Хитай даирилири тәрипидин қәтли қилинған ибраһим исмаил зади қандақ адәм?
2008.02.01
Хитай даирилири буниңдин 11- йил илгирики, 5- феврал күни ғулҗа шәһиридә, уйғур яшлириниң наразилиқ намайишини қанлиқ бастурғандин кейин,уйғур райониниң һәр қайси җайлирида кәң- көләмлик тутқун қилиш һәрикитини башлап,нәччә миңлиған уйғурни қолға алған вә бир түркүм уйғурға өлүм җазаси бәргәниди.
Диний зат ибраһим исмаил бу вәқәдин кейин қолға елинип, өлүмгә һөкүм қилинған уйғурларниң бири. Хитай даирилири 1997- йили июн ейиниң ахирида ибраһим исмаилни ғулҗида қолға алғанда,униң ғулҗа шәһиридики наразилиқ намайишини астириттин пиланлиған "әң чоң каттиваш"икәнликини илгири сүргән вә униң қолға елинишини "хоңкоңни қайтуривелишниң һарписидики наһайити муһим җәң ғәлибисидин бири" дәп хәвәр қилғаниди.
Гәрчә хитай даирилири, ибраһим исмаилниң сорақ җәрянида уйғурларниң йәр асти тәшкилатлирини "паш қилған"лиқини вә униң һөкүмәт билән һәмкарлашқанлиқини ахбарат вастилири арқилиқ, кәң тәшвиқ қилған болсиму, әмма улар аридин узун өтмәй униңға өлүм җазаси берип,уни етип ташлиди. Буниң билән бир қисим уйғурларниң каллисида ибраһим исмаил зади қандақ адәм,немә үчүн хитай даирилири өзлири билән һәмкарлашқан адәмгә өлүм җазаси бериду,дегән суал һәтта гуманлар шәкилләнгәниди.
Төвәндә биз ибраһим исмаилниң сәбдашлиридин, һазир канадада яшаватқан абләт нур әпәнди билән бу һәқтә сөһбәтләштуқ. Сиясий паалийәтчи абләт нур әпәнди мәрһум ибраһим исмаилниң пәзиләт-виҗдани, һаяти вә униң ғулҗа инқилабидики роли һәққидә тохталди.
Абләт нур әпәнди хитай даирилириниң ибраһим исмаил һәққидики тәтүр тәшвиқатлириниң бир инқилабчиниң хәлқ қәлбидики образини хунүкләштүрүш икәнликини вә уйғурларниң әркинлики,һөрлүки үчүн паалийәт елип барған, күрәш қилған мәзкур инқилабчиниң ахири мустәмликә хитай даирилири тәрипидин қәтли қилинғанлиқини әскәртти. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ваң җавҗүн хуҗинтавға очуқ хәт йоллап, асасий қанун ислаһатини тәләп қилди
- Акиси хитай һакимийити тәрипидин өлүм җазасиға һөкүм қилинған бир яш билән сөһбәт
- Б д т йиғинида, өлүм җазасини әмәлдин қалдуруш тәклип лайиһиси көп санлиқ аваз билән мақуллуқтин өтти
- Бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий йиғинида өлүм җазасини әмәлдин қалдуруш һәққидики тәклип мақулланди
- Хитай зиялийлар " әмгәк билән өзгәртиш" түзүмини бикар қилиш тоғрулуқ очуқ хәт язди
- Ахбарат әркинлики вә хәлқара олимпик комитети
- Хитай сотиниң 6 уйғур үстидин чиқарған һөкүмнамиси үстидә --- руқийә турдуш ханим билән сөһбәт
- Рабийә қадир қәшқәрдики өлүм җазаси мунасивити билән хәлқара олимпик комитетини әйиблиди
- Түрк мәтбуатида шәрқий түркистан мәсилиси
- Уйғур тәшкилатлири қәшқәрдә өлүмгә һөкүм қилинған уйғурлар һәққидә баянат елан қилди
- 9 Йил бурун қорғас наһийисидә етип өлтүрүлгән 7 яшниң қәбриси йөткиветилди
- Үрүмчидики сақчи - әдилийә мәктипидә тоқунуш йүз бәрди