Хитай даирилириниң уйғур миллий маарип саһәсигә қаратқан тазилаш һәрикити ғәлбә қазиналамду?
2006.12.06
Шәрқий түркистан учур мәркизиниң тәтқиқатчиси күрәш атихан әпәндиниң бивастә уйғур елидин игилигән мәлуматиға қариғанда, хитай һөкүмити бу йил 7 - айда идеологийә саһәсидә миллий бөлгүнчиликкә қарши күрәш һәрикитини қозғап, уйғур хәлқи ичидә күчлүк тәсиргә игә оқутқучилардин йүсүпҗан ясин билән әркин рәһмитуллани җазалиған.
"Қош тил" лиқ оқутушқа нарази болғучиларниң ирадисини сундуруш
Хитайниң аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүми, маарип назарити вә үрүмчи шәһәрлик парткоминиң орунлаштурушида елип берилған" аң идеологийә саһәсидә миллий бөлгүнчиликкә қарши күрәш һәрикити" дә, уйғур оқутқучилириниң "қош тиллиқ" маарипқа болған наразилиқини тунҗуқтуруш, болупму уларниң қаршилиқ көрситиш ирадисини сундуруш мәқситидә, үрүмчи шәһәрлик 14 - оттура мәктәпниң оқутқучилиридин йүсүпҗан ясин билән әркин рәһмитуллани тартип чиқип, улар үстидин җиддий тәкшүрүш елип барған.
Күрәш атихан әпәндиниң билдүрүшичә, бу икки оқутқучи, үрүмчи шәһири бойичә һәтта пүтүн уйғур елиниң маарип саһәси бойичә күчлүк тәсиргә игә болуп, уларниң үстидин тәкшүрүш елип берилиши хитай һөкүмитиниң уйғур оқутқучилири арисида һәрикәт қозғашқа уруниватқанлиқини ашкарилайдикән.
Җазадин бурунқи баһанә изләш
Күрәшҗан атихан әпәндиниң ейтишичә, хитай һөкүмити йүсүпҗан ясинни тәкшүрүш җәрянида, униң хизмәтдашлирини, йүсүпҗан ясин хитайниң 6 - оттура мәктипи билән уйғурларниң 14 - оттура мәктипини қошуветиш вә қош тиллиқ маарипқа қарита қандақ қарши гәпләрни қилди? у йәнә дөләтниң муқимлиқиға дәхли - тәрүз қилидиған, дөләтниң бирликини парчилайдиған қандақ сөз вә һәрикәтләрдә болди? у қандақ диний паалийәтләр билән мәшғул болди? оқуғучиларни қандақ қанунсиз диний паалийәтләргә башлиди? дегәнгә охшаш суалларға җаваб беришкә қистап, уни хитай қануниға хилап һәрикәтләр билән шуғулланған қилип көрситишкә урунған. Йүсүпҗан ясинниң бир қанчә мақалисини, еғир сиясий хаталиқ өткүзгән, пантүркисизмлиқ хата көз қарашларни тарқитип, җәмийәттә интайин яман тәсир пәйда қилған дегән бәднам билән қарилап, уни дәрс мунбиридин қоғлап чиқарған.
Идеологийә саһәсидики бөлгүнчиликкә қарши туруш әмәлийәттә уйғур зиялийлирини тазилаш
Охшашла хитай даирилириниң зәрбисигә учриған әркин рәһмитулла - мәзкур мәктәпниң әдәбият оқутқучиси болуп, у уйғур тилиға башқа тилдики сөзләрни арилаштурмай сап уйғур тилида сөз қилишни вә уйғур тилиниң луғәт тәркипиниң саплиқини қоғдашни тәшәббус қилғанлиқи үчүн, маарип тармақлири, уни "қош тиллиқ маарипқа" қарши чиққан дәп, йүсүпҗан ясинға қаритилған усуллар билән тәкшүрүп қаттиқ назарәт астиға алған.
Көрәшҗан атихан әпәндиниң қаришичә, хитай даирилириниң аталмиш " аң идеологийә саһәсидә миллий бөлгүнчиликкә қарши күрәш" дегини әмәлийәттә уйғур зиялилириға қаритилған тазилаш һәрикитидин ибарәт болуп, бу һәрикәт уйғур аптоном районида 57 йилдин бери түрлүк намлар астида елип берилип, сансизлиған уйғур зиялийлири өлтүрүлгән, түрмигә ташланған, сүргүн қилинған вә җисманий зиянкәшликкә учриған. Һәтта сөз қилиш вә мәтбуат һоқуқлиридин мәһрум қилинған. Хитай һөкүмити бу һәрикәтлири арқилиқ уйғур миллитини мәнивий җәһәттин йетәкчисиз қалдуруш, уларни мәңгү миллий тәқдири һәққидә ойлиниш вә күрәш қилиштин қаттиқ қорқидиған һаләткә кәлтүрүшни мәқсәт қилған болсиму, әмма бу хил зораван һәрикәтләр һечқачан уйғур хәлқиниң миллий роһи вә ирадисини бойсундуралмайдикән. ( Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- "Шинҗаң гезити"дә ейтилишичә, кишиләрниң меңисини маркисизм билән қоралландуруш һазир риқабәткә дуч кәлгән
- Коммунист партийиниң илғарлиқи әмәс ялғанчилиқи
- Қарамайдики "май булақ" жорнилиниң тәһрири абдурешит нияз қолға елинған
- Уйғур елидә "8 шәрәп, 8 номус" қаришини өгиништин ибарәт йеңи сиясий өгиниш долқуни күчәйди
- Керийә наһийисидә яш - өсмүрләрниң идийисини тәкшүрүш һәрикити башланди
- Қадир бақиниң күндилик хатириси
- Бәштә капаләтлик қилғучи кадирлар айкөл йезисида немә иш қилиду?
- Қәшқәрдә оқуғучиларниң диний түс алған кийимләрни кийиши чәкләнгән
- Хитай һөкүмити уйғур язғучи абдулла җамални язған әсәрлири түпәйли қолға алған
- Поскам нефитликидики бир қисим оқутқучи - оқуғучилар "миллий бөлгүнчи" дәп әйиблинип қолға елинди
- Хитай һөкүмити уйғур ели маарипини сиясәтчиләрниң башқуришини тәкитлимәктә