Бәштә капаләтлик қилғучи кадирлар айкөл йезисида немә иш қилиду?
2006.01.03
Хитай һөкүмәт даирилири, уйғур елидә һәр түрлүк сиясий тәшвиқат өгинишлирини күчәйткәндин сирт, йезиларға кадир әвәтиштәк усуллар арқилиқ, уйғурлар топлишип олтурақлашқан җайларниң сиясий, иҗтимаий муқимлиқини сақлаш үчүн һәрикәт қилмақта.
Һәқиқи мәқсәт
Йеқинда ақсудики айкөл йезисиға "бәштә капаләтләндүргүчи кадирлар "намида 85 нәпәр кадир алаһидә вәзипигә қоюлған. Айкөл йезиси ақсу шәһиригә қарашлиқ 35 миң уйғур нопусиға игә чоң йезиниң бири болуп, бәштә капаләтләндүрүш вәзиписини алған кадирлар,йезидики деһқанларниң аилисидә йетип - қопуп вәзиписини өтәйдикән.
Ақсу тор бетидики учурда, бәштә капаләтләндүргүчи кадирларниң вәзиписи, капаләткә алған деһқанларниң өйидә туруп, күндилик турмуш вә ишләпчиқириш җәрянида деһқанларниң сиясий идийисини тазилап рошәнләштүрүш,пән техника җәһәттин йетәкләш, бейиш йолиға йетәкләш, партийә, һөкүмәтниң сиясәтлирини йәткүзүш һәмдә деһқанларниң пикирлирини игиләш дәп көрситилгән.
Хитай һөкүмитиниң бәштә капаләтләндүрүш кадирлирини деһқанларниң өйигичә әвәтишниң әһмийити, шундақла уйғур деһқанлириниң өз аилисигә кәлгән бу чақирилмиған меһманларға қандақ қарайдиғанлиқи қатарлиқ мәсилиләр бизни қизиқтурди. Мәзкур соалларға җаваб тепиш мәқситидә ақсу айкөл йезисиға телефон қилғинимизда, йезилиқ һөкүмәттики бирәйләнниң сөзидин, хитай һөкүмитиниң деһқанларниң аилилиригә бәштә капаләтләндүрүш кадирлирини әвәтиштики мәқсити ениқланди.
Айкөл йезилиқ һөкүмәтниң бир хадими, бәштә капаләтләндүрүш кадирлириниң асаслиқ вәзиписи һәққидә тохтилип, уларниң асаслиқи муқимлиқни тутуш, қанунсиз диний һәрикәтләрниниң алдини елиш үчүн әвәтилгәнликини ейтти.
Деһқанларниң инкаси
Биз йәнә бу йезидики деһқанлардин аилисигә вәзипә билән кәлгән бу алаһидә меһманларни қарши алидиған, алмайдиғанлиқини соридуқ. Зияритимизни қобул қилған бир деһқан "ярдәмгә кәлгән" кадирларниң деһқанларға һәқиқи ярдәм қилалмайдиғанлиқини, уларниң яхши намға еришиш үчүн кәлгәнликини, деһқанларниң кирими 2000 йүәндин ашиду, дегән тәшвиқатларниң ялға икәнликини оттуриға қойди.
Хитай һөкүмити тәшвиқатида,"йезиларға чүшүргән кадирлар, барған җайлирида деһқанларниң деһқанчилиқ техникилирини игиләп, бейишиға, кириминиң өсүшигә алаһидә ярдәмдә болғачқа, деһқанлар, бу кадирлардин бәк миннәтдар болмақта "дәп көрсәткән болса, зияритимизни қобул қилған деһқанлар әксичә инкас қайтурди.
Уйғур елиниң башқа йәрлик һөкүмәт тор бәтлиридин игә болушимизчә, бәштә капаләтләндүргүчи намидики кадирлар, нөвәттә уйғурлар көпрәк олтурақлашқан йезиларниң һәммисидә дегүдәк орунлишип болған болуп, уларниң түп вәзиписи деһқанлар ейтқандәк, уйғур йезилириниң сиясий муқимлиқини сақлаш болмақта икән. Деһқанларниң инкасиға қариғанда, бу алаһидә вәзипә билән чүшкән кадирлар, күн бойи деһқанларниң һәрикити вә идийилирини көзитип турғандин башқа, аилисидә йетип - қопуп йүргәчкә деһқанларға роһий һәм иқтисадий җәһәтләрдин артуқчә бесим елип келип, уларни бизар қилмақта икән. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити уйғур елиниң муқимлиқини ишқа ашуруш үчүн асасий қатлам кадирлирини күчәйтмәктә
- Мутәхәссисләр: хитай компартийиси хәвпни даналиқ билән бир тәрәп қилалмайду
- Уйғур аптонум райони җ х органлири "актип" хизмәт қилғанлиқи үчүн тәқдирләнди
- Қәшқәрдә оқуғучиларниң диний түс алған кийимләрни кийиши чәкләнгән
- Мутәхәссисләр "үч хил күч" һәққидә тохталди
- Хитай һөкүмити, аптоном районниң 50 йиллиқи һарписида уйғур мустәқилчилирини бастурушни күчәйтти
- Хитай һөкүмити уйғур язғучи абдулла җамални язған әсәрлири түпәйли қолға алған