Икки чоң йиғиндики гүл-дәстиләр җәмийәттики вәйранлиқни япаламду?


2006.03.08
lianghui-police-yawn200.jpg
Сақчилар тйәнәнмен мәйданида . AFP

Хитайниң икки чоң йиғини давамлишиватқанда, тәйвән президенти чен шуйбйән 'дөләтни бирликкә кәлтүрүш қанунини ахирлаштуруш қарари'ни җакарлиғандин кейин, хитай һөкүмити 'тәйвән җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң бир қисми' дәп аташни йиғинниң музакирисигә қойди. Бу тәйвән боғизидики икки тәрәпниң мунасивитидә йәнә бир қетим җиддийлик пәйда қилди. Икки чоң йиғин давамлишиватқан мушундақ пәйттә йәнә җәмийәттә ачлиқ елан қилиш, иш ташлаш, бейҗиңға келип әрз ейтиш һәрикәтлири әвҗ алмақта.

Хитай һөкүмити яхши ойлиниши керәк

Әркин асия радиосиниң тәкилп қилинған мухбири диңшавниң хәвәр қилишичә, йиғинда хитайниң ташқи ишлар миниситири ли җавшиң, азадлиқ армийә вәкили ли юәнҗен вә қораллиқ сақчи қисимлириниң башлиқи сүй шинвулар тәйвәнниң мустәқиллиқ елан қилишиға қәтий қарши икәнликини билдүргән. Әмма һәрбий ишлар мулаһизичиси пиң кефу әпәнди һазирқи бундақ җиддийликни мулаһизә қилип "шуни көривалғили болудики, һазир җуңгода ички мәсилә ташқи мәсилидин көп вә еғир. Тәйвән тәрәп җакарлиған қарарму чоң қуруқлуқтики хитай милләтчиликини йәнә бир балдақ өрләтти. Һөкүмәт әгәр һазир буниңға қарита қаттиқ позитсийидә болмиса, өзиниң ички қисимини контрол қилалмай қалиду. Әгәр қаттиқ җаваб қайтуруп, қаршилишивәрсә, бундақтиму мәсилә чиқиду. Йәнила ички қисмида техиму җиддий әһвал йүз бериши мумкин. Хәлқ кочиларға чиқип намайиш қилишқа башлиса, уни қандақ юғуштуриду? әгәр тәйвәнни қорал күчи билән сақлап қалимән десә, буниңдин қандақ ақивәт келип чиқиду? худди бурун 'аралларни қоғдаш' һәрикити дегән һәрикәт ахири башқурғили болмайдиған бир мәсилигә айланғандәк вәқә йүз бәрмәмду? һазир тәйвән мәсилиси, японийә мәсилиси хитайниң қариму-қарши тәрипидики башқа бир қирғаққа өтүп болған мәсилә болуп қалди. Бу хитайда пүтүн җәмийәтниң муқимлиқини бузуши мумкин. Хитай һөкүмити бу мәсилидә америкиға, өзиниң һәрбий қисимлириға, өзиниң хәлқиғә қандақ муамилә қилиду, буни яхши ойлиши керәк" дегән.

'Күч улап ачлиқ елан қилиш' һәрикитини қоллаватқанлар көпәймәктә

Әркин асия радио синиң мухбири фаң юәнниң хәвәр қилишичә, һөкүмәт сақчилири мәркәзгә яки бивастә икки чоң йиғинға әрз ейтқили кәлгән кишиләрни кәң көләмдә тутқун қиливатқан болсиму, әмма бейҗиңға келиватқан әрзийәтчиләр буниң билән азайғини йоқ. Буниңдин башқа йәнә,хәлқниң һоқуқини қоғдаш йолида қәтийлик билән паалийәт елип бериватқан адвукат гавҗжшен қатарлиқ кишиләрниң тәшәббуси билән бейҗиңда башланған бир айлиқ 'күч улап ачлиқ елан қилиш' һәрикитиму давам қиливатиду. Һазир бу 'күч улап ачлиқ елан қилиш' һәрикитигә қатнишиватқан адәм көпийиватиду. Шәнбә күни бу һәрикәткә 19 өлкидин 70 нәччә нәпәр дөләт пуқраси аваз қошуп , өзиниң телефон нумурини елан қилип өз -ара алақилишишқа башлиған болуп, униңдин кейин 25 өлкидин қоллаш авази кәлгән. Бу һәрикәткә һазир сәндуңдинла 5000 адәм қатнишиватиду. Сәйшәнбә күни гуаңдуң, хейлуңҗаңлардинму қоллап аваз кәлгән. Униң ичидә адвукатларму бар.

Адвокатларни һақарәтләш

Йәкшәнбә күни пәр чапан кәйгән 3 киши адвукат гав җжшен әпәндиниң өйигә бир нәччә қетим бөсүп кирип паракәндичилик салған. Гав әпәнди балилири билән бирликтә бинадин чүшүп сиртқа маңса, бирнәччә сақчи уларниң кәйнигә киривалған. Улар аптомобил тохтитидиған бир җайға барғанда, 6- 7 ‏нәпәр намәлум киши тәң варқирап наһайити сәт тил билән гав әпәндини тиллашқа башлиған. Адвукат гав әпәнди бу сақчилар билән адәм сүпитидә сөзлишиш мумкин әмәсликини һес қилған.

'Йеңи әсир журнили' да елан қилинған "икки чоң йиғиндики гүл-дәстиләр җәмийәттики вәйранлиқни япалмайду" дегән обзорда баян қилинишичә, бейҗиңда икки чоң йиғин ечиливатқан мушу күнләрдә, сәндуң өлкисидә йеза мәктәплиридики муәллимләр иш һәққи җәһәттики тәңсизликкә қарши туруш үчүн иш ташлашқа башлиған. Ғәрб тәрәптики гәнсу қатарлиқ өлкиләрдә йәнә 600 миңдин артуқ йеза муәллимлири бар. Уларму наразилиқини ипадилимәктә. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.