Бишкәктики уйғурлар өзбекистан әлчиханиси алдида намайиш өткүзди
2006.05.26
25-Май қирғизистандики инсан һоқуқи тәшкилатлири хадимлири, бир қисим уйғур вә қирғизлар һәм руслар қирғизистанниң пайтәхти бишкәк шәһиридики өзбекистан әлчиханиси алдида намайиш өткүзүп, өзбекистан даирилиридин һүсәйинҗан җелилни қоюп беришни тәләп қилди.
Һүсәйинҗан җелил канада пуқраси болуп, у април ейида туғқан йоқлаш үчүн өзбекистанға барғанда, өзбек сақчилири тәрипидин қолға елинип, түрмигә ташланған шуниңдәк өзбекистан даирилири уни терроризм билән әйибләп, униңға 2000 - йили қирғизистан уйғурлири иттипақиниң рәиси ниғмәт босақопни өлтүрүш һәмдә уйғур аптоном районидин рәсми зиярәт билән бишкәккә кәлгән хитай һөкүмәт хадимлириға һуҗум қилиш җинайәтлирини артқан.
Бу һәқтики мәлуматларни, қирғизистандики ихтияри мухбиримиз турсун исламдин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Канада җамаити һүсәйин җелил мәсилисигә көңүл бөлмәктә
- "Торонто юлтузи": бейҗиң уйғурларни қаттиқ контрол қилмақта
- Һүсәйин җилил ишлар министирлиқи түрмисидин айрим ханиға йөткәлди
- Канада һөкүмити дипломатик йоллар арқилиқ һөсәйин җилил мәсилисидә өзбекистанға бесим ишләтмәктә
- Бешкәктә йәнә намайиш өткүзүлди