Илһам тохти: "һөкүмәт даирилириниң ғәйрәт нияз үстидин адил һөкүм чиқиришини үмид қилимән"
Мухбиримиз миһрибан
2010.07.21
2010.07.21
Photo: RFA
Хитайниң уйғур аптоном райони қанун органлири "5 - июл вәқәси"дин кейин, чәтәл мухбирлириниң зияритини қобул қилғанлиқи һәм һөкүмәт даирилиригә уйғур аптоном районидики миллий сиясәт һәққидә тәклип сунғанлиқи үчүн, "дөләт бихәтәрликигә зиян йәткүзгән" дегән җинайәт билән қолға елинған, шинҗаң иқтисад гезитиниң мухбири ғәйрәт нияз әпәнди үстидин бүгүн йәни 21 - июл күни сот ечилидиғанлиқини униң аилисигә уқтурған иди.
Ғәйрәт нияз делосиға йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан достлиридин, уйғурбиз тор бекитиниң саһиби, мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти әпәнди бүгүн зияритимизни қобул қилип, бүгүнки сотниң конкрет әһвали һәққидә ғәйрәт ниязниң аяли рисаләт ханим һәм достлириниң һазирғичә бирәр ениқ учур алалмиғанлиқини билдүрди.
Радиомиз игилигән әң йеңи мәлуматларға асасланғанда, бүгүн дуня уйғур қурултийи бу һәқтә баянат елан қилип,ғәйрәт нияз дилоси һәққидә ечилидиған сотниң киләр һәптигә кичиктүрүлгәнликини баян қилған.
Илһам тохти әпәнди өзиниң бир саәт илгири ғәйрәт ниязниң аяли рисаләт ханим билән йәнә параңлашқанлиқини, рисаләт ханимниң ери ғәйрәт ниязниң гунаһсизлиқини тәкитләватқанлиқини, гәрчә үрүмчидә ғәйрәт нияз үчүн бир адвокат бәлгиләнгән болсиму, әмма ғәйрәт ниязниң тәлипигә асасән аяли рисаләт илһам тохтидин ғәйрәт нияз үчүн бейҗиңдин адвокат тепип беришни һавалә қилғанлиқи үчүн, өзи вә достлириниң ғәйрәт нияз үчүн адвокат издәватқанлиқини баян қилди.
Илһам әпәндиниң билдүрүшичә, ғәйрәт нияз бултур 9 - айда чәтәл мухбирлириниң зияритини қобул қилип, "5 - июл үрүмчи вәқәси" һәққидә өз қарашлирини баян қилған. Шундақла мақалә йезип уйғур аптоном райони һөкүмәт даирилири һәм чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан рабийә қадир ханим қатарлиқларни бирла вақитта тәнқидлигән. Әйни чағда ғәйрәт нияз уйғур аптоном районлуқ партком секретари ваң лечүәнни районда қаттиқ қол сиясәт йүргүзгәнлики билән әйиблигән. Шундақла һөкүмәт даирилирини агаһландуруп, райондики йәрлик уйғурлар билән көчмән хитайлар оттурисидики мунасивәтниң җиддийлишип кәткәнликини, шуңа һөкүмәтниң вәзийәтни контрол қилиш үчүн тәдбир қоллиниши керәкликини оттуриға қойған. Ғәйрәт нияз өз баянлирида һөкүмәт даирилири тәрәптә туруп сөзлигәнлики үчүн, әйни чағда дөләт ичи вә чәтәлләрдики уйғурлар арисида ғәйрәт ниязниң қарашлириға нисбәтән наразилиқ кәйпияти көтүрүлгән. Лекин мана мушундақ компартийигә садиқ бир кишиму һөкүмәт даирилири тәрипидин қолға елинип, сотлиниш алдида турмақта икән.
Илһам тохти әпәнди, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт даирилириниң ғәйрәт нияз делосини адил бир тәрәп қилидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрүп, өзиниң йәнила ғәйрәт нияз делосиға нисбәтән үмидвар кәйпиятта икәнликини илгири сүрди.
Илһам тохти әпәнди сөзидә, мәтбуатларниң һәм тәшкилатларниң ғәйрәт нияз делосини сиясилаштурмаслиқини, ғәйрәт ниязға нисбәтән алди билән униң өз миллитини сөйидиған, һәққанийәтни яқлайдиған, раст гәп қилалайдиған яхши мухбир, өз виҗданини йоқатмиған бир уйғур зиялийси сүпитидә муамилә қилиш керәкликини тәкитлиди.
Ғәйрәт нияз әпәнди бу йил 51 яшта болуп, чөчәк шәһиридин. У 1982 - йили мәркизи милләтләр институтиниң җуңго әдәбияти факултетини пүттүргән болуп, хитайда тонулған журналистларниң бири. У илгири - кейин болуп, шинҗаң қанунчилиқ гезитиниң муавин баш муһәррири, ишхана мудири, " қанун мәҗмуәси"журнилиниң муавин башлиқи, шинҗаң иқтисад гезитиниң мухбири қатарлиқ вәзипиләрни өтигән. Шинҗаң иқтисад гезитиниң мухбири болуп ишлигән. Ғәйрәт нияз әпәнди йәнә, уйғурбиз тор бекитиниң актип башқурғучилириниң бири. Ғәйрәт нияз әпәнди қолға елинғандин кейин, уйғурбиз тор бекитиниң саһиби, мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти әпәнди, үзлүксиз һалда уйғурбиз тор бекитиниң хәлқара тор бекитидә һәм чәтәл мәтбуатлириниң зияритини қобул қилғинида, ғәйрәт нияз әпәнди һәққидә тохтилип, униң гунаһсиз икәнликини, хитай һөкүмитиниң ғәйрәт ниязға охшаш кишиләргә нисбәтән адил муамилә қилишини тәләп қилип келиватқан иди.
юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.