Мавзедуң оттуриға қойған "шәрқ шамили" қурулуши аллиқачан бәрбат болған, буниңдин кейин ғәлибә қиламду?


2007.01.05

Өткән йилниң ахирида, хитай мәркизи комитет партийә мәктипиниң "өгиниш" журнилида, хитайда миллий зиддийәтләрниң күндин - күнгә җиддийлишиватқанлиқи, хитайда 1998 ‏- йилидин буян 52 қетим йүз бәргән чоң көләмлик қаршилиқ һәрикәтләрниң һәммиси йәр - земин вә тәбиий байлиқ һоқуқи җәһәттики миллий зиддийәтләрдин келип чиққанлиқи, һазир шинҗаң, тибәт, йүннәнләрдә бундақ қаршилиқ һәрикәтләрниң күндин ‏- күнгә әвҗ елип күчийиватқанлиқи, хитай һөкүмити буни америкиниң хитайда миллий зиддийәтләрни қозғаватқанлиқидин болди, дәп қарайдиғанлиқи баян қилинип, униңда мәйли униң немә болушидин қәтий нәзәр, бу мәсилә һазир хитайда җиддий һәл қилишқа тегишлик мәсилә болуп қалғанлиқи тәкитләнгән иди.

Хитай һөкүмити уйғур аптоном районида миллий зиддийәтни биртәрәп қилиш үчүн "шәрқ шамили қурулуши" дегән чарини оттуриға қойди

Хитайниң "шинҗаң гезити" дә баян қилинишичә, хитай һөкүмити уйғур аптоном районида җиддийлишиватқан миллий зиддийәтни биртәрәп қилиш үчүн "шәрқ шамили қурулуши" дәп атилидиған бир чарини қоллинишқа башлиған. Хитай һөкүмити 2007 ‏- йили 1 ‏- айниң 1 ‏- вә 2 ‏- күнлири, қәшқәр районида 2369 йеза -кәнткә "хәлқ гезити", "шинҗаң гезити" қатарлиқ партийә гезитлирини һәқсиз тарқатқан. Мәзкур гезиттә баян қилинишичә, уйғур аптоном районида 1 ‏- айниң 1 ‏- күнидин башлап һәр бир йеза‏- кәнтләргә партийә гезитлирини һәқсиз бериш "шәрқ шамили қурулуши" дәп атилидикән. Қәшқәр вилайәтлик партком шуҗиси җав шинвей "шәрқ шамили қурулуши" дәп аталған бундақ тәдбирни "партийимизниң сияси -идийиви фронт қурулуши, идиологийә тәшвиқат җеңи, йеңи йеза қурушниң қәдимини тезлитидиған чарә" дәп чүшәндүргән.

"Ғәрб шамили журнили"ниң тәһрири "шәрқ шамили қурулуши" һәққидә тохталди

Һазир шивеитсийидә туруватқан уйғур зиялийси, явропада уйғурчә чиқидиған "ғәрб шамили журнили"ниң тәһрири абдиришит һаҗи керими бу һәқтә өзиниң охшимиған көз қаришини оттуриға қойди.

Түркийиниң истанбул шәһиридә туруватқан мәшһур җамаәт әрбаби сәләй һаҗимлар өзиниң охшимиған көз қаришини оттуриға қоюп, коммунистик партийиниң гезитлири вә униңда дейилгән гәпләр уйғурларға бәхт елип кәлмигәнлики билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.