәнҗан җелилни канадаға қайтуруп келиш үчүн һәрикәт елип бармақта.

Һүсәнҗан җелилниң аяли камилә ханим, зияритимизни қобул қилип, өзиниң канада һөкүмитидин йолдишини канадаға қайтуруп келишни тәләп қиливатқанлиқини, болупму канада һөкүмитиниң қанун бойичә өз пуқрасиға игә чиқип, униңға мәсул болуши керәкликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.