Коммунист хитай һөкүмитиниң уйғурларни өз юртидин йөткәп қул қилиш мәсилиси һәққидә уйғур зиялийлириниң мулаһизиси


2007.06.21

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң хәлқара учур мәркизи 6 ‏- айниң 12 ‏- күни адәм әткәсчилики мәсилиси буйичә 2007 ‏- йиллиқ доклат елан қилди. Хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайни кишилик һоқуқ мәсилисидә көзитидиған дөләтләр тизимликигә киргүзди. Һазир 'көзитиш журнили'да бу доклатниң 'хитай қисми' һәққидә йеңи мулаһизиләр елан қилиниватиду.

Хитай хәлқаралиқ адәм әткәсчиликиниң мәнбәси

‏'Көзитиш журнили'ниң 17 ‏- ийон санида баян қилинишичә, худди америка ташқи ишлар министирлиқиниң хәлқара учур мәркизи 6 ‏- айниң 12 ‏- күни адәм әткәсчилики мәсилиси буйичә елан қилған 2007 ‏- йиллиқ доклатиниң 'хитай қисми'да көрситилгәндәк, җуңхуа хәлқ җумһурийити һазир дуняда, хәлқни мәҗбурий әмгәккә селип қул қилиш вә иқтисадий җәһәттә експилататсийә қилишни мәқсәт қилған хәлқаралиқ адәм әткәсчиликиниң мәнбәси һәм транспорт ноқтиси болуп қалди.

Хитайдики бундақ адәм әткәсчилики, асасән балиларни вә аялларни сода-тиҗарәт йоли билән експилататсийә қилишни мәқсәт қилған. Хитайдики бундақ адәм әткәсчиликиниң көп қисми хитайниң ички өлкилиридә, аз қисми хитай арқилиқ африқа, явропа, латин америкиси,, оттура шәрқ, һәтта шималий америкиғичә кеңәйтилгән.

Хитайға алдап келингән аяллар коммунист байвәччилиригә хотун болушқа мәҗбур болған яки тамамән кимлики йоқ аилә қуллириға айланған

Мулаһизиләрдә баян қилинишичә, хитайдики адәм әткәсчилири, асасән дөләт пуқралириниң кәлгүсидә яхши турмуш көчүрүш һәққидә берилгән ялған вәдиләргә асан ишинидиғанлиқидин пайдиланған. Улар өзлириниң алданғанлиқини сәзгәндә, алдамчиларни һәргиз тапалмайду. Буниң ичидә ялған вәдиләргә алданған аяллар вә балилар әң көп.

Улар чәт районлардин алдинип келип, хитайниң 'тәрәққи қилған район' дәп аталған җайлирида еғир җисманий әмгәккә яки 'җинсий қул'луққа тутулған. Һәтта моңғулийә, шималий корийә, берма, русийә, вейтнамлардинму хитайға алдап келингән аяллар коммунист байвәччилиригә хотун болушқа мәҗбур болған яки тамамән кимлики йоқ аилә қуллириға айланған.

Мулаһизичиләрниң баян қилишичә, бундақ җинайи ишлар җәһәттә гәрчә хитайниң қануни болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң уни иҗра қилиши яхши болмайватиду.

Уйғурлар қизлириниң хитайға алдинип кетиш мәсилиси, яврупада уйғурчә чиқидиған 'ғәрб шамили' журнилиниң тәһрири һаҗи абдурешит кериминиң қаришичә, бу хитай коммунист һөкүмити өзи пиланлиқ һалда садир қиливатқан дело.

Хитай коммунист һөкүмити адәм әткәсчиликини нопус нисбити бузулған районлардики аял камлиқ мәсилисини һәл қилиш үчүн қолланмақта

Мулаһизиләрдә баян қилинишичә, хитайда адәм әткәсчилики һазирму давамлишиватқан бир еғир мәсилә. Һазир хитайда һәр йили оттура һесаб билән 10 миңдин 20 миңғичә адәм сетилип қул қилинишқа учраватиду. Хәлқара тәшкилатларниң баян қилишичә, униң %90 и аяллар вә балилар .

Улар асасән намрат районлардин бай районларға, болупму нопусиниң әр билән аял несбити бузулған районларға йөткәп келингән. Коммунист хитай һөкүмити адәм әткәсчиликини шу җайдики аял камлиқ мәсилисини һәл қилиш үчүн қолланмақта.

Коммунист хитай һөкүмитиниң пиланлиқ һалда уйғур қизлирини сетиш, қул қилиш мәсилисини һәл қилиш үчүн хәлқараниң арилишиши лазим

яврупада уйғурчә чиқидиған 'ғәрб шамили' журнилиниң тәһрири һаҗи абдурешит кериминиң қаришичә, коммунист хитай һөкүмити пиланлиқ һалда уйғурларни, болупму уйғур қизлирини сетиш, қул қилишни йолға қоюватиду. Һазир бу мәсилини һәл қилиш үчүн хәлқараниң арилишиши лазим. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.