Һүсәйин җилилниң хитайға тапшурулуши немидин дерәк бериду?


2006.06.28

Канада ташқи ишлар министирлиқидики һүсәйин җилил мәсилисигә мәсул хадимниң һүсәйин җилилниң аялиқ камилә ханимға билдурушичә, өзбекистан даирилири тәрипидин мушу йилниң 27 - март күни қолға елинға канада пуқраси һүсәйин җелилни бир һәптиниң алдиға хитайға тапшуруп бәргән.

Канада хәлқара радиосиниг хәвиригә қариғанда, канада ташқи ишлар министирлиқи хитай даирилири билән алақилишип, һүсәйин җилилниң һазир зади хитайда яки әмәсликини ениқлашқа тиришмақта икән.

Хитай даирилири шунчә күчәп һүсәйин җелилни хитайға қайтуруш арқилиқ немигә еришмәкчи? һүсәйин җилилниң хитайға өткүзүп берилиши канаданиң һүсәйин җилил мәсилисини һәл қилишиға қандақ қийинчилиқ яки асайишлиқ елип келиду?

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.