Сиясий кеңәшниң чоң йиғини дөләт пуқралириниң арзусиға қарши қарар чиқарған
2006.03.13
Хитайда дөләт пуқралири узун йиллардин буян, 'җуңхуа хәлқ җумһурийити' ниң асасий қануниға түзитиш киргүзүп, қанунға киргүзүвелинған дөләт пуқралирини хитай коммунист партийисиниң рәһбәрликигә бой сунушқа мәҗбурлайдиған маддиларни бикар қилиш һәққидә тәклип оттуриға қоюп келиватқан болсиму, әмма бу қетим бейҗиңда ечилған икки чоң йиғинниң бири болған мәмликәтлик сиясий кеңәшниң йиғини, йәнила дөләт пуқралирини хитай коммунист партийиисниң рәһбәрликигә бой сунушқа мәҗбурлайдиған қарар чиқирип аяғлашқан.
Партийини сөймәслик һимайә қилмаслиқ
Хитайда икки чоң йиғин ечилиштин бурун, 2 - айниң 28 - күни, 'йеңи әсир журнили' да сәндуң университетидики пешқәдәм оқутқучилар җәмийитиниң башлиқи сүн венгуаң әпәндиниң 'коммунист партийиниң рәһбәрликидә болуш' дегән маддиларни җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң асасий қанунидин чиқириветиш һәққидики тәклипи елан қилинған иди.
Сүн венгуаң әпәндиниң тәклипидә баян қилинишичә, җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң асасий қануни 1954 -йили түзүлгән болуп, униңда дөләт пуқралириниң хитай коммунист партийисиниң рәһбәрликигә бой сунуши бир шәрт қилип бәлгилигән. Шуниңдин кейин, хәлқ ичидә асасий қанунни өзгәртиш һәққидә тәклипләр оттуриға қоюлуп кәлмәктә. Бу җәрянда, җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң асасий қануниға 75- йилида бир қетим, 78 - йилида бир қетим, 82- йилида бир қетим, җәми 3 қетим түзитиш киргүзүлди. Буниң һәммисидә хитай коммунист партийисиниң рәһбәрликигә бой сунуш дегән мадда елип ташланмидила әмәс, бәлки һәр хил шәкил билән күчәйтилип маңди. Мәсилән, 78- йилида түзитилгән қанунда "дөләт пуқралири чоқум хитай коммунист партийисини һимайә қилиши керәк" дәп техиму қаттиқ бәлгиләнгән. Әгәр дөләт пуқралири хитай коммунист партийисини һимайә қилмиса, дөләтниң асасий қануниға хилаплиқ қилған болиду. Узун йиллардин буян хитайда коммунист партийини һимайә қилмиғанлиқ партийигә қарши турғанлиқ, инқилабқа қарши турғанлиқ болуп, бундақ кишиләр оңчи, дәп атилип, қанун бойичә җазалинип, түрмигә елинип, әмгәк билән өзгәртиш лагирлириға әвәтилип кәлмәктә.
Дөләт пуқралири әқәлли кишилик һоқуқлиридин мәһрум қалдурулди
-Һөкүмәт түрмидә йетиватқан мәһбусларниң һәммисини мавзедоң талланма әсәрлирини, маркисизм-ленинизм әсәрлирини, җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң асасий қанунини оқушқа, ядлашқа, шуниңға асасән өзиниң 'гунаһини тунушқа' вә 'өзини өзгәртишкә' мәҗбурлайду. - Дәп баянини давамлаштуриду сүн венгуаң әпәнди мақалисидә өзиниң 70 - йиллардики түрмә һаятини әсләп, - әмма хәлқарада кәң йолға қоюливатқан 'һәммә адәм, һәммә партийә қанун алдида баравәр' дегән демократик принсип хитайда йоқ. 70 - Йилларниң ахирида вә 80 - йилларниң бешида, асасий қанунға түзитиш киргүзүлгәндә, партийә рәһбәрликигә бой сунушни һәтта адәттә қоллинилидиған принсипқа аяландуривалди. Дең шавпиң оттуриға қойған 'төт чоң принсипта чиң туруш' ниң биринчи маддиси 'партийә рәһбәрликидә чиң туруш' дәп аталди. Дөләтниң әң алий һоқуқлири хәлқ сайлимисиз һалда бивастә партийә әзалириға буйруп берилди. Дөләт пуқралири әқәлли кишилик һоқуқлириниң һәммисидин пүтүнләй мәһрум қалдурулди.
Сүн венгуаң әпәндиниң мақалисидә баян қилинишичә, хитай коммунист партийиси җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң асасий қанунида бәлгиливелинған маддиға асасән, мәмликәтниң һәммә җайлирида, һәммә органларда өзиниң тәшкилатлирини қурувалған. Партийә тәшкилатлири һөкүмәт орунлирида бар, бәлки һәммә һоқуқларни чаңгилиға киргүзүвалғанла әмәс, һәрби, әдлийә, сақчи, мәктәп, әдәбият, дин, сәнәт, учур, мәтбуат тармақлириниңму һәммисигә партийә шуҗилири мәсул болувалған. Хитайда хәлқ өзи аваз бирип сайлам чиққан бирму рәһбәр йоқ, уларниң һәммисини хитай коммунист партийиси өзи бәлгиливалған. Хитайда пүтүнләй коммунист партийиниң дектаториси йолға қоюлуп кәлмәктә. Хитайда коммунист партийиниң имтиязи шуқәдәр чоңийип кәткәнки, дөләтниң һәммә байлиқи партийиниң қолида, адәттә партийиниң дәватқини билән қиливатқини башқа, униң немә қилмақчи болуватқанилиқиму хәлққә нисбәтән мәхпи.
Йиғин вәкиллирини хәлқ сайлимиған
Дуняға нәзәр салидиған болсақ, - дәп баянини давамлаштуриду сүн венгуаң әпәнди мақалисидә, - америка, франсийә қатарлиқ дөләтләрниң,һәтта 2 - дуня урушидин кейинки италийә, японийиләрниң асасий қанунидиму қайси бир партиийигә бой сунуш керәк дәп бәлгиләнмигән. Совет иттипақниң асасий қанунидики бәлгилимиләрму һазирқи русийиниң асасий қанунида мәвҗут әмәс. Бундақ мустәбит түзүм һазир хитайда әвҗ алмақта. Һәтта җуңхуа хәлқ җумһурийтиниң асасий қануниму хитайда пүтүн дөләт пуқралири өзи аваз қоюп мақулланған қанун әмәс. Бу қетимқи икки чоң йиғинға кәлгән 'вәкил' , 'әза' дегәнләрниму хәлқ бивастә сайлап чиқмиған. 'Хитай коммунист партийисигә бой сунуш' хитайда дөләт пуқралириниң мәҗбурийити болуп қалған. Хитайда пүтүн дөләт пуқралири тартиватқан азап - оқубәт мана шу мәнтиқисиз маддидн кәлмәктә.
Хәлқ гезитиниң хәвиридин мәлум болушичә, бейҗиңда 3 -март күни башланған мәмликәтлик сиясий кеңәшниң чоң йиғини 13 -март күни, дөләт пуқралириниң хәлқни коммунист партийигә буй сунушқа мәҗбурлайдиған маддиларни җуңхуа хәлқ җумһурийиниң асасий қанунидин бикар қилиш һәққидики арзу-тәклиплиригә йәнә бир қетим писәнт қилмай, йәнә буурнқидәкла коммунист партийә рәһбәрликидә сотсиалистик инақ җәмийәт қурушни тәкитләйдиған бир сиясий қарар қобул қилип аяқлашқан. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Сәндуң университетидин хәлқ вәкиллири түзүмини өзгәртиш һәққидә тәклип
- Икки чоң йиғинниң сиртида дөләт пуқралириниң һәрхил намайишлири давамлашмақта
- Икки чоң йиғиндики гүл-дәстиләр җәмийәттики вәйранлиқни япаламду?
- Ваң лечүәнниң хәлқ қурултийида қилған доклатиға инкас
- Хитай билән тәйвән, хоңкоң оттурисидики җиддий риқабәт
- Икки чоң йиғин билән хәлқниң оттурисидики чегра наһайити ениқ
- Хитайда икки чоң йиғин ечиливатқанда җәмийәттә немә боливатиду?