Керийә наһийисидә яш - өсмүрләрниң идийисини тәкшүрүш һәрикити башланди
2006.02.24
Хотән вилайитиниң керийә наһийисидә "алтә яштин 40 яшқичә болған кишиләрниң идийиви әһвалини кәң көләмдә тәкшүрүш һәрикити қозғалған болуп, керийә наһийисидә чиқидиған аммиви учур тор бетидә әйнән мундақ дейилгән:
"Биз наһийимизниң, йеңи бир дәвир яш - өсмүрлириниң идийә әһвали билән пүтүнләй тонушуп чиқиш билән биргә, уларниң идийисини вақтида контрол қилиш үчүн, болупму яш- өсмүрләрниң қанунсиз диний паалийәтләргә қатнишиш шуниңдәк җинайәт шәкилләндүрүш әһваллири үстидә тәкшүрүш елип беришимиз керәк. Буниң үчүн актиплиқ билән яш - өсмүрләргә идийиви әхлақ тәрбийисини күчәйтиштә йеңи усулларни қоллинишимиз, буниңда қолға кәлтүргән тәҗрибә - савақ вә нәтиҗилиримизни хуласиләп, мәвҗут мәсилиләрни чоқум бир тәрәп қилишимиз, бу арқилиқ йәниму бир қәдәм илгирилигән асаста яш - өсмүрләрниң қанунсиз паалийәтләрни садир қилишиниң алдини елишимиз керәк".
Бу һәқтә берилгән учурда йәнә, тәкшүрүш даирисиниң наһийә бойичә 6 яштин 40 яшқичә, йәни 13 яштин төвәнләр бир гуруппа, 14 яштин 16 яшқичә болғанлар бир гуруппа, 17 дин 25 кичә, 26 дин 35 кичә, 36 дин 40 яшқичә болғанларниң һәр бири бир гуруппиға айрилип елип берилидиғанлиқи қәйт қилинған.
Тәкшүрүш елип баридиған асаслиқ орунлар, диний тәлим берилидиған йәр асти өйлири, чамбашчилиқ мәркизи, қанунсиз тәблих паалийәт орунлири болуп, болупму яш - өсмүрләрниң милли бөлгүнчилик, диний радикал вә зораван күчләрдин ибарәт үч хил күчләр билән болған мунасивити қатарлиқларни ениқлап, диний радикаллиқ идийиси күчлүк яшларни асас қилип, тәкшүрүш, сөһбәт өткүзүш вә әмәлий һәрикәткә өтүш шәкиллири арқилиқ елип берилидикән.
Бу мунасивәт билән мухбиримиз әқидә керийә наһисигә телефон уруп әһвал игилиди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Керийә наһийисидә шәрқий түркистан байриқи тикләнгән
- Хитай һөкүмити немә үчүн уйғур елидә армийини һимайә қилиш нәмуничисини көтүрүп чиқириду?
- Қадир бақиниң күндилик хатириси
- Бәштә капаләтлик қилғучи кадирлар айкөл йезисида немә иш қилиду?
- Қәшқәрдә оқуғучиларниң диний түс алған кийимләрни кийиши чәкләнгән
- Хитай һөкүмити уйғур язғучи абдулла җамални язған әсәрлири түпәйли қолға алған