Бир дөләттә икки хил түзүм һәққидә қозғалған бәс-муназирә
2007.07.02
Хитайниң дөләт рәиси ху җинтав 7 - айниң 1 - күни, хоңкоңниң хитайға қайтурулғанлиқиниң 10 йиллиқини тәбрикләш мурасимида коммунист партийиниң 'бир дөләттә икки хил түзүм' дегән сияситиниң нәтиҗилирини сөзлиди. У сөзидә 'икки хил түзүм'ниң алдинқи шәрти 'бир дөләт икәнликини тәкитлиди вә 'бир дөләттә икки хил түзүм' дегән сиясәтниң хоңкоңда аллиқачан бир әмәлийәткә айланғанлиқини, бу әмәлийәт хитай һөкүмитини қиммәтлик тәҗрибиләр билән тәминлигәнликини, бу арқилиқ хитай һөкүмитиниң хоңкоңда бу түзүмни йолға қоюш ирадиси ашқанлиқини мәдһийилиди. Буниңдин кейин, хоңкоңлуқлар вә тәйвәнликләр арисида 'бир дөләттә икки хил түзүм' дегән сиясәтниң әмәлийити һәққидә бәс-муназирә қозғалди.
Ху җинтав хоңкоңда йүргүзгән 'бир дөләттә икки хил түзүм' дегән сиясәтниң әмәлийити қарши намайишни көрүшкә җүрәт қилалмиди
Радиомизниң хоңкоңдики мухбирлириниң баян қилишичә, ху җинтав хоңкоңда тәбрикләш паалийити елип барған күни, әтигән саәт 8 дин башлапла хоңкоң аһалилириниң җинзиҗиң мәйдани тәрәпкә өтүши чәкләнгән . Тәйвәндин кәлгән саяһәтчиләрдин бир нәччә йүз киши 'фалунгоң' дәп гуманлинип чегридин киргүзүлмигән. Тәбрикләш паалийитигә пәқәт хоңкоң әмәлдарлиридин бирнәччә йүз кишила қатнашқан.
Б б с ниң хәвәр қилишичә, бу күни хоңкоңда 68 миң кишилик намайиш болған. Намайишқа хоңкоңниң сабиқ мәмурий мәһкимә башлиқи ченфаң әнсең, тәйвән учур вастилири гуруһиниң башлиқи ли җижйиң, хоңкоңдики баш католик диндари чен риҗүн, хитай һөкүмити җасус дәп қамап қойған чең шаңниң хотуни қатарлиқ сәзгүр әрбабларму қатнашқан.
Һәтта хоңкоңда һөкүмәт мәблиғиғә тайинидиған учур васитилириму қатнашқан. 'Бир дөләттә икки түзүм ' дегән сиясәтниң әмәлийитини көрүп беқишни 10 йилдин буян күтүп туруватқан 75 яшлиқ чен әпәндиму босуғисидин атлап чиқип намайишқа қатнашқан. Бу күндики һәйвәтлик намайишта 'бир дөләт икки хил түзүмни басти' , 'әдәп, әхлақ, номус йоқалди' , 'аҗизларни бозәк қилиш әвҗ алди', 'омум сайлам йолға қоюлсун', 'хоңкоң алаһидә район асасий қанунида: 'хоңкоңниң башлиқини һәр бир адәм бирдин биләт ташлап сайлап чиқиду, дәп бәлгигән, буниңға немә үчүн йол қоймайду ' дәп йезилған шуар -лозункилар бар . Әпсуски, ху җинтав бу намайишни - коммунист партийә хоңкоңда йүргүзгән 'бир дөләттә икки хил түзүм' дегән сиясәтниң әмәлийитигә қарши намайишни көрүшкә җүрәт қилалмиди.
'Җәнубтики һәптә ахири' гезити коммунист һөкүмити чәклигән сизиқтин чиқип кәтти
Хитай һөкүмити 10 йилдин буян чоң қуруқлуқта , хоңкоңда йолға қоюлған 'бир дөләттә икки хил түзүм' дегән сиясәтниң 'нәтиҗилири'нила тәшвиқ қилип келивататти. Һөкүмәт адәттә хоңкоңниң радио-телевзийә қаналлирини шенҗен, гуаңҗуларда хәлққә көрсәтмәйтти. Ички өлкиләрдин келидиған саяһәтчиләрниңму һәқиқий хоңкоңни көрүп қелишидин қаттиқ әнсирәйтти. Әмма 'җәнубтики һәптә ахири' бейҗиң һөкүмити чәклигән сизиқтин чиқип кәтти.
Хоңкоңлуқлар йәнила буниңдин 10 йил бурунқи демократийигә адәтләнгән хоңкоңлуқ икәнликини, хоңкоңда хитай һөкүмити билән сиясий көз қариши охшаш болмиған әрбаблар һөкүмәткә писәнт қилмай, 4 - ийон вәқәси һәққидики паалийитини тохтатмиғанлиқини, фалунгоңчилар барғансери қәтийлишиватқанлиқини, улар хоңкоң аһалилириниң техиму көп ианисигә еришиватқанлиқини, пикир әркинликини чәкләйдиған гәп чиқса, улар 'икки хил түзүм' дегән бейҗиң билән охшимайду дегән гәп, қайси қанунға асасән чәкләйсән? дәп дәрһал өкти чиқидиғанлиқини тәпсилий баян қилди.
Мәзкур гезиттә баян қилинишичә, әмәлийәттә һазир хоңкоңниң чоң қуруқлуққа бериватқан тәсири, үлгилик роли хитай һөкүмитиниң хоңкоңда пәйда қиливатқан тәсиридинму күчлүк болмақта.
Игилик һоқуқи болмиса әркинликкә, демократийигә еришәлмәйду
Ху җинтавниң хоңкоңда қилған сөзидин кейин, интернеттә бир дөләттә икки хил түзүн дегән сиясәт һәққидә бәс -муназирә қозғалди.
Тәйвәнниң җаңмен шәһиридики чен әпәнди обзорида 'мән президент чен шуйбйәнниң "игилик һоқуқ болмиса, демократийә болмайду" дегән сөзини қувәтләймән, игилик һоқуқ йоқ хәлқниң гәп қилиш һоқуқи болмайду, пәқәт коммунист әмәлдарлириниңла гәп қилиш һоқуқи болиду. Коммунист партийиниң 'бир дөләттә икки хил түзүм' дегән сиясити тәйвәнгә мас кәлмәйду' дәп язған.
Тәйвәнниң хуйҗу шәһиридики яң әпәндиниң обзорида 'бир дөләттә икки хил түзүм дегән сиясәтниң әмәлийитини хоңкоңда көрдуқ. Хоңкоң хәлқиниң сайлам һоқуқи чәкләнди. Хоңкоңни хоңкоңлуқ өзи идарә қилиш әмәс, бәлки, бейҗиңлиқ хоңкоңни идарә қилиштин ибарәт болди, мана бу әмәлийәт' дәп язған.
Идийә, тил чәкләнсә милләткә балайи- апити келиду
Йеңи әср журнилида елан қилинған 'тил чәкләнсә, милләткә балайи -апәт келиду ' сәрләвһилик обзорда, хитайда немә үчүн пән-илим вә демократийә йоқлуқи; немә үчүн инсанийәткә бәхт елип кәлгән әң есил мәнтиқә хитайда әмәс, қәдимки римда иҗад қилинғанлиқи; немә үчүн тәбиий пән инқилаби вә санаәт инқилаби хитайда әмәс, бәлки әнглийидә пәйда болғанлиқи; немә үчүн пикир әркинлики хитайда әмәс, бәлки яврупада алди билән әмәлгә ашқанлиқи һәққидә мулаһизә қилинған.
Бу обзорда , бир нәччә миң йиллиқ мәдәнийити бар дейиливатқан хитайда давамлишиватқан зәһәрлик амилларниң --- кониға чоқунуш, әмәлдарға чоқунуш, шәхсиниң һакиммутләқлиқигә вә мустәбитликигә тайиништин ибарәт икәнлики көрситилгән. Буни йоқ қилиш үчүн пикир әркинликини чәкләшкә қарши туруш лазимлиқи тәкитләнгән.
Мәзкур обзорда баян қилинишичә, идийә адәмниң роһи, тил җәмийәтниң роһи. Идийә боғулса адәмниң роһи азаплиниду, тил чәкләнсә җәмийәттә зулум давам қилиду. Адәм азап үчүн яритилмиған. Инсанийәттики әң улуқ нәрсә әркинликни өзи қолға кәлтүрүш. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай биңтуәнниң орнини техиму күчәйтишни тәкитлимәктә
- Америка дөләт мәҗлисиниң қарар лайиһиси һәққидики мулаһизиләр
- Америка дөләт мәҗлиси тунҗи қетим уйғурлар тоғрисида қарар лайиһиси қобул қилди
- Уйғурларниң паспортини йиғивелиш вәқәси түркийидә ғулғула қозғиди
- Уйғурларниң паспортлирини йиғивелиш - хитайниң өз қануниға һәм хәлқаралиқ қанунларғиму хилап
- Хитайниң 'дөләт мәхпийәтлики' дегән сиясити хәлқниң кишилик һоқуқиға таҗавуз қилидиған сиясәт
- Хитай терроризимға қарши туруш қануни чиқармақчи боливатиду
- Бейҗиңдики шинҗаң гурупписиниң муддиаси нимә?
- Җигәр яллуғи билән юқумланған оқуғучиларниң ата -аниси бесим астида әрзини қайтурувелишқа мәҗбур болди
- Хитайда өлүм җазасини тәдбиқлаш һоқуқи али сот мәһкимисигә өткүзүп берилди
- Хитай билән германийә оттурисидики "қанун дөлити диалоги" (2)
- Хитай билән германийә оттурисидики "қанун дөлити диалоги" (1)